Биз мәдәнийәттә немә үчүн чекинип кәттуқ? (1)
2012.12.01
Болупму йеқинқи 3 - 4 әсирдин бери уйғурлар немә үчүн бунчивала чекинип кәтти?... Дегәндәк бир қатар соалларни соримай туралмаймиз. Әлвәттә, һәр ишниң убйектип вә субйектип сәвәблири, ички - ташқи амиллири болғандәк, бизниң бу һалға келип қелишимизниңму һәрхил сәвәблири бар. Мана бу мақалида бизниң йеқинқи бир нәччә йүз йилда немә үчүн бундақ хараблиққа петип қалғанлиқимизниң бәзи убйектип сәвәблири рошән йорутуп берилмәктә.
1. Сәвәб: тәрәққиятниң алдинқи шәрти - тенчлиқ болмиған
Тарих бәтлирини варақлайдиған болсақ биләләймизки, 1600 - йилидин 2000 - йилиғичә болған 400 йил уйғур җәмийити пүтүнләй уруш оти ичидә қалған, һәммә йәрни қан һеди пурап туридиған җәмийәткә айланған. Сәидийә ханлиқи дәврдидә дияримизға сиңип киргән сопи - ишанларниң сәидийә һакимийитигә көз тикип, мәнпәәт, әмәл - мәнсәп сәвдасида мәзһәбләргә бөлүнүп, хәлқимизни “ақ тағлиқ”, “қара тағлиқ” гуруһлириға айриди. Мәзһәб пешивалири һакимийәтни чаңгилиға киргүзүвелиш үчүн, дияримизға узундин бери көз тикип турған явуз дүшмәнни башлап кирди. Ниһайәт 1680 - йилиға кәлгәндә, һакимйәт уйғурлардин җоңғарларниң қолиға өтти, мәзһәбчи сопилар болса, җоңғарларниң садиқ ғалчилириға айлинип, өзлириниң қорчақ һакимйитини тикләшкә муйәссәр болди. Сопиларниң җоңғарлар ярдимидә тикләнгән бу қорчақ һакимийити әмәлийәттә хәлқни екиспилататсийә қилип байлиқ топлап, уни хоҗайинлириға совға қилип, хәлқни техиму дәһшәтлик вәйранчилиққа гириптар қилди.
Икки мәзһәбкә бөлүнүп кәткән сопилар юртимизда қанлиқ қирғинчилиқ елип барғандин сирт, өзлириниң сопистик идийиси бойичә мәдәнийәтни қаттиқ тәқип қилип, мәдәнийәтни хәлқ турмушидин вә уйғур җәмийитидин өчүрүп ташлимақчи болди вә нурғунлиған мәдәнийәт әрбаплирини қирғин қилип йоқатти. Һакимийәт җоңғарлар вә уларниң һамийлиғидики сопиларниң қолидин манҗу - чиң империйисигә өткәндин кейин, чиң сулалисиниң чирик һөкүмранлири бир түркүм йәрлик феодаллар билән еғиз - бурун ялишип, хәлққә еғир зулумларни салди. Нәтиҗидә, пуқралар еғир зулумға қарши көп қетим қозғилаң қилған болсиму, интайин дәһшәтлик бастурулди. Һәр қетимлиқ қозғилаңниң мәғлубийитидин кейин, хәлқниң юрт маканини ташлап башқа юртларға көчиши, тәңритағниң шималида қирғин қилип адәм қалмиғанда җәнуптин аһалә көчүрүши шуниң типк мисалидур.
Хәлқниң қозғилаңлири һә дегәндила мәғлуп болуп турди, сәвәби уларниң рәһбәрлик қатлими шәкилләнмигән, һәм сиясий һәм әскирий җәһәттин толуқ йетилгән рәһбәрләр вуҗудқа чиқмиғаниди. Азатлиқ һәрикәтлириниң нишани пәқәт зулумни йоқутушла болғини үчүн, инқилаптин пурсәтпәрәс хоҗиларму пайдилинип өз һакимйитини тикләшкә тиришти, хоҗиларниң топилаңлириму хәлқниң талапәт тартишиға сәвпчи болуп зиянларниму кәлтүрди.
19 - Әсирниң кейинки йеримиға кәлгәндә, хәлқ йәнә бир қетим кәң көләмлик азатлиқ үчүн қозғилаң көтүрүп хотән, қәшқәр, кучар вә ғулҗиларда һакимитини тиклиди, лекин уларға йетәкчилик қилғудәк башчилар болмиғанлиқтин хотәндә һәбибулла һаҗи, кучарда рашидинхандәк һакимийәт ишлиридин хәвәрсизләр рәһбәрлик қилип, бөлүнмә һаләттә ханлиқ қилишти. Уларда вәтән, хәлқ, милләт еңи болмиғанлиқтин бирлишип һакимйәт қуруп, хәлқчил сиясәт йүргүзүшкә қадир болалмай, ақивәт хәлқниң ғалибийәт мевисини рәңвазларниң һилә - микригә тартқузуп қойди. Или султанлиғи, үрүмчи - санҗи хуйзу һакимийити, кучар рашидинхан хоҗа һакимийити, хотән һәбибулла хоҗа һакимийити вә қәшқәр бузрук хоҗиниң өз ара истила урушлири йүз бәрди вә яқупбәг башчилиқидики “бәдөләт йәттә шәһәр һакимийити” қурулди. 1878 - Йили чиң сулалиси һәммисини мәғлуп қилип, өзиниң ниспи һалдики тенчлиқ һакимийитини йүргүзгичә уруш йәнила давам қилип кәлди. Тарих бәтлирини варақлап бақсақ, җүмлидин әйни вақитта урушқа бивастә қатнашқан, уруш вәйранчилиғини өз көзи билән көргән тарихчи алимимиз молла муса сайраминиң “тарихи һәмиди”, “тарихи әминийә” китаплирини көридиған болсақ, бу һәқтә йетәрлик чүшәнчигә игә болалаймиз.
Демәк, бизниң тарихимиз бу хил қирғинчилиқлар билән толуп кәткән. Қан һеди, адәм устиханлири тарим вадисиниң һәммә йерини қаплиған иди. “уюшқақ, йәңгүчи, әқиллиқ” мәналириға игә хасийәтлик нами бар уйғур хәлқи бир учум мәзһәпчи, байлиқхумар, һоқуқпәрәст, урушпәрстләр тәрипидин уруш қайнимиға мәҗбури сөрәп кирилди. Хәлқ өз һаятиғиму кепиллик қилалмайдиған, әтисигиму ишәнч қилалмайдиған болуп қалди. Әшу бир учум рәзил шәхсләр өзиниң шәхси мәнпәәти, парағәтлик турмуши үчүн милләтни, хәлқни, вәтәнни, кәлгүсини, әвлатларни пүчәк пулға сетивәтти, уйғур дияри һалакәткә йүзләнди.
Йеқинқи 400 йиллиқ тарихимизда нурғун қозғилаң һәм топилаңлар болди, хәлқниң ғәлибә қилған, мәғлуп болған дәвирлириму болди, әмма кәң хәлқ аммисиға һичбир мәнпәәт несип болмиди. Чүнки хәлқ интайин төвән аң сәвийидә болғини үчүн пәқәт чирик, мустәбит һакимйәтни ағдурушнила мәқсәт қилған болуп, конкерт нишан болмиған, улада мәхсус һакимйәтчиликни чүшәнгүдәк сәвийә, сияси программа түзгүдәк иқтидар болмиғанлиқтин, ғәлибә мевиси һә дегәндила бир учум пәскәшләрниң қолиға чүшүп кәтти яки шулар тәрипидин пайдилинип кетилди.
Һәқиқәт шуни ениқ көрситип бәрдики, гәрчә хәлқ қозғилип мустәбит һәм чирик һакимйәтни ағдурушни көзлисиму, уларда әшу зулумни йоқутуштин өзгә нишан болмиған, уларда бирәр сияси программа түзүлмигән һәм болишиму мүмкин әмәс иди, чүнки хәлқтә унчилик иқтидар болмиған, уларда бирәр сияси нишан, ортақ етиқад болмиғини үчүн, қан төкүп инқилап қилсиму, бирлишәлмәстин бөлүнүп яшап чилбөриләргә йәм болған. Уларниң қисқа һакимйәтлири, қозғилаңлири мәғлуп болғандин кейин хәлқ йәниму қаттиқ дишварчилиққа дучар болған, җүмлидин юрт - маканини ташлап чиқишқа мәҗбур болған.
2. Сәвәб: исламийәттин чәтнигән сопистик җаһаләтниң вәйранчилиқи
Қазақ алими чоқан вәлиханопниң баяниға асасланғанда, пүткүл уйғур хәлқи сопиларниң икки гуруһиға бөлүнүп кәткән болуп, қәшқәр, ақсу, кучарларда ақтағлиқлар мәзһибидики аһалә көп болса, йеңисар, йәркән, хотәнләрдә қаратағлиқ хоҗиларға мурт болған аһалиләр көп болған. Улар һәр бир шәһәр - юртлардиму муртлири арқилиқ хәлқни парчилиған болуп, өз - ара алақиму қилмайдиған болған.
“тәзкирәи һидайәт” қатарлиқ әсәрләрдинму сопиларниң өзлирини ислам диниға мухалип вә куприлиқ қилған һалда өзлирини аллаһ билән тәң орунға қоюп тәрғип қилғанлиғини биливалалаймиз. Өзлирини аллаһ билән тәң орунға қойған бу сопилар немини тәрғип қилиду? дотсент ибраһим нияз бу һәқтә мундақ дәп язиду:
“сопизимниң түп ғайиси инсанларни тәрки дунялиққа башлап, реал дунядин, иҗтимаи турмуштин йүз өрүп, хияли дуняда көридиған “раһәт” ниң ғемини қилишқа чақириштин ибарәт. Өзлирини дини исламға беғишлиған худаниң аталмиш ашиқлири ислам әқидилиригә мухалип болған қилмиш - әтмишлири билән өзлирини “сәид - муһәммәд пәйғәмбәрниң әвлади” дейишип, өзлиригә әқидә қилған, сабдил мусулман хәлқимизни алдиди. Хәлқниң муһәммәд әләйһиссаламға болған әқидисидин пайдилинип, уларни тәрки дунялиққа башлап, өзлиригә ихлас қилғучиларни “җәннәт”кә ериштүридиғанлиқини вәдә қилип, хәлқни өзлиригә майил қилишти. Бу дуняниң яхшилиқиға муйәссәр болалмиған хәлқимиз у дуняда җәннәттә болсиму раһәт көрүшни, у дуняда болсиму адәмдәк яшашни истиди, шуңа хоҗиларға ишинип, уларға мурт болди.
Хоҗа - ишанлар өзлирини һәқ көрситиш үчүн дәп сахта карамәтлирини һәрхил усуллар арқилиқ тәшвиқ қилип, һәрхил һийлә - микирләрни қоллинип хәлқни алдап, уларниң әқидә - ишәнчигә еришкәндин кейин, хәлқимизниң мадди - мәниви дунясиға һуҗум қилди. Нәтиҗидә улар барлиқ уйғур мәдәнийәт мираслирини уруп чақти, бузди, от қойди, вәйран қилди. Мәдәнийәт әслиһәлирини бузуп, мәдәнийәт сорунлирини сопилиқ паалийәт сорунлириға айландурди. Хәлқниң мәдәнийәт сорунлири - мәктәп, мәдрис, күтүпханилар сопиларниң аяғ астида вәйран болди. Миллий мәдәнийәтни чәкләп, авамни мәдәний паалийәттин ваз кечишкә қистиди. Кимики сопилар билән қаршилашса, худди хоҗа җаһан әрши, баба рәһим мәшрәп вә мирза шаһ мәһмут җорас кәби қәсткә учрап паҗиәлик өлтүрүлди. Бу һәқтә“җаһаләт пирлири шинҗаңда” намлиқ әсәрдә йезилғандәк: “аппақ хоҗа вә аппақ хоҗичилар заманида қәшқәрийәдә мәдәнийәт, маарип, илим - пән, әдәбият - сәнәт, музика, нахша, усул, гүзәл - сәнәт, тиятир, серикчилик, тибабәтчилик, мәтбәчилик, тәрҗимә, хәттатлиқ... Қатарлиқ барлиқ илмий паалийәтләрниң һәммиси қәти мәни қиливетилгән. Бундақ ишлар билән шуғулланғучилар “капир”, “җадугәр”, “муртәд” ләр һесаблинип, җазаға тартилип турған, өлтүрүветилгән. Һәтта хәт йезишни өгиниш, саз челиш, ясаш, мәшрәп ойнаш, оюн - күлкә қатарлиқ адәттики иҗтимаи инсанчилиқ хисләтлириму қәти мәни қиливетилгән. Пүтүн җәмийәттә қуран вә һәптийәктин башқа барлиқ йезилма әсәрләр, болупму милли әсәрләр, хатирә, нәмуниләр, көйдүрүветилгән, йоқ қилип ташланған. Илим - мәрипәт орунлири бузуветилгән, чәкләнгән. Уларниң орниға зикри сөһбәт ханиқалири, гүлах, сазайи һәмиданлар (това қилдуруш орунлири), хоҗа, ишанларниң туралғу җайлири, әмәлдар биналири дәсситилгән”.
“тәзкирәи әзизан” қатарлиқ әсәрләрдин мәлумки “ақ тағлиқ”, “қара тағлиқ” хоҗиларниң дәсләпки башчилири бир туғқан болуп, уларниң өз алдиға нопуз тикләш үчүн көз қарашлирида маһийәтлик пәрқ болмисиму, хәлқни иккигә бөлүп мәзһәпчилик қилған. Улар өз - ара низаһ қилишип, хәлқни уруш җедәлгә селип қан төкүп, орнини мәңгү толдуруп болғусиз тарихи җинайәтләрни қалдуруп кәтти. Пүтүн уйғур диярини җаһаләт қаплап, хәлқ қараңғулуқ дунясиға ғәрқ болди. Демәк, уйғур хәлқиниң бүгүнки қисмәтлик паҗиәләргә, яман күнләргә қелишидиға мәзһәбчи сопиларниң ейтип түгәткүсиз җинайи қилмишлири сәвәбкар болған.
Давами бар.