Муһәммәд әмин буғра (31): инглиз даирилириниң бесими вә һиндистанда қолға елиниш
2023.06.06

Муһәммәд әмин буғра 1942-йилиниң башлириға кәлгәндә, өзиниң сиясий мусапирлиқ һаятидики муһим бир қарарни бериду. Йәни у 7 йилдин артуқ панаһлинип турған афғанистандин айрилип, һиндистанға бариду.
Муһәммәд әмин буғра “сиясий һаятим” намлиқ биографик язмисида бу һәқтә мундақ дәп язиду: “һиндистандики әнглийә һөкүмити мениң һиндистанға өтүшүм үчүн виза беришни икки йил кечиктүрди. 1941-Йилиниң башлирида кабулдики әнглийә әлчиханиси виза беришкә қарар қилинғанлиқини билдүрди. Виза елип 1942-йили 3-айниң 23-күни пишавурға кәлдим. У йәрдин калкуттаға берип, чин баш консули билән көрүштүм. Баш консул мениң һиндистанда туруп хизмәт қилишим үчүн чин һөкүмити тәрипидин рәсмий буйруқ йоқлуқини баһанә қилип, чинға беришимға тәрәпдарлиқ билдүрди. Мән чинға беришни қобул қилмидим. Бу сәвәб билән консул мени чинға зиянлиқ һәрикәт қилиду дегән гуман билән мени һиндистандин чиқришқа һәрикәт қилди.”
Америкадики мустәқил тәтқиқатчи таран уйғур әпәндиниң тәкитлишичә, әнглийә һөкүмитиниң муһәммәд әмин буғраниң һиндистанға бериш виза илтимасини икки йилғичә кечиктүрүп қоюши вә униңға интайин еһтият билән муамилә қилиши, шу вақитларда дуня урушиниң патқиқиға петип қалған әнглийәниң ичкий-ташқий вәзийити билән мунасивәтлик икән.
Түркийә әгә университети түрк дуняси тәтқиқат иниститутиниң профессори алимҗан инайәт әпәндиму әйни вақиттики әнглийә истихбарат хадимлириниң кабулда туруватқан буғраниң паалийәтлиригә диққәт қилғанлиқини, униң һиндистанға киришини әнглийә үчүн хәтәрлик дәп қариғанлиқини илгири сүриду.
Дегәндәк, муһәммәд әмин буғра һиндистанға берип узун өтмәйла әнглийә мәхпий сақчилири тәрипидин тутқун қилиниду. У “сиясий һаятим” намлиқ биографик язмисида мундақ дәп язиду: “мән калкуттадин равалпиндидики аиләмниң қешиға келәр-кәлмәйла, әнглийә мәхпий сақчилириниң назаритигә елиндим. 4-Айниң 29-күни пишавур сақчисиниң қолида елип қелинған төт сандуқ китабимни алғили пишавурға барғинимда, улар мәхпий сақчи башлиқиниң деһлидин кәлгән бир буйруқини маңа билдүрди. Буйруқта һиндистан һөкүмити мениң тезлик билән һиндистандин чиқип кетишимни тәләп қилмақта иди. Мән, қолумда пулум болмиғанлиқтин башқа бир йәргә кетишим мумкин әмәс, дедим. 5-Айниң 2-күни улар мени пишавур мәркизий түрмигә қамиди. Равалпиндидә аиләмгә қараватқан бир нәврә туғқиним абдулкәрим һаҗиниму мени қамиған түрмигә қамиди.”
Профессор алимҗан инайәт әпәнди, буғра һиндистанға иккинчи қетим барған 1940-йилларниң башлирида һиндистан хәлқиниң мустәқиллиқ күрәшлири барғансери күчийиватқан, болупму һиндистан мусулманлириниң рәһбири муһәммәд али җиннаһ гәндиниң “һәмкарлашмаслиқ” тин ибарәт пассип күрәш йолиға охшимиған һалда қораллиқ күрәшни тәшәббус қиливатқан йиллири иди. Униң тәкитлишичә, мушундақ бир вәзийәттә қораллиқ күрәш тәҗрибисигә игә мусулман лидер муһәммәд әмин буғраниң һиндистанда туруши, әнглийә даирилирини әндишигә селиши тәбиий иди.
Таран уйғур әпәндиму әйни вақиттики әнглийә даирилири шәрқий түркистан инқилабиниң рәһбири муһәммәд әмин буғраниң һиндистанда болуши, мусулманларниң мустәқиллиқ күрәшлиригә илһам бериду, дәп һесаблиғанлиқини илгири сүриду.
Буғраниң хатирәлири вә әйни вақиттики шаһитларниң әслимилиригә қариғанда, буғра һиндистанға бериши биләнла һәм әнглийә даирилириму һәм хитайниң калкуттадики баш консулиму уни дәрһал чоңчиңға кетишкә қистиған. Буғра буни рәт қилғанда, әнглийә мәхпий сақчилири уни “уруш мәзгилидики хәтәрлик сиясий шәхс” қатарида қолға алған. Бу һәқтә пикир баян қилған профессор алимҗан инайәт әпәнди мунуларни тәкитләйду.
Муһәммәд әмин буғра қолға елинғанда һиндистанда оқуватқан униң җийәни муһәммәд яқуп буғра кейинчә “хатирәлирим” намлиқ әслимисидә бу һәқтә мундақ дәп язиду: “иккинчи дуня уруши башлинип, шәрқий түркистандики күч тәңпуңлиқида зор өзгириш болди. Муһәммәд әмин буғра миллий муҗадилә һәрикитини бу вәзийәткә маслаштуруш үчүн афғанистандин һиндистанниң пишавур шәһиригә кәлди. Һиндистандики инглиз һөкүмити муһәммәд әмин буғрани һиндистанда туруп паалийәт елип беришиға рухсәт қилмай хитай ичигә кетишкә зорлиди. Муһәммәд әмин буғра буни рәт қилғанлиқтин қолға алди. Дадамни униң һиндистандики вәкили дәп, шу күни қолға алди. Әтиси равалпиндиниң гезитлиридә ‛чин түркистанниң лидири муһәммәд әмин буғра пишавурда, униң адими абдулкәрим һаҗи равалпиндидә қолға елинди. Абдулкәрим һаҗиниң өйидин нурғун санда чин түркистан хәритиси чиқти...‚ дегән хәвәр бесилди.”
Тарихий мәнбәләр вә алақидар архип материяллириға қариғанда, 1939-йилиниң декабир ейида әйса йүсүп алптекин билән муһәммәд әмин буғра кабулда учрашқандин тартип таки буғра һиндистандики әнглийә түрмисидин қоюп беригичә болған җәрянда, әнглийә даирилири билән гоминдаң мәркизий һөкүмити оттурисида униң делосини чөридигән бир қатар тартишмилар һәм дипломатик алақилар болуп өткән. Таран уйғур әпәнди, бу җәрянда гоминдаң мәркизий һөкүмитиниң бу делоға арилишиштики муддиаси, буғраниң шәрти вә әнглийә тәрәпниң әндишилири тоғрилиқ өз қарашлирини оттуриға қоюп өтти.
Муһәммәд әмин буғраниң һазир түркийәдә яшаватқан туғқанлиридин истанбул университети түркият иниститутиниң докторанти абдулла оғуз әпәндиму бу һәқтә пикир баян қилди. У бовиси яқуп буғраниң хатирәлиригә қариғанда, буғра һиндистанға берип узақ өтмәйла һәм хитай консулиниң һәм әнглийә даирилириниң қаттиқ бесими астида қалғанлиқини вә ахирида әнглийә сақчилири тәрипидин қолға елинғанлиқини әскәртип өтти.
Демәк, муһәммәд әмин буғраниң 1942-йилидики кабулдин һиндистанға қилған сәпири, униң узақ мәзгиллик ойлиниш; чәт әлдики миллий муҗадиләни җиддий өзгириватқан дуня вәзийитигә маслаштуруп елип бериш; вәтәндә қураллиқ инқилабқа мумкинчилик болмиғанда сиясий күрәш йоли арқилиқ чиқиш йоли тепишқа урунуштәк бир қатар сәвәбләрдин болған иди. Һалбуки, буғраниң һиндистанға берипла әнглийә даирилири тәрипидин қолға елиниши вә хитай мәркизигә кетишкә зорлиниши, униңда башқа таллашқа һечқандақ мумкинчилик қалдурмиған иди.
(Давами бар)