Муһәммәд әмин буғра (25): кабулдики японийә баш әлчиси китида масамото билән болған мәхпий алақиләр
2023.03.07
Муһәммәд әмин буғраниң афғанистандики узунға созулған һиҗрәт йиллирида униң японийә, түркийә қатарлиқ дөләтләрниң кабулдики әчиханилири вә дипломатийә хадимлири билән қоюқ мунасивәттә болғанлиқи мәлум. Болупму униң японийәниң кабулда турушлуқ тунҗи баш әлчиси китида масамото (Kitida Masamoto) билән болған икки йилдин артуқ мәхпий алақилири диққәткә сазавәрдур. Һалбуки, японийәниң иккинчи дуня урушида мәғлуб болуши, шундақла натсистлар германийәси билән бирликтә “фашизм лагерини шәкилләндүргән рәзил күч” ләр қатарида әйиблиниши, тарихниң шу мәзгиллиридә японийә билән алақидә болған шәхсләр вә органларни бу темидин өзини қачурушқа мәҗбур қилған иди.
Әнә ашу сәвәбләргә көрә, муһәммәд әмин буғра “шәрқий түркистан тарихи” намлиқ китаби вә униңдин кейин язған язмилириниң һеч биридә өзиниң японийә билән болған мәхпий алақилири тоғрилиқ еғиз ачмайду. Һәтта у кейинки мәзгилләрдә язған “сиясий һаятим” намлиқ биографик әсиридә, өзиниң японийә билән болған мәхпий алақилирини инкар қилиду. У шу әсиридә мундақ дәп язиду: “чин-япон уруши башланғанда бәзи кишиләр маңа, японлар билән бирликтә һәрикәт қилишимни тәвсийә қилди, әмма мән буни мувапиқ көрмидим. Чүнки, японларниң ярдими билән юртумни азад қилишни анчә мумкин әмәс, дәп қарайттим. Әгәр мумкин болсиму, бу ‛хоҗайин йәңгүшлимәк‚тин башқа бир нәтиҗә кәлтүрмәйдиғанлиқини ениқ бир һәқиқәт дәп чүшәнмәктә идим.”
Йеқинқи йиллардин буян японийә ташқий ишлар вазаритиниң 1930-йилларға алақидар архиплириниң ечилиши вә асия һазирқи заман тарихиға даир тәтқиқатларниң күчийишигә әгишип, японийә импирийәсиниң 1930-йиллардики “бүйүк асия истратегийәси” гә мунасивәтлик архип һөҗҗәтлири йоруқ көрүшкә башлиди. Буларниң ичидә японийәниң 1930-йиллири кабулда турушлуқ тунҗи баш әлчиси китида масамотониң хотән әмири муһәммәд әмин буғра билән болған мәхпий көрүшмилири һәмдә буниңға даир телеграмма-доклатлар алаһидә диққәткә сазавәрдур.
Түркийә әг университети түрк дуняси тәтқиқат иниститутиниң профессори алимҗан инайәт әпәнди, японийә архиплирида ашкар болуватқан бу һәқтики һөҗҗәт-материялларға асасән, муһәммәд әмин буғраниң кабулдики японийә әлчиси билән көп қетим алақидә болғанлиқи вә шәрқий түркистанниң миллий қутулуши үчүн ташқий дунядин мәдәт издигәнликини тилға алиду.
Америкадики мустәқил тәтқиқатчи таран уйғур әпәнди, муһәммәд әмин буғраниң японийә билән болған мәхпий алақилиригә интайин диққәт қилған билим адәмлириниң бири. У, японийә ташқий ишлар вазаритиниң 1930- вә 1940-йилларға даир мәхпийәтлики бикар қилинған архип-һөҗҗәтлири билән “японийә асия тарих материяллири мәркизи” (JACAR) намлиқ тор бәттә елан қилинған “шәрқий түркистанниң сиясий әһвали вәуниңға даир материяллар” намлиқ 9 томлуқ һөҗҗәт-материялларниң интайин муһим қиммәткә игә икәнликини тәкитләйду.
Германийәдики мустәқил тәтқиқатчи, түркологийә пәнлири доктори абләт сәмәтниң қаришичә, муһәммәд әмин буғра кабулға барған йиллирида дуня сиясий сәһнисидики бүйүк күчләр афғанистанни өзлириниң асия истратегийәсидики күч синишиш нуқтиси қилишқан иди. Шу сәвәбтинму буғра күчлүк дөләтләрниң қоллишиға еришмәй туруп, вәтәнниң мустәқиллиқини қолға кәлтүрүшниң қийин икәнликини чоңқур дәриҗидә һес қилған иди. Униң кабулдики японийә баш әлчиси китида масамото билән болған мәхпий учришишлири әнә шундақ бир арқа көрүнүштә башланған иди.
Японийә архиплириға қариғанда, кабулдики японийә баш әлчиси китида масамотониң токйоға йоллиған телеграммилирида муһәммәд әмин буғраниң исми тунҗи қетим 1935-йили 11-айда йолланған телеграмида учрайду. Униңда муһәммәд әмин буғраниң исми биваситә тилға елинмай мәхпийәтлик йүзисидин “әмири хотән” дегән нам билән, униңдин кейинки телеграммиларда болса “асакура” дегән кодлуқ нам билән тилға елинған. Таран уйғур әпәндиниң японийә архиплиридики мәнбәләргә асасән баян қилишичә, муһәммәд әмин буғра билән японийә баш әлчиси китида масамотониң кабулдики тунҗи йүзтуранә көрүшүши, 1936-йили 1-айға тоғра келидикән.
Таран уйғур әпәндиниң илгири сүрүшичә, муһәммәд әмин буғраниң японийә тәрәп билән болған көрүшмилиридә, униң баш әлчи китида масамотониң вастиси арқилиқ шу вақиттики японийә ташқий ишлар вәзири арита хачироға йоллиған 52 бәтлик парсчә йезилған “әмири хотәнниң хатирәси” намлиқ тәпсилий доклати интайин муһим әһмийәткә игә икән. Бу доклат кабулдики японийә әлчиханисида япон тилиға тәрҗимә қилинип, әсли парсчә нусхаси билән қошуп йолланғанлиқи мәлум.
Профессор алимҗан инайәт әпәндиниң тәкитлишичә, буғраниң хатирәлиридә униң японийә билән болған алақилирини баян қилған һечбир баянлар учрайду, әмма японийә архиплирида ашкара болуватқан архип һөҗҗәтлири өз дәвридә буғра билән японийә тәрәп оттурисидики мәхпий алақиләрниң һәқиқәтәнму мәвҗут болғанлиқини дәлиллимәктикән. Униң қаришичә, шу дәврниң тарихий шаритидин елип ейтқанда, буғраниң вәтәнниң тәқдири мәсилисидә японийәдин мәдәт күтүши, һәтта японийәгә бир қисим вәдиләрни беришини чүшинишкә болидикән.
Мустәқил тәтқиқатчи таран уйғур әпәндиму 1930-йиллардики шәрқий түркистан инқилабиниң рус вә хитай һакимийәтлириниң бирләшмә зәрбиси арқисида мәғлубийәткә учриши, бүйүк биританийә қатарлиқ чоң дөләтләрниң қоллимаслиқ позитсийәси тутуши сәвәблик хәлқара мәдәттин айрилип қалғанлиқи, мана мушундақ бир қийин шараитта буғраниң вәтәнниң тәқдири мәсилисидә асияда баш көтүриватқан японийә билән алақә орнтишиниң әмәлийәтчан бир таллаш болғанлиқини илгири сүриду.
Дәрвәқә, 1930-йилларда асиядики мустәмликә әлләрниң мустәқиллиқ күрәшлиридә японийәдин мәдәт тилигән миллий инқилаб йолбашчилири ялғуз буғра яки генерал мәһмуд муһитила әмәс иди. Шу вақитларда һиндистан мустәқиллиқ һәрикитиниң оң қанити һесабланған субһас чандра бос (Subhas Chandra Bose) му әнгилийә мустәмликисидин қутулуш үчүн японийәдин ярдәм тәләп қилған, шундақла японийәниң қоллиши билән 40 миң кишилик “азад һинди армийәси” ни қуруп чиққан иди. Таран уйғур әпәнди, бу нуқтида һиндистан миллий мустәқиллиқ һәрикитиниң оң қанат даһийси субһас чандра бос билән муһәммәд әмин буғра оттурисида сиясий таллаш җәһәттин мәлум ортақлиқниң мәвҗут икәнликини тәкитләйду.
(Давами бар)