Муһәммәд әмин буғра (56): “шәрқий түркистан тарихи” ниң қолязмиси вәтәнгә қандақ елип кирилгән?

Вашингтондин мухбиримиз қутлан тәйярлиди
2025.03.04
muhemmed-emin-bughra.jpg Муһәммәд әмин буғра вә “шәрқий түркистан тарихи”ниң қолязмилири.
Photo: RFA

“шәрқий түркистан тарихи” намлиқ бу абидә әсәр муһәммәд әмин буғра афғанистан пайтәхти кабулда сиясий мусапир болуп турған йилларда, йәни 1936-йилидин 1940-йилиғичә болған арилиқта йезилған иди. Китабниң 800 бәттин ашидиған қолязмиси 1940-йили 4-айниң 18-күни кечидә йезилип тамамланғандин кейин, муһәммәд әмин буғра уни бастуруш үчүн, кәшмирдики “шәрқий түркистан миллий бирлик җәмийити” ниң рәиси муһәммәд қасимҗан һаҗи (мәтқасим һаҗи)ға әвәтип бәргән.

Муһәммәд қасим һаҗи 1933-йили 12-ноябирда қәшқәрдә қурулған шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң ташқий ишлар министири (назири) болған киши иди. У, 1934-йили шәрқий түркистан ислам җумһурийити билән хотән ислам һөкүмити йиқилғандин кейин, инқилаб сәпдиши муһәммәд әмин буғра билән бирликтә һиндистанға һиҗрәт қилған, шундақла кәшмирдә қурулған “шәрқий түркистан миллий бирлик җәмийити” ниң рәисликини үстигә алған иди.

“шәрқий түркистан тарихи”ниң 1940-йили кабулда йезип тамамланған вә 1947-йили кәшмирдә таш басмида бесилған тунҗи нәшриниң ич муқависи.
“шәрқий түркистан тарихи”ниң 1940-йили кабулда йезип тамамланған вә 1947-йили кәшмирдә таш басмида бесилған тунҗи нәшриниң ич муқависи.
“Muhemmed Emin Bughra Külliyati”

“шәрқий түркистан тарихи” ниң қолязмиси мәхпий һалда кәшмиргә йетип келиши биләнла муһәммәд қасим һаҗи китабни таш басма арқилиқ нәшир қилишқа тутуш қилған. Һалбуки, шу дәврниң шараитиға көрә, бу китабни нәшир қилиш иши нурғун қийинчилиқларға дуч кәлгән. Буниң бири, иқтисадий қийинчилиқ болуп, сиринагардики “сафайи кадал сарийи” ға җайлашқан “шәрқий түркистан миллий бирлик җәмийити” ниң әзалири аз, иқтисадий асасий йоқ дейәрлик иди. Униң үстигә шу заманларда уларниң вәтән билән болған беғи тамамән үзүлгән иди. Бу китабни бирқанчә йүз нусха бесип нәшир қилиш үчүн, кәшмирдики шәрқий түркистанлиқ муһаҗирлардин йиғилидиған өшрә-закат пуллирини аста-аста җуғлашқа тоғра келәтти. Йәнә бир тәрәптин, бу иккинчи дуня уруши давам қиливатқан йиллар болғачқа, һиндистанни бесип ятқан бүйүк биританийәниң деһлидики мустәмликә һөкүмити кәшмирдики шәрқий түркистанлиқ муһаҗирларниң сиясий паалийәтлиригә пәвқуладдә сәзгүр болуп кәткән иди. Шуңиму муһәммәд әмин буғра 1948-йили мәзкур китаб һәққидә язған язмисида, “шәрқий түркистан тарихи” ниң кәшмирдики биринчи нәшриниң немә үчүн шунчә узунға созулуп кәткәнликиниң сәвәбини “йетәрлик иқтисадниң болмаслиқи вә дуня урушиниң вәзийәтни җиддийләштүрүвәткәнлики сәвәбидин болған иди” дәйду.

1944-Йилиниң башлирида муһәммәд әмин буғра билән бирликтә равалпиндики ингилиз түрмисидин қоюп берилгән абдукерим һаҗи (муһәммәд әмин буғраниң туғқини вә муҗадилә сәпдиши) кәшмирниң дәмму дегән җайиға вақитлиқ йәрлишип, бу китабниң нәшир ишини қолға алған. 1947-Йилиға кәлгәндә ахири “шәрқий түркистан тарихи” ниң тунҗи нәшри кәшмирдә йоруқ көргән. Һалбуки, таш басмида бесилған тунҗи нәшри аран 300 нусха болуп, китабниң алди қисмидики исмаил һекмәт әпәнди билән һәсән миян хан тәрипидин йезилған 40 бәткә йеқин тәвсийә кириш сөзлири бесилмиған. Униңдин башқа кәшмир нәшридә йәнә буғра тәрипидин сизилған 24 парчә рәңлик хәритә билән китабниң 1930-йиллардики шәрқий түркистан миллий инқилабиға беғишланған ахирқи узун бөлики чиқириветилгән.

“шәрқий түркистан тарихи”ниң 1948-йилидики үрүмчи нәшри үчүн аптор тәрипидин йезилған кириш сөзниң бир бети.
“шәрқий түркистан тарихи”ниң 1948-йилидики үрүмчи нәшри үчүн аптор тәрипидин йезилған кириш сөзниң бир бети.
Mehmet Emin Buğra Arşivi (MEBUA), hazırlayan Muhammed Ali Alioğlu, Istanbul, 2020

Муһәммәд әмин буғра чуңчиңда турған, шундақла 1945-йили үрүмчигә қайтқан заманларда кәшмирдики абдукерим һаҗиға мәхпий мәктуп йоллап, “шәрқий түркистан тарихи” ниң әсли қолязмиси билән кәшмирдики тунҗи нәшридин бирқанчә нусхини бир амал қилип вәтән ичигә елип киришни тәләп қилған. 1947-Йили абдукерим һаҗи баличақилирини елип, кәшмирдин вәтәнгә қайтиш сәпиридә миң бир җапалар билән бу муқәддәс тапшуруқни орундиған. Муһәммәд яқуп буғраниң түркийәдә нәшир қилдурған хатирәсигә қариғанда, абдукерим буғра шу чағда бу китабниң қолязмисини аяли зәйнәп ханимниң учисидики пахтилиқ чапанниң әстири ичигә тикип йошурған. Кәшмир нәшридин 3 нусхини ат-улағларниң тоқуми астиға йошурған. Булар чеградики хитай әскәрлириниң тинтиши вә тәкшүрүшидин аман-есән өтүп кәткән, әмма башқа бир содигәр һәмраһиниң йүки арисиға йошурған икки нусха байқилип қелип, мусадирә қилинған. “шәрқий түркистан тарихи” ниң әсли қолязмиси билән кәшмир нәшридин 3 нусха әнә шундақ қийин җәрянлар билән вәтән тупрақлириға улашқан.

Түркийә әгә университетиниң пирофессори алимҗан инайәт билән америкадики мустәқил тәтқиқатчи таран уйғурниң илгири сүрүшичә, “шәрқий түркистан тарихи” ниң әсли қолязмиси билән кәшмир нәшридин бирқанчә нусхиниң 1947-йили вәтәнгә елип кирилиши, уйғур җәмийити үчүн мөлчәрлигүсиз қиммәткә игә икән. Шуниңдин етибарән бу әсәр вәтән ичидә түрлүк йоллар билән тарқилип, уйғур миллий тарихчилиқиниң абидә әсири вә ул теши болуп қалған.

1948-Йили муһәммәд әмин буғра “шәрқий түркистан тарихи” ниң әсли қолязмисиға асасән, бу китабни қайта толуқлап ишләп үрүмчидә нәшир қилиш һәмдә вәтән ичидә тарқитишни пиланлиған. Әпсуски, китабниң 100 бәткә йеқин қисми аптор тәрипидин толуқлинип вә қайта түзитилип, алтай нәшриятида бесилишқа башлиған чағда, коммунист хитайниң шәрқий түркистанни ишғал қилиш йүрүши йеқинлишип қалған. Буниң билән муһәммәд әмин буғра башчилиқидики милләтчи гуруһ чәт әлгә һиҗрәт қилиш мәҗбурийитидә қалған. Гәрчә “шәрқий түркистан тарихи” ниң 1948-йилидики үрүмчи нәшри толуқ йоруқ көрмигән болсиму, әмма бу китаб 1940-йиллардин буян уйғур яшлириниң миллий тарих қаришиға, вәтән уқумиға миллий мустәқиллиқ ирадисигә чоңқур тәсирләрни көрсәткән.

(Давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.