Муһәммәд әмин буғра (24): кабулдики “ғәйрий-рәсмий дөләт меһмини” яркәндлик абдуллахан әпәнди
2023.02.21

Бүйүк күчләрниң арисиға қисилип қалған мәркизий асиядики ичкий қуруқлуқ дөлити афғанистан, 1930-йилларда һәм рус болшевиклириниң һуҗумидин қачқан “қурбаши” (басмачи) ларниң, һәм әнгилийәгә қарши һинди мустәқилчилириниң, һәм шундақла муһаҗирәттики шәрқий түркистан миллий инқилаб рәһбәрлириниң панаһгаһиға айланған иди. Йәнә бир қетимлиқ дуня урушиниң порух һиди гүпүлдәп пурашқа башлиған бу йилларда өзини битәрәп дәп елан қилған афғанистан падишаһлиқи, йәнә бир җәһәттин дунядики бүйүк күчләрниң асиядики “шаһмат тахтиси” болуп қалған иди. Шималда советләр иттипақи, җәнубта һиндистанни бесип ятқан бүйүк биританийә импирийәси, шәрқий асияда баш көтүргән японийә, явропада күнсайин зорийиватқан германийә, шундақла османли импирийәсиниң харабиси үстидә җумһурийәт җакарлиған мустафа камал түркийәси қатарлиқ дөләтләрниң кабулдики дипломатийәлик вә истихбарат топлаш һәрикәтлири интайин күчәйгә иди. Мана мушундақ бир мурәккәп вәзийәттә, хотән әмири муһәммәд әмин буғра вахан каридори арқилиқ 1935-йили сентәбир айлирида кабулға келиду.
Түркийә әгә университети түрк дуняси тәтқиқат иниститутиниң профессори алимҗан инайәтниң илгири сүрүшичә, муһәммәд әмин буғра әйни вақитта афғанистан һөкүмитиниң “ғәйрий-рәсмий дөләт меһмини” сүпитидә “сиясий паалийәт билән шоғулланмаслиқ” шәрти билән кабулға келип йәрләшкән.
Америкада яшаватқан яш уйғур билим адәмлиридин таран уйғур әпәндиниң тәкитлишичә, муһәммәд әмин буғра кабулға йетип барған йилларда, дуня сиясий сәһнәсида кона-йеңи күчләр қайтидин баш көтүриватқан, йәнә бир қетимлиқ дуня урушиниң шәписи йеқинлап келиватқан мәзгилләр иди.
Германийәдә яшаватқан түрколог вә мустәқил тәтқиқатчи, доктор абләт сәмәтниң баян қилишичә, тупрақлири шәрқий түркистан билән чегралинидиған, сиясий җәһәттин битәрәп болған, шундақла ашу мәзгилләрдә муһәммәд әмин буғраниң вақитлиқ панаһлинип, дунядики бүйүк сиясий күчләр билән мунасивәт қурушиға әң баб келидиған қошна дөләт-шәк-шүбһисизки афғанистан иди.
Дәрвәқә, афғанистан һөкүмитиниң хотән әмири муһәммәд әмин буғрани “ғәйрий-рәсмий дөләт меһмини” сүпитидә “сиясий паалийәт қилмаслиқ” шәрти билән кабулға йәрләштүрүштә, өз алдиға мәлум сәвәблири бар иди. Профессор алимҗан инайәтниң тәкитлишичә, шу мәзгилләрдики афғанистан, дунядики бүйүк күчләрниң асия истратегийәсидики күч синишиш нуқтиси вә “шаһмат тахтиси” ға айланған иди. Униң үстигә афғанистан һөкүмитиму һәм советләр иттипақиниң һәм бүйүк биританийә импирийәсиниң хотән әмири муһәммәд әмин буғраниң шәрқий түркистанниң мустәқиллиқини чиқиш қилған сиясий паалийәтлиридин қаттиқ әндишә қилидиғанлиқини яхши биләтти.
Америкадики мустәқил тәтқиқатчи таран уйғур әпәнди, муһәммәд әмин буғраниң 1930-йилларниң иккинчи йеримида әнгилийә контроллуқидики һиндистандин айрилип, афғанистанға келишидә чоңқур арқа көрүнүшниң мәвҗутлуқини илгири сүриду. У, һәзритимниң мунқәрз вәтининиң ениқсиз тәқдирини дунядики бүйүк күчләрниң асия истратегийәсидики күч синишиш сәһнисигә айланған афғанистанда йәнә бир қетим оттуриға ташлап көрмәкчи болғанлиқини тәкитләп өтиду.
Доктор абләт сәмәтниң илгири сүрүшичә, муһәммәд әмин буғраниң кабулға бериши, қандақтур узун йиллардин буян памир егизликини нуқта қилип ойниливатқан “бүйүк оюн” (Great Game) вә униң җәнуб һәм шималдики икки қатнашқучиси билән алақә орнитиш үчүн әмәс иди. Вәтини үчүн җиддий чиқиш йоли издәватқан һәзритимгә нисбәтән асияда баш көтүргән японийәниң бүйүк асия истратегийәси уни әң қизиқтурған сиясий тутумларниң бири иди. Болупму японийәниң қоллиши билән қурулған манҗурийә дөлити асиядики мустәмликә милләтләр үчүн йеңи бир өрнәк болмақта иди.
Шундақ қилип, бүйүк күчләрниң асия истратегийәси бойичә афғанистанда ойниливатқан “шаһмат оюни” ға “ғәйрий-рәсмий дөләт меһмини” салаһийити билән кабулға йетип кәлгән хотән әмири муһәммәд әмин буғраму қатнашқан болди. Шуниңдин кейин кабулниң яркәндлик мусапирлар олтурақлашқан арқа кочилиридин биридә бешиға кафказчә қоза терисидин тикилгән қара тумақ, учисиға түркистанчә йоллуқ пәриҗә кийкән “яркәндлик абдуллахан әпәнди” афғанистандики хәлқара дипломатийә чәмбирикиниң даимлиқ меһмини болуп қалди.
(Давами бар)