Муһәммәд әмин буғра (21): инқилабниң паҗиәлик ақивәтлири вә ма хусәнниң “туңганистан” чүши
2023.01.03

1934-Йили 6-айниң 12-күни ма хусән қоманданлиқидики туңган 36-дивизийәси хотән илчини ишғал қилғандин кейин, хотән ислам һөкүмити йиқилиду. Муһәммәд әмин буғра башчилиқидики инқилаб рәһбәрлири хотәнниң қараңғутағ ичигә чекинип қаршилиқ көрсәткән болсиму, әмма туңганларниң шиддәтлик һуҗумлириға бәрдашлиқ берәлмәй, чәт әлгә һиҗрәт қилиш мәҗбурийитидә қалиду. Шуниң билән ғәрбтә қағилиқтин шәрқтә чақилиққичә болған тарим ойманлиқиниң җәнубий гирвикидики бу бийпаян тупрақлар ма хусән қоманданлиқидики туңган 36-дивизийәсиниң ишғалийити астиға өтиду.
Түркийә әгә университети түрк дуняси тәтқиқат иниститутиниң профессори алимҗан инайәт әпәнди, ма хусән туңганлириниң хотән районида 3 йилғичә пут дәссәп туралишиниң асаслиқ сәвәбини мундақ икки нуқтиға йиғинчақлайду: буниң бири, ма җуңйиң совет иттипақиға чиқип кәткәндин кейин, у рус болшевиклириниң контроллуқиға чүшүп қелип, милитарист шең шисәйгә қарита тәһдит болуштин қалған; йәнә бири, чеградин өтүп туңганларға зәрбәр бәргән совет қизил армийәси хәлқаралиқ ғулғула пәйда болуштин сақлиниш үчүн, маралбешиниң шәрқ тәрипигә өтмигән вә шу җайдин қайтип кәткән.
Шуниңдин башлап, ма хусән қоманданлиқидики туңган әскәрлири таки 1937-йилиниң сентәбир айлириға қәдәр, хотән районини өз алдиға һәрбий идарә қилиду. Гәнсудин чиққан туңган қораллиқ күчлириниң хотән районини өз алдиға һәрбий идарә қилиши, шундақла шәрқий түркистанниң җәнубидики бу бийпаян тупрақни ташқий дунядин айрип башқуруши, шу мәзгилләрдә түрлүк сәвәбләр билән шәрқий түркистанниң җәнубий қисмини зиярәт қилиш пурситигә еришкән явропалиқ шәрқшунасларниңму диққитини қозғайду.

Америкалиқ әһмәд камал 1935-йили етнографийәлик тәкшүрүш елип бериш үчүн, қарақурум йоли арқилиқ қағилиққа йетип барғанда, ма хусән туңганлири тәрипидин тутқун қилинип, хотәнгә ялап елип берилиду. Әһмәд камалниң хатирисигә қариғанда, бир күни ма хусән, әһмәд камални өзиниң қоманданлиқ шитаби (илгирики хотән дотәй мәһкимиси) ниң йәр астиға җайлашқан хәзинәсигә башлап кириду. Әһмәд камал бу өйдә дөвә-дөвә чока алтунлар, алтун тәңгиләр, алтундин ясалған зиннәт буюмлири, шундақла мәнчиң дәвридә қуюлған көмүш пуллар билән чар русийәниң ақ тәңгилирини көрүп һәйран қалиду.
Ма хусән бу байлиқларни әһмәд камалға көрсәткәндин кейин мундақ дәйду: “бу байлиқларниң һәммиси бизниң уруш қураллирини сетивелишимиз үчүн топланған. Мениң буларни көрситишимдики мәқсәт шуки, биз сениң ярдимиң арқилиқ америкадин илғар қурал-ярағларни, болупму уруш айропиланлирини сетивелишни пиланлаватимиз. Бу ишта сән чоқум бизгә вакаләтчи болуп беришиң керәк! шундила мән пүтүн шинҗаңни алалаймән. Алди билән қәшқәрни, андин шималға йүрүш қилип үрүмчини алимән! шинҗаңни қолумға алғандин кейин, гәнсу, чиңхәй, ниңшя вә тибәтни ишғал қилимән. Андин зор қошун топлап, орусларниң һөкүмранлиқи астидики мусулманларни қутулдуримән. Шундақ қилип, ахирида әншидин һәрәмгичә болған мусулманлар тупрақлирини туташтуримән!”
Наһайити ениқки, әһмәд камалниң бу баянлиридин ма хусән туңганлириниң хотәнни база қилип туруп, аталмиш “туңганистан” дөлити қуруш хам хиялида болғанлиқини, буниң үчүн хотән хәлқини булаң-талаң қилип, зор миқдарда алтун-көмүш вә пул-мал топлиғанлиқини көривелишқа болиду. Шу мәзгилләрдә ичкий асияда тәкшүрүштә болған австрийәлик моңғулшунас валтер һессиг ((Walther Hiessig ма хусән туңганлири тәрипидин 3 йил һәрбий идарә қилинған бу територийәни “туңганистан” дәп атайду. Ундин башқа шу вақитта хотән районида тәкшүрүштә болған герман шәрқшунаси филичнер (W. Filchner) Билән ингилиз шәрқшунаси майларт ((E. K. Maillart Қатарлиқларму өз китаблирида, ма хусән туңганлири тәрипидин һәрбий идарә қилиниватған хотән районини “туңганийә” дегән нам билән тилға алиду.
Профессор алимҗан инайәт әпәнди, ма шимиң, ма хусән қатарлиқ туңган милитаристлириниң 1930-йилларниң башлирида шәрқий түркистан миллий инқилабиға арилашқан дәсләпки йиллардила өзлириниң сиясий қара нийитини ашкар қилғанлиқини, 1934-йили язда туңганлар хотәнни ишғал қилғандин кейин, ма хусәнниң бу земинни база қилип туруп, гәнсу-чиңхәйләргә тутушидиған бир туңган дөлити қуруш хам хиялида болғанлиқини илгири сүриду.
Әнгилийәлик тарихчи андрев форбес (Andrew Forbes) әпәндиму өзиниң 1986-йили елан қилған “хитай оттура асиясидики милитаристлар вә мусулманлар” намлиқ китабида, әнгилийәниң 1930-йиллардики шәрқий түркистанға мунасивәтлик дипломатик архип һөҗҗәтлиригә тайинип туруп, ма хусән туңганлириниң хотәнни база қилип аталмиш “туңганистан” дөлити қуруш хам хиялида болғанлиқини илгири сүриду.
Ма хусән туңганлириниң хотәндики 3 йиллиқ дәһшәтлик һөкүмранлиқи һәққидә хотән хәлқи арисидиму көплигән әслимиләр вә язма һөҗҗәтләр сақланған. Тәклимакан уйғур нәшриятиниң башлиқи абдуҗелил туран әпәнди бу һәқтә тохтилип, муһәммәт турди қасим язған “хотән хәлқиниң үч йиллиқ пиғани” намлиқ қәсидиниң бу ечинишлиқ тарихни әйнән йорутуп бәргәнликини, һалбуки, уйғурчә мәнбәләрдә ма хусән туңганлириниң хотәнни база қилип туруп “туңганистан” дөлити қурмақчи болғанлиқи һәққидә ениқ мәлуматларниң йоқлуқини әскәртиду. У бу җәһәттә америкалиқ сәйяһ әһмәд камал бәргән мәлуматларниң ишәнчилик болуши мумкинликини тилға алди.
Әнгилийәниң қәшқәрдә турушлуқ муавин консули гиллет (M. C. Gillet) 1937-Йили әтиязда алаһидә тәстиқ билән ма хусән һөкүмранлиқидики хотән райониға дипломатик зиярәт елип бариду. У шу қетимлиқ хотән тәсирати һәққидә мундақ дәп язиду: “мениң туңганлардин алған биринчи тәсиратим шуки, уларниң хотәндә қурған йәрлик һөкүмити типик фашистик характеригә игә һөкүмәт иди. Бу һөкүмәтни идарә қиливатқан туңганларниң һәммиси 45 яштин төвән яш офитсерлардин тәшкил тапқан кишиләр болуп, уларниң һечқайсиси мәмурий башқуруштин хәвири йоқ иди. Шуңа уларниң һәрбий идриси астидики бу һөкүмәт маһийәт җәһәттин мустәбит һөкүмәт вә милитаристик һөкүмәт иди. Иккинчи тәсиратим шуки, уларниң бу територийәдә өз алдиға йүргүзиватқанлириниң һәммиси мустәмликичиликтин башқа нәрсә әмәс иди.”
Муавин консул гиллет йәнә өз хатирисидә мундақ дәп язиду: “хотәндики туңган һөкүмитиниң пүткүл нишани һәрбий һазирлиқлар үчүн алтун-көмүш вә пул-мал топлаш болуп, уларниң йәрлик хәлққә таңған баҗ-селиқи мислисиз дәриҗидә еғир икән. Туңганлар һөкүмранлиқидики хотәндә йәрлик хәлқниң һаятлиқ еһтияҗи, болупму һәрқандақ шәкилдики маарип пүтүнләй нәәзәрдин сақит қилинған икән.”
Әнгилийәлик сәйяһ петир флемиң (Peter Fleming) му 1935-йили керийәни зиярәт қилған болуп, у керийәгә кәлгән биринчи күнила туңганларниң керийә хәлқигә 6 миң данә тухум, 300 күп өсүмлүк мейи, 140 тахта чай селиқ салғанлиқини тилға алиду. У йәнә ма хусәнниң әң аз дегәндә 10 миң кишилик әскири билән зор миқдардики һәрбий атлирини беқиш мәҗбурийитиниң хотән хәлқиниң зиммисигә йүкләнгәнликини баян қилиду.
Ма хусән хотән һәрбий һазирлиқлар үчүн иқтисад топлаш мәқситидә 1935-йилидин башлап, хотәндә өз алдиға “туңган пули” чиқиришқа башлиған. 1935-Йилиниң оттурилирида әнгилийәлик сәйяһ майларт (E. K. Maillart) Хотәнни зиярәт қилғанда, хотәндә туңганларниң йәрлик устиларни ишқа селип, хотән қәғизи билән йипәк рәхтләргә “туңганистан җумһурийити”ниң пуллирини бастуриватқанлиқини көргән. Форбесниң мәлуматлириға қариғанда, ма хусән һәтта шәрқий түркистан ислам җумһурийити илгири қәшқәрдә басқан қәғәз пуллар билән хотән ислам һөкүмити басқан пулларни йиғивелип, униң үстигә “туңганистан” дегән тамғини бесип тарқатқан икән.

Муһәммәд әмин буғраниң бүгүн түркийәдә яшаватқан туғқанлиридин бири, истанбул университети түркият иниститутиниң доктуранти абдулла оғуз әпәндиму бу һәқтә өз қарашлирини аңлармәнләр билән ортақлашти. Униң билдүрүшичә, ма хусән туңганлири хотәнни ишғал қилғандин кейин, чәт әлгә һиҗрәт қилишқа мәҗбур болған муһәммәд әмин буғраниң хотәндики уруқ-җәмәти вә аилә туғқанлири интайин еғир күлпәтләрни баштин кәчүргән. Абдулла оғузниң ата-бовилиридин аңлишичә, һәзритимниң уруқ-туғқанлири хотәндә ма хусән туңганлириниң зулумини әң еғир дәриҗидә тартқан җәмәтләрниң бири икән.

1937-Йилиниң яз айлириға кәлгәндә, милитарист шең шисәйниң тәлипи бойичә совет қизил армийәсиниң маторлашқан бирқанчә полки торғат еғизи арқилиқ чеградин туюқсиз өтүп, күрәшчи айропилан вә танкиланиң һимайисидә ма хусән туңганлириға қарши шиддәтлик һуҗум башлайду. Буниң билән ма хусәнниң әскәрлири пүтүн сәп бойичә тармар болуп қачиду. Ма хусән өзиниң йеқинлирини әгәштүрүп, хотән хәлқини булаң-талаң қилип топлиған алтун-көмүшлирини 40 тин артуқ ат вә хечирға артип һиндистанға қачиду. Әнгилийә архиплиридики һөҗҗәтләргә қариғанда, шу қетим ма хусән хотәндин елип қачқан алтунларниң миқдари җәмий 164 кило 700 грам болуп, уни шу вақиттики һиндистан рупийәси бойичә пулға сундурғанда, җәмий 450 миң рупийәдин ашидикән. Әнгилийәгә қарам һиндистан һөкүмити ма хусән елип қачқан бу зор миқдардики алтунларни чеграда мусадирә қилип, кәшмирдики дөләт хәзинәсидә “туңган алтуни” дегән намда мәхсус һесабат ечип сақлайду. Шуниңдин башлап әнгилийә билән гоминдаң һөкүмити оттурисида бу аталмиш “туңган алтуни” маҗраси уда 6 йил давамлишиду. 1943-Йилиға кәлгәндә, әнгилийә һөкүмити бу алтунларниң пәқәт 7 дин бир қисмини, йәни 66 миң рупийә қиммитидики алтунни гоминдаң мәркизий һөкүмитигә қайтуриду. Қалған мутләқ көп қисми әнгилийә һөкүмитиниң чөнтикигә чүшүп кетиду.
Шундақ қилип, хотән хәлқини қан йиғлатқан ма хусән туңганлириниң аталмиш “туңганистан” дөлити қуруш хам хияли ахири бәрбат болиду. Улар елип қачқан айталмиш “туңган алтуни”му һиндистан чеграсида мусадирә қилинип, әнгилийә һөкүмити билән гоминдаң мәркизий һөкүмитигә йәм болиду. Кишини ечиндуридиған йери шуки, 1930-йиллардики шәрқий түркистан миллий инқилаби мәғлубийәткә учрап, әнгилийәгә қарам һиндистан һөкүмитидин сиясий панаһлиқ тилигән шәрқий түркистан муһаҗирлири болсун, яки хотән инқилабиниң рәһбири муһәммәд әмин буғра болсун, кәшмир билән афғанистан арилиқида мусапир болуп йүргән ашу қийин күнләрдә, хотән хәлқиниң қан-тәри бәдилигә кәлгән бу алтунларниң бир тийиниғиму игә болалмайду!
(Давами бар)