Мәһбуслуқ тиятири

Ихтиярий мухбиримиз абдувәли аюп
2017.12.26
turme-uyghur-siyasiy-mehbus.jpg Түрмигә елип кириливатқан уйғур сиясий мәһбуслар.
Social Media

1-Пәрдә: мәҗбури иқрар

2014-Йилниң июн айлири болса керәк. Тәңритағ районлуқ тәптиш мәһкимисидин айгүл билән абдуразақ кәлди. “җинайитим” бекитилипту. “җамаәт аманәт пулини қанунсиз игиләш” җинайитим бар икән. Һәйран қалдим, тутқанда “мәбләғ чиқиришта сахтилиқ қилиш” дегән, қолға алғанда “қанунсиз мәбләғ топлаш” болуп өзгәргән иди, әмди мән хәқниң аманәт пулини топлап банка ачқан боптимән-дә! икки саәттәк талаш-тартиш қилдим, абдуразақниң чәккән тамакиси нәпсимни қисип, көңлүмни иләштүрәтти.

-Бу маңа төһмәт, қанчилик кәссә кәссун, мән буниңға иқрар болмаймән - дегән гәптә чиң турдум. Абдуразақ иқрар қилсамла қутулидиғанлиқим һәққидә тохтимай вәз ейтти. Мән “иқрар қилсаң кәңчилик” дегән гәпкә ишәнмәйттим, униң үстигә хәқниң пулини игиливалди дегәнлик маңа аһанәт иди. Абдуразақ ахири: - қара, саңа яхшилиқ қилғанни бил, бу дегән җуңго, акаң тәклип қилған адвокат бир артис, биз дегүзгәндин башқини демәйду. У сени һәргиз гунаһсиз дәп ақлиялмайду. Саңа пәқәт бизла ярдәм қилалаймиз. Биз сени җинайитини төниди, ипадиси яхши десәк, сот бизниң дегинимиз бойичә йениклитип һөкүм чиқириду. Әгәр сән җаһиллиқ қилсаң, дөләтниң қош тил сияситигә қарши чиққан сиясий җинайәтчи қилип қайтидин дело турғузимиз, у чағда түрмидә сесип кетисән! акаңму сени дәп нәччә ай болди дәрвазимиздин кетәлмигили!

Акамниң исмини аңлап туюқсиз боғузумға бир нәрсә кәпләшти. “бәлким акам шундақ қилишимни ейтқанду, бәлким иқрар қилмисам болмайдиған бир йери бардур” дәп ойлап, “җинайитим” гә иқрар болуп қол қоюп бәрдим. Қарисам мәмәтсидиқ билән дилярму “иқрарнамә” гә қол қоюпту. Буни көрүп сәл көңлүм арамиға чүшти. Чүнки иқрарға қол қоюштин бурун бу иккәйләнгә йүз келәлмигәндәк туйғуларда болған идим.

2-Пәрдә: сахта сот

Сот ечилидиғанлиқ хәвирини аңлап хош болдум. Тәптишләрниң вәдиси бойичә болса ятқан вақтимға тоғрилап кесим елан қилинип бир қанчә күн ичидә қутулаттим. Сот залиға шиллимиздин қоруп тутуп еңиштүрүп елип киргәндә қарисам сотхана қупқуруқ, пәқәт үч адвокат, үч әйиблигүчи, бир катип вә сақчилар туратти.

Һәммәйлән биллә бир қетим, айрим-айрим болуп йәнә бир қетим сотқа елип чиқилдуқ. Үчинчи қетим үчәйлән сотчиниң алдиға тизилдуқ. Адвокатлар пәқәт бизниң җинайитимизни тонуш позитсийәмизни махтап “ақлиған” болди. Дилярниң адвокати “милләтләр иттипақлиқи” нуқтисидин чиқип бир гәпләрни қиливеди, чирайдин яваш, ақ көңүллүки чиқип туридиған, көзлири яшаңғирап қалған у адәмгә ичим ағриди.

Биз үч мәһбус тәптишләр оқуған, тоғриси улар тоқуп чиққан “җинайи қилимиш” ларға “бәрһәқ” дәп иқрар қилдуқ. Биз сотта дейиш тәләп қилинған һәммә гәпләрни дәп, уму аз кәлгәндәк соттики “иқрар” ларға имза қоюш тәләп қилинғанда сорисақ, бу сот әмәс испат аңлаш йиғини икән.

Сахта сотта биз һәққидә қалдурулған “испат” ларға бир бирләп қол қоюп зерикип қолумниң учида һели чәмбәр, елиписларни сизишқа башлидим. Қанун сақчиси йенимизға келип “қандақ имза бу” дәп сориведи, деляр: - мәшһуларниң имзаси болмамду! - дәп чақчақ қилди. Бу чақчақни үчимиздин башқа һеч ким чүшәнмиди. Бир йилдин бери достлиримниң авазини сеғинип қалған икәнмән, тунҗи қетим үч мәһбус бурадәр бир биримизгә қарап қаһқаһлап күлүштуқ.

3-Пәрдә: “ким җинайәтчи!”

Алдинқи қетим сотқа елип чиққанда акамни көрүштин башқа һеч бир арзуюм йоқ иди. Чүнки сотқа акамдин башқа һеч кишиниң кәлмәйдиғанлиқи уқтурулған иди. Кейинки нөвәт сот һәққидә қайта уқтуруш кәлгәндә бу оюнниң бурунрақ түгишидин башқа арзуда болмидим. Акамни көрүшниму халимидим, мени пут-қоллирим бағланған, чач-сақаллирим чаңгидәк өсүк һалда көрүп йүрики езилмисун дәйттим. Маңа аиләм вә қериндашлиримдин хәвәр бериштин башқа ишқа роли болмиған адвокатим бу қетим анамниңму келидиғанлиқини уқтурди.

Каридорда акамни көрүп өзүмни чиң түтивалдим вә ишкәлләнгән қоллуримни йүрикимгә қоюп салам қилдим. Акам мән амрақ икки рәңдә - ақ иштан, көк көңләк кийип сотқа кәпту. Айрим айрим сотханиларниң алдидин өткинимиздә апақ сақаллиқ бовайлар, яғлиқлиқ момайлар, солашқан гүлдәк солғун чоканларниң қучақлиридики балиларға қарап көзлиримдин тарамлап яш қуюлди. Улар дадам, анам, аялим вә қизлиримдәкла көрүнүп кәтти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.