Муһәммәд әмин буғра (26): кабулдики түркийә баш әлчиси мәмдуһ шәвкәт әсәндал билән болған достлуқ вә алақиләр

Мухбиримиз қутлан
2023.03.28
muhemmed-emin-bughra-memduh-shewket.jpg Муһәммәд әмин буғра(солда) вә түркийәниң афғаниситанда турушлуқ баш әлчиси мәмдуһ шәвкәт әсәндал.
Bughra Arxipi

Османли импирийәсиниң харабиси вә ахириқи тиниқи үстигә қурулған түркийә җумһурийити, мустафа камал ататүркниң 1920-йилларниң иккинчи йеримидин башлап қанат яйдурған кәң көләмлик ислаһат долқунида, пүткүл ислам дунясидики заманға лайиқлашқан, һакимийәт билән дин айрилған, шундақла ғәрбләшкән бир дөләткә айланған иди. Бу дәврдә шәрқтики көплигән хәлқләрдә, болупму мустәмликә әллиридә миллий азадлиқ инқилаби, миллий дөләт қуруш ғайиси вә заманивийлишиш чақириқлири омумий еқимға айланған иди. 1919-Йили миллий мустәқиллиқини қолға алған афғанистан билән 1925-йили риза шаһ пәвләвиниң һөкүмранлиқи башланған ирандиму ислаһат вә тәрәққият кәйпияти җуш уруп раваҗлиниватти. Мәйли афғанистан падишаһи амануллахан болсун яки иран шаһи риза пәһләви болсун, уларниң һәр иккиси ғази мустафа камалниң түркийәдә елип бериватқан “ислаһат вә заманға лайиқлишиш модели” ға интайин қизиқмақта иди.

Америкада яшаватқан мустәқил тәтқиқатчи таран уйғур әпәнди бу һәқтә пикир баян қилди. Униң илгири сүрүшичә, 20-әсирниң 30-йиллиридики түрк-ислам дунясида йеңидин мустәқиллиққа еришкән бирмунчә дөләтләр “түркийә модели” дин өрнәк елишқа тиршқан иди.

Дәрвәқә, шималда советләр иттипақи билән җәнубта һиндистанни бесип ятқан бүйүк биританийә импирийәсиниң арисиға қисилип қалған афғанистан, 1930-йилларға кәлгәндә ташқий сиясәттә рус болшевиклири билән ингилизларниң чәмбирикидин қутулуп чиқишни истигән иди. Дөләтни заманивийлаштуруш вә қудрәт тапқузушниң йолини издәватқан афғанистан бу йилларда дипломатийә җәһәттин асияда баш көтүргән японийә билән явропада күчләнгән германийәгә ишик ачқан, ислам дунясида болса “ислаһат” арқилиқ “лайиқчилиқ модели” яратқан түркийә билән интайин йеқин достлуқ мунасивити орнатқан иди. Германийәдики мустәқил тәтқиқатчи, доктор абләт сәмәт бу һәқтә пикир баян қилип, 1930-йилларда ислам дунясида афғанистанға әң зор тәсир көрсәткән дөләтниң түркийә болғанлиқини тәкитләп өтти.

Муһәммәд әмин буғра (алдинқи рәт оңдин иккиничи киши), әйса йүсүп алптекин (алдинқи рәт солдин иккинчи киши), аминә буғра (алдинқи рәт солдин биринчи киши), полат қадири (арқа рәт солдин биринчи киши) қатарлиқлар 1952-йили әнқәрәдә мәмдуһ шәвкәт әсәндал (алдинқи рәт оттурида олтурған көзәйнәклик киши) билән қайта көрүшкәндә чүшкән хатирә сүрәт.
Муһәммәд әмин буғра (алдинқи рәт оңдин иккиничи киши), әйса йүсүп алптекин (алдинқи рәт солдин иккинчи киши), аминә буғра (алдинқи рәт солдин биринчи киши), полат қадири (арқа рәт солдин биринчи киши) қатарлиқлар 1952-йили әнқәрәдә мәмдуһ шәвкәт әсәндал (алдинқи рәт оттурида олтурған көзәйнәклик киши) билән қайта көрүшкәндә чүшкән хатирә сүрәт.
Bughra Arxipi

Таран уйғур әпәнди, 1930-йиллардики түркийә-афғанистан мунасивәтлириниң күчлүк асасини шәкилләндүргән кишиниң дәл түркийәниң кабулда турушлуқ баш әлчиси мәмдуһ шәвкәт әсәндал икәнликини әскәртип өтти.

Түркийә әгә университети түрк дуняси тәтқиқат иниститутиниң профессори алимҗан инайәт әпәндиниң тәкитлишичә, 1935-йили “сиясий паалийәт қилмаслиқ” шәрти билән кабулға кәлгән муһәммәд әмин буғраниң “абдуллахан йәркәнди” дегән исим билән афғанистанда әркин паалийәт қилишида түркийә әлчиханисиниң роли зор болған иди. Түркийә-афғанистан достлуқи интайин күчәйгән бу йилларда, кабулдики түркийә баш әлчиси мәмдуһ шәвкәт әсәндал өзиниң йүксәк абройи вә сиясий тәсир күчи арқилиқ, муһәммәд әмин буғраниң афғанистанда әркин паалийәт қилишиға йол ечип бәргән һәм униңға күнлүк болған иди.

Доктор абләт сәмәтниң тәкитлишичә, мәмдуһ шәвкәт әсәндал шу йилларда сиртқа қарита “түркийәниң афғаниситанда турушлуқ баш әлчиси” дегән дипломатийәлик салаһийәт билән билинсиму, әмма униң афғанистан дөлити вә афғанистан падишаһиға көрситидиған тәсири униңдинму зор иди. Әмәлийәттә у афғанистан падишаһиниң “баш мәслиһәтчи” ликини өтигән иди.

Шу йилларда кабулда туруватқан сиясий мусапир муһәммәд әмин буғра билән түркийә баш әлчиси мәмдуһ шәвкәт әсәндал оттурисидики йеқин достлуқ вә зич алақиләргә мәрһум генерал мәһмәт риза бекинму шаһит болғаниди. Мәһмәт риза бекинниң әслимисигә қариғанда, шу вақитларда муһәммәд әмин буғраниң кабулдики көп вақти түркийә әлчиханисиниң кутупханисида өткән болуп, униң баш әлчи әсәндал билән болған сөһбәтлири бәзидә һәтта таң атқучә давамлашқан икән. Истанбул университети түркият иниститутиниң докторанти, муһәммәд әмин буғраниң туғқанлиридин абдулла оғуз әпәндиниң тәкитлишичә, һәзритимдә түрк миллийәтчилики мәпкурисиниң тиклинишигә әң зор тәсир көрсәткән киши _ мәмдуһ шәвкәт әсәндал икән.

Таран уйғур әпәндиму өзи көргән тарихий мәлуматлар вә һөҗҗәтләргә асасән, афғанистандики түркийә баш әлчиси мәмдуһ шәвкәт әсәндалниң муһәммәд әмин буғраниң кейинки сиясий һаятиға, болупму 1940-йилларниң биринчи йеримидики бәзи сиясий қарарларни елишиға күчлүк тәсир көрсәткәнликини тилға алиду.

Ундақта, мәмдуһ шәвкәт әсәндал ким? униң 20-әсирниң алдинқи йеримидики түркийәниң сиясий тарихи вә ташқий дипломатийәсидә тутқан орни қандақ болған? муһәммәд әмин буғраниң мәмдуһ шәвкәт әсәндал билән болған шәхсий достлуқи вә йеқин мунасивәтлири қандақ шәкилләнгән? профессор алимҗан инайәт әпәнди, мәмдуһ шәвкәт әсәндалниң османли султанлиқиниң ахириқи мәзгиллиридә иқтидарға кәлгән “тәрәққий вә иттиһат” партийәсиниң муһим әзалиридин бири икәнликини, түркийә җумһурийити қурулғандин кейин, түркийәниң түрк-ислам дунясидидики тәсирини чоңқурлаштурған маһир дипломат болғанлиқини, язғучи, билим адими вә түрк миллийәтчиси болуш сүпити билән муһәммәд әмин буғра билән чоңқур пикирдашлиқ орнатқанлиқини тәкитләйду.

Муһәммәд әмин буғраниң сиясий идийәсини тәтқиқ қилған бир қисим билим адәмлири, шундақла муһәммәд әмин буғра һәзритимниң бәзи замандашлири, афғанистандики аз кәм он йилға йеқин мусапирәт һаятиниң униң кейинки өмридики сиясий паалийәтлириниң йөнилишигә чоңқур тәсир көрсәткәнкәнликини илгири сүриду. Улар йәнә һәзритимниң кабулда туруп “шәрқий түркистан тарихи” дин ибарәт абидә характерлиқ китабини йезишиға, шундақла униң шәрқий түркистанниң тәқдири мәсилисидә японийә тәрәп билән болған мәхпий алақилиридин ваз кечишигә әмәлийәттә мәмдуһ шәвкәт әсәндалниң муһим рол ойниғанлиқини тәкитләйду. Доктор абләт сәмәтму бу қарашни қуввәтләйду.

(Давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.