Муһәммәд әмин буғра (30): кабулдин айрилип һиндистанға қайтиш

Вашингтондин мухбиримиз қутлан тәйярлиди
2023.05.23
muhemmed-emin-bughra-1930-1.jpg 1930-Йилларниң иккинчи йеримидики биринчи һиҗрәт мәзгилидә кәшмир вә афғанистанда сиясий мусапир болуп турған муһәммәд әмин буғра (алдинқи рәт солда олтурған киши).
Bughra Arxipi

Иккинчи дуня уруши һәл қилғуч мәзгилгә киргән, дуняниң кәлгүси сиясий тәртипини қайси тәрәпниң бәлгиләйдиғанлиқи техи ениқ болмиған бир пәйттә, йәни 1942-йилиниң март айлирида муһәммәд әмин буғра кабулдин айрилип, әнгилийә ишғалийитидики һиндистанниң пешавур шәһиригә бариду. Ундақта, афғанистанда 7-8 йилдәк сиясий мусапир болуп яшиған буғра немә үчүн һиндистанға қайтти; униң кабулдин айрилип йеңи чиқиш йол издишигә тәсир көрсәткән амил зади немә? бу мәсилә муһәммәд әмин буғраниң биринчи һиҗрәт җәрянидики мусапирәт һаяти вә күрәш йөнилишиниң өзгиришигә қизиққучиларда түрлүк соалларни вә мулаһизиләрни пәйда қилмақта.

Бу һәқтә пикир баян қилған америкадики мустәқил тәтқиқатчи таран уйғур әпәнди, муһәммәд әмин буғраниң афғанистандики 7 йилға созулған сиясий мусапирлиқ һаятидин кейин, 1942-йилиға кәлгәндә кабулда давамлиқ бекинип йетишниң һечбир әһмийити қалмиғанлиқини, мунқәрз вәтининиң келәчики үчүн йеңи йолларни издәп көрүшниң зөрүрийитини чоңқур һес қилған болуши мумкинликини илгири сүриду.

Профессор алимҗан инайәт әпәнди, буғраниң 1942-йили афғанистандин айрилип, һиндистанға қайтишидики түпки сәвәбләрни униң хатирилири вә әслимәлиридики бир қисим учурлардин һес қилғили болидиғанлиқини тәкитләйду. Униң билдүрүшичә, буғра әйни вақитта шәрқий түркистанға көз тикиватқан совет русийәси, японийә вә хитайдин ибарәт үч чоң күчниң әмәлий әһвалини чоңқур мулаһизә қилип, аҗиз һаләттә туруватқан хитай билән мурәссә қилиш йоли арқилиқ, шәрқий түркистанға дәсләпки қәдәмдә алий мухтарийәт һоқуқини қолға кәлтүргили болиду, дәп һесаблиған болуши мумкин икән.

Муһәммәд әмин буғра “сиясий һаятим” намлиқ биографик хатирәсидә, өзиниң вәтән үчүн әмәлий һәрикәт қилиш имкани тапалмай турған күнлиридә әйса йүсүп алптекинниң кабулға кәлгәнликини; иккәйләнниң узун музакирә қилип, һазирчә чин һөкүмити билән келишим қилиш усулини мувапиқ көргәнлики; бу ишта әйса әпәндиниң васитичилик вәзиписини үстигә алғанлиқини тилға алғанлиқини язған. Истанбулдики тәклимакан уйғур нәшриятиниң башлиқи абдуҗелил туран әпәндиму бу һәқтә пикир баян қилип, һәзритимниң кабулда әмәлий һәрикәт қилалмай давамлиқ бекинип ятқандин көрә, гоминдаң мәркизий һөкүмити билән шәрқий түркистанниң келәчики тоғрилиқ диалог қилип көрүшни мувапиқ көргәнликини, униң бу пикиргә келишигә әйса әпәндиниң 1939-йилидики кабул зияритиниң муәййән тәсири болған болуши мумкинликини илгири сүриду.

Муһәммәд әмин буғра (солда) билән әйса йүсүп алиптекин (оңда) 1939-йили декабирда афғанистан пайтәхти кабулда көрүшкәндә чүшкән сүрәт.
Муһәммәд әмин буғра (солда) билән әйса йүсүп алиптекин (оңда) 1939-йили декабирда афғанистан пайтәхти кабулда көрүшкәндә чүшкән сүрәт.
Bughra Arxipi

Германийәдики мустәқил тәтқиқатчи, түркологийә пәнлири доктори абләт сәмәтниң тәкитлишичә, муһәммәд әмин буғраниң 1942-йили кабулдин айрилип, һиндистан арқилиқ хитай мәркизигә бериш қарариға келишидә, әйса әпәндиниң 1939-1940-йилидики кабул зиярити зор тәсир көрсәткән болуши мумкин икән.

Мустәқил тәтқиқатчи таран уйғур әпәнди бу хусуста пикир баян қилғанда, японийә империйәсиниң қоллиши вә ярдими техичә әмәлий бир һәрикәткә айлиналмайватқан бир шараитта, 7 йиллап кабулда бекинип ятқан буғраниң башқа йол тепишқа урунушиниң тәбиий бир таллаш икәнликини; дәрвәқә бу таллашқа шу йилларда кабулни зиярәт қилған әйса әпәндиниң хитай вәзийити һәққидики мәлуматлириниңму бәлгилик тәсир көрсәткән болуши мумкинликини илгири сүриду.

Түркийә әгә университети түрк дуняси тәтқиқат иниститутиниң профессори алимҗан инайәт әпәнди, буғраниң хатирәлиригә асасланғанда, униң афғанистандин айрилип гоминдаң мәркизигә берип сиясий күрәш йолини тутмақчи болғанлиқи, әң зор дәриҗидә өзиниң шәхсий қараридин болған, әйса әпәндиниң кабул зиярити пәқәт бу қарарниң әмәлийлишишигә васитичилик ролини ойниған, дәп қарайду.

Таран уйғур әпәнди, түркийә җумһурийитиниң иккинчи дуня урушиниң кейинки мәзгиллиридә иттипақдаш дөләтләр тәрәпкә маһил йол тутқанлиқини, хитай биләнму дипломатик мунасивәт орнитишқа тиришқанлиқини, шу сәвәбтин кабулдики түркийә баш әлчиси әсәндал әпәндиниң дости буғрани японийәгә бағлинип қелиштин агаһландурған, чин мәркизигә берип сиясий диялог йолини тутушқа тәвсийә қилған болуши мумкинликини илгири сүриду,

Доктор абләт сәмәт әпәнди, буғраниң кабулдин айрилип гоминдаң мәркизигә бериш вә у йәрдә сиясий күрәш елип бериш йолини таллишиға әйни вақиттики түркийәниң афғанистанда турушлуқ баш әлчиси, һәзритимниң йеқин дости вә мәсләкдиши мәмдуһ шәвкәт әсәндалниңму мәлум дәриҗидә тәсир көрсәткән болуши мумкинликини тәкитләйду.

Профессор алимҗан инайәт әпәнди ахирида буғраниң 1942-йили афғанистандики 7 йиллиқ мусапирәт һаятини ахирлаштуруп, сиясий күрәш йолини синап беқиш үчүн хитай мәркизигә беришни қарар қилишида нурғун амилларни муһакимә қилип көргәнликини; дәрвәқә, бу қарарниң елинишида хәлқара вәзийәт вә вәтән ичидики сиясий өзгиришләр, җүмлидин түркийә-хитай мунасивәтлири һәмдә дипломат мәмдуһ шәвкәт әсәндалниң тәвсийәлири қатарлиқ көп хил амилларниң бирликтә рол ойниғанлиқини тәкитләйду.

(Давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.