Муһәммәд әмин буғра (23): вахан каридорида вәтәнгә кириш үчүн пурсәт күтүш

Мухбиримиз қутлан
2023.02.07
muhemmed-emin-bughra.jpg Муһәммәд әмин буғра һиҗрәт йиллирида (үстәлниң баш тәрипидә олтуруп тамақ йәватқан қара тумақлиқ киши; орни вә вақти ениқ әмәс).
M. I. Bughra arxipi

Һиҗрәтниң дәсләпки йерим йилида кәшмир билән деһли вә бомбай арилиқида тинимсиз қатрап, асарәттики вәтини үчүн ташқий дунядин мәдәт издигән муһәммәд әмин буғра, 1935-йили 2-айға кәлгәндә, һиндистанда давамлиқ турушниң һеч бир әһмийити йоқлуқини чоңқур һес қилиду. У “сиясий һаятим” намлиқ биографик әсиридә өзиниң һиндистандин кетиш сәвәблири һәққидә мундақ дәп язиду: “1934-йили 8-айниң 12-күни ладаққа кирдим. Кәшмир вә әмрәтсәр қатарлиқ шәһәрләрдә турдум. Деһли вә бомбайға бардим, муһим шәхсләр билән көрүштүм. Һиндисанда турған мәзгилдә шу қанаәткә кәлдимки, чәт әлдә вәтиним үчүн муһим бир иш қилиш у заманниң дуня сияситигә һеч тоғра кәлмәйдикән. Шуниң үчүн шәрқий түркистанға қайтип, юртниң тағлиқ җайлирида партизанлиқ уруши қилип, пурсити кәлгәндә истиқлал елан қилиш пилани билән юртқа қайтишни қарар қилдим. Аиләмни һиҗазға йолға салдим, андин 15 адимим билән содигәр қияпитигә кирип, исмимни абдулла йәркәнди дәп өзгәртип, мәхпий сүрәттә 1935-йили 2-айда йолға чиқтим”.

Дәрвәқә, муһәммәд әмин буғраниң һеч бир әмәлий нәтиҗиси көрүлмигән сиясий көрүшмиләр билән һиндистанда давамлиқ туриверишкә һеч тақити қалмиған иди. Чүнки униң зиммисигә хитай, рус вә ма хусән туңганлириниң ишғалийитигә чүшүп қалған мунқәрз вәтининиң еғир мәсулийити йүкләнгән иди. Шуңа у қилчә иккиләнмәстин қар-муз қаплиған памир тағлири арқилиқ афғанистанниң вәтән тупрақлири билән чегралинидиған вахан каридориға беришни қарар қилиду. Бу һәқтә пикир баян қилған истанбулдики тәклимакан уйғур нәшриятиниң башлиқи абдуҗелил туран әпәнди, муһәммәд әмин буғраниң шу заманда һиндистандин айрилип афғанистанға беришни қарар қилишида, өз вақтида хотәндин афғанистанға әвәткән әлчилири билән алақә қилиш вә қорал сетивелиш, шундақла пурсити кәлгәндә вәтәнгә қайтидин кириш үчүн йол издәш икәнликини илгири сүриду.

Муһәммәд әмин буғраниң 1930-йилларниң иккинчи йеримида афғанистанда чүшкән сүрити.
Муһәммәд әмин буғраниң 1930-йилларниң иккинчи йеримида афғанистанда чүшкән сүрити.
Yaponiye Tashqiy Ishlar Ministérliqi arxipi

Профессор алимҗан инайәтниң илгири сүрүшичә, муһәммәд әмин буғраниң һиндистандин афғанистанға кетишни қарар қилишида, униң вәтәнниң тәқдирини тезрақ һәл қилишқа алдириғанлиқи; кәшмир йолидин вәтәнгә қайта кириш имкани қийин болғачқа, афғанистанға берип қорал вә адәм топлап, пурсәт туғулған һаман вәтәнгә қорал күчи билән киришни пилан қилғанлиқи муһим сәвәб болған болуши мумкин икән.

Германийәдики мустәқил тәтқиқатчи доктор абләт сәмәт әпәндиму бу һәқтә пикир баян қилип, муһәммәд әмин буғраниң кәшмирдин айрилип афғанистанға беришни қарар қилишида, әйни вақитта афғанистан һөкүмитиниң хотән ислам һөкүмити әвәткән әлчиләргә иҗабий җаваб қайтурғанлиқи, һәтта қорал-ярақ сетип беришкә вәдә қилғанлиқиниң муһим сәвәб болғанлиқини тәкитләйду.

Доктур абләт сәмәт йәнә муһәммәд әмин буғраниң шу вақиттики қошна әлләрниң вәзийитини интайин инчикилик билән көзәткәнликини; шәрқий түркистанниң тәқдирини қораллиқ йол яки сиясий йол билән һәл қилишта, шималда советләр иттипақи билән җәнубта бүйүк британийә импирийәсидин ибарәт икки чоң импирийәниң оттурисида арилиқ район болуп туруватқан афғанистанниң һәм истратегийәлик һәм сиясий җәһәттин һиндистанға қариғанда пайдилиқрақ икәнликини алдин мөлчәрлигәнликини; шундақла буғраниң кабулда актип һәрикәт қиливатқан японийә вә германийә қатарлиқ дөләтләрниң әлчиликлири биләнму алақә қилип көрүш ойиниң йоқ әмәсликини тилға алиду.

Һалбуки, вахан каридоридики бир қанчә айлиқ көзитиш вә күтүш, муһәммә әмин буғра ойлиғандәк иҗабий нәтиҗә бәрмәйду. Баһар келип памир тағлириниң қар-музлири еригән болсиму, әмма вахан каридоридин вәтәнгә киришниң йоллири рус вә хитай әскәрлири тәрпидин қаттиқ қамал қилиниду. Бу әһваллардин қаттиқ үмидсизләнгән муһәммәд әмин буғра өз хатирәсигә мундақ дәп язиду: “памир йолиниң қарлири ерип йол ечилди. Ташқорған тәрипигә памир қирғизлиридин җасус йоллидим. Пүтүн йолларға чин вә рус әскәрлири йәрлишип, бизни тутуш үчүн мукәммәл орунлаштуруш қилинғанлиқи мәлум болди. Алдимизға меңиш яки һиндистанға қайтишимиз имкансиз болди. Афғанистанға чекиништин башқа чарә қалмиған иди. Лекин, вәтән чеграси көзимизгә көрүнүп турған бир йәрдин йәнә арқиға, узақларға чеикинишкә көңлүм рази болмай қаттиқ қайғу вә сиқилиш билән чегра бурғилида туруп қалдим. Нурғун адәмлирим үмидсизлинип, мәндин рухсәт сорап һәр тәрәпкә тарқилип кәтти, йенимда пәқәт 15 кишила қалди. . . Бу арида афғанистан чегра әмәлдари бизни билип қалди, мән афғанистан ташқий ишлар министерлиқиға кабулға берип бир муддәт турсам дәп илтимас қилдим. Улардин бу тәлипимниң қобул қилғанлиқи тоғрисида җаваб кәлди. Шуниң билән мән афғанистанниң ғәйрий-рәсмий һөкүмәт меһмини сүпитидә, шу йили 9-айниң 2-күни кабулға йетип бардим.”

Нәширятчи абдуҗелил туран әпәнди, муһәммәд әмин буғраниң вахан каридоридики пиланлиридин ваз кечип әң ахирида кабулға кетишидә, униң қораллиқ күч арқилиқ вәтәнгә кириш үмидиниң үзүлгәнликини, йәни мәвҗут шараитниң бу пиланларни әмәлгә ашурушқа мумкинчилик бәрмигәнликини тилға алиду.

Профессор алимҗан инайәт әпәнди, муһәммәд әмин буғраниң кабулда “ғәйрий-рәсмий дөләт меһмини” болуп турушида, униң афғанистан һөкүмити билән түзүшкән ичкий келишими барлиқини, униң кабулда турған йиллирида қураллиқ күрәш йолидин әсла ваз кәчмигәнликини, пәқәтла буниң үчүн пурсәт күткәнликини; сиясий яки дипломатийәлик йолға меңишиниң кейинки вақитлардики амалсиз таллаш икәнликини тәкитләйду.

(Давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.