Тәклимаканни қучақлап: мәрһум күрәш көсәнниң һаятидин әслимиләр - 17
2013.10.26
Күрәш көсәнниң вапати униң аилисидикиләр үчүнла әмәс, бәлки пүтүн дунядики һәрқайси әлләрдә муһаҗир болуп яшаватқан уйғурлар үчүнму еғир қайғу елип келиду. Америкидики уйғурлар, болупму күрәш көсәнниң достлири һәр тәрәптин ярдәм қилип мунәввәр ханимни шиветсийәгә йолға селишқа тиришиду.
Қолида шиветсийәниң мәңгүлүк олтуруми болсиму, лекин вақитлиқ паспортиниң вақти өтүп кәткәнлики үчүн йолға чиқиш қийинлишиду. Һөкүмәт орунлириниң арилишиши билән мунәввәр ханим ахири паспортсиз һалда америкидин шиветсийәгә учқан айропиланға чиқиду.
Мунәввәр ханим мәрһум күрәш көсән дәпнә қилинип үчинчи күни шиветсийәгә йетип келиду. Униң көз алдида әмдиликтә мәрһум акисиниң күлүмсирәп турған чеһри әмәс, бәлки җудалиқ азабида йүрики парә - парә болған бир аилә кишилири пәйда болиду. Күрәш көсәнниң җисми ят тупраққа көмүлиду, әмма униң қәлбигә йирақтики вәтининиң сөйгүси көмүлиду…
Күрәш көсән аләмдин өтүп 7 йил өткән бүгүнки күндә мунәввәр ханим мәрһум акисиниң һаяти һәққидә қайта ойлиниш елип барди. У әслимисиниң ахирқи қисмида акисиниң һаяти һәққидә ойлиғанлирини радио аңлиғучиларға тәқдим қилди.
Программиниң ахирқи қисминиң тәпсилатиға қизиқсиңиз, 17 - қисимға диққәт бәргәйсиз.