Муһәммәд әмин буғра (44): “алтай” мәҗмуәсидин “алтай” нәшриятиғичә

Вашингтондин мухбиримиз қутлан тәйярлиди
2024.03.19
muhemmed-emin-bughra-uch-ependiler Муһәммәд әмин буғра (оттуридики рәт оңдин 4-киши) қатарлиқ “үч әпәнди”ләр 1947-йили язда үрүмчидики бир қисим сиясий әрбаблар вә милләтчи яшлар билән биллә.
RFA/Qutlan

20-Әсирниң биринчи йеримидики уйғур мәтбуатчилиқ вә нәшриятчилиқ тарихида “алтай” намида чиқирилған универсал мәҗмуә билән кейинчә үрүмчидә қурулған “алтай” нәшрияти интайин муһим ролларни ойниған иди. Хотән инқилабиниң йолбашчиси муһәммәд әмин буғра өзиниң сиясий мусапирәт һаятида 1943-йилидин башлап “алтай” мәҗмуәсиниң баш муһәрририликини, шундақла 1946-йили үрүмчидә қурулған “алтай” нәшриятиниңму баш муһәррирликини үстигә алған иди. 1948-Йили 1-июл күни үрүмчидики мәркизий уйғур уюшмисида “алтай” нәшриятиниң икки йиллиқ тойи қутланған болуп, тәбрикләш паалийитиниң тәпсилий хәвири уйғурчә “шинҗаң гезити” ниң баш бетигә бесилған иди. Униңда алтай нәшриятиниң мудири әйса йүсүп алптекинниң “биз бүгүн ‛алтай‚ нәшриятиниң 2 йиллиқ тойини қутлаватқан болсақму, әмма буниң билән бағлиқ болған миллий мәтбуатчилиқ вә нәшриятчилиқ тарихимизниң 14 йиллиқ тарихини қутлаватимиз. Техиму ениқрақ қилип ейтсақ, биз ‛алтай‚ ниң баш идарисини 1934-йил 1-айда нәнкинда қурған идуқ” дегән сөзлири орун алған иди.

“алтай” мәҗмуәсиниң 1945-йил 10-айда ләнҗуда нәшир қилинған 16-17-санлириниң мундәриҗиси. (Баш муһәррир муһәммәд әмин буғра, мәсул муһәррир абдурәһим тиләш өткүр)
“алтай” мәҗмуәсиниң 1945-йил 10-айда ләнҗуда нәшир қилинған 16-17-санлириниң мундәриҗиси. (Баш муһәррир муһәммәд әмин буғра, мәсул муһәррир абдурәһим тиләш өткүр)
RFA/Qutlan

Дәрвәқә, “алтай” мәҗмуәси 20-әсирниң 30-40-йиллирида хитайниң ичкий өлкилиридә сиясий мусапирәттә яшаватқан бир түркүм уйғур сәрхиллири тәрипидин нәшир қилинған әдәбий вә илмий характердики универсал мәҗмуә иди. Америкадики мустәқил тәтқиқатчи таран уйғурниң илгири сүрүшичә, милитарист шең шисәйниң қанлиқ һөкүмранлиқи давам қиливатқан заманларда сиясий пуриқи интайин күчлүк болған “шинҗаң гезити” вә һәрқайсий вилайәтләрдә чиқиватқан йәрлик гезитләргә селиштурғанда, “алтай” мәҗмуәси һәқиқәтәнму миллий едеологийәси өткүр, билим характери күчлүк, илмийлиқи юқири бир мәҗмуә иди.

Муһәммәд әмин буғра 1943-йили гоминдаң һөкүмитиниң уруш мәзгилидики пайтәхти чоңчиңға йетип барғанда, “алтай” мәҗмуәсиниң тунҗи сани алиқачан оқурмәнләр билән йүз көрүшкән иди. Түркийә әгә университети түрк дуняси тәтқиқат институтиниң профессори алимҗан инайәт әпәнди, буғра чоңчиңға барғандин кейин, әйса әпәнди вә мәсут сабирилар билән бирликтә бекиткән 5 маддилиқ сиясий принсип бойичә мәтбуатчилиқ күришини дәрһал башлиғанлиқини, шундақла “алтай” мәҗмуәсиниң 2-санидин башлап баш муһәррирликини вә асаслиқ язарлиқни үстигә алғанлиқини тәкитләйду.

“әрк” гезитиниң 1947-йил 9-айниң 10-күнидики саниниң 2-бетигә бесилған “алтай нәшрияти тәрипидин үрүмчи шәһәрлик зор хәлқ йиғини өткүзүлди” намлиқ мәхсус хәвәр.
“әрк” гезитиниң 1947-йил 9-айниң 10-күнидики саниниң 2-бетигә бесилған “алтай нәшрияти тәрипидин үрүмчи шәһәрлик зор хәлқ йиғини өткүзүлди” намлиқ мәхсус хәвәр.
RFA/Qutlan

“алтай” мәҗмуәси 1943-йили рәсмий рәвиштә нәшир қилинғандин башлап таки 1946-йили үрүмчигә йөткәлгичә болған арилиқта, ички хитайниң нәнҗиң, хәнко, чоңчиң вә ләнҗо қатарлиқ шәһәрлиридә көчүп йүрүп нәшир қилинған.

Мустәқил тәтқиқатчи таран уйғур әпәндиниң тәкитлишичә, “алтай” мәҗмуәсини тәсис қилғучилар “үч әпәнди” ләр болсиму, әмма шу йилларда милитарист шең шисәйниң сиясий тәқиплиридин қечип хитай өлкилиригә берип қалған бир бөлүк яш уйғур сәрхиллириму мәзкур мәҗмуәниң әтрапиға уюшуп, өзлириниң қәләм күчини көрсәткән иди.

“алтай” мәҗмуәси әйни вақитта уйғурчә вә хитайчә икки тилда тәңла нәшир қилинған болуп, журналдики мақалә-әсәрләр асаслиқи шәрқий түркистанниң тарихи, сиясий әһвали, йәрлик аһалилири, мәдәнийәт вә өрп-адәтлири, шундақла яш язарларниң әдәбий язмилири болуп, көп тәрәплимилик мәзмунларға четилған иди. Таран уйғур әпәнди бу нуқтидин “алтай” мәҗмуәсиниң өз дәвридә һәқиқәтәнму зор бир бошлуқни толдурғанлиқини тәкитләйду.

Профессор алимҗан инайәт әпәнди, “алтай” мәҗмуәсиниң уйғурчисиниң уйғур оқурмәнлири үчүн миллий кимлик вә миллий мәпкурә тикләштики йетәкчигә айланған болса, хитайчисиниң шәрқий түркистан мәсилисини хитайниң сиясий ейтимиға елип чиқишта муһим рол ойниғанлиқини әскәртип өтиду.

“шинҗаң гезити”ниң 1948-йил 7-айниң 8-күнидики 156-сани (омумий 485-сан)ниң баш бетигә бесилған “алтай” ниң 2-йиллиқ хатирә ахшами әйса бәг әпәнди тәрипидин берилгән доклат” намлиқ нутуқ.
“шинҗаң гезити”ниң 1948-йил 7-айниң 8-күнидики 156-сани (омумий 485-сан)ниң баш бетигә бесилған “алтай” ниң 2-йиллиқ хатирә ахшами әйса бәг әпәнди тәрипидин берилгән доклат” намлиқ нутуқ.
RFA/Qutlan

Мустәқил тәтқиқатчи таран уйғур әпәнди, тәйвән дөләтлик тарих сарийида сақлиниватқан гоминдаң һөкүмитиниң 1940-йилларға даир архип һөҗҗәтлиридин милләтчи хитай һакимийитиниң шу заманлардики уйғурчә мәтбуатларға алаһидә диққәт қилғанлиқини көрүвелишқа болидиғанлиқини тәкитләйду. Униң дейишичә, гоминдаң истиқбарати совет иттипақидин кириватқан “шәрқ һәқиқити” қатарлиқ уйғурчә гезит-журналлардин қанчилик хәвпсирисә, өзиниң бурни астида нәшир қилиниватқан “алтай” мәҗмуәсиниң уйғур оқурмәнлиридә пәйда қиливатқан тәсиридинму шунчилик дәриҗидә әнсиригән икән.

Алимҗан инайәт әпәндиму “алтай” мәҗмуәсниң шу заманларда һәм хитайларниму һәм русларниму охшашла биарам қилғанлиқини илгири сүриду.

Муһәммәд әмин буғра “сиясий һаятим” намлиқ биографик язмисида, өзлириниң 1945-йили үрүмчигә кәлгәндин кейин “түркистан милләтчи партийәси” намида бир партийә қурушни пилан қилғанлиқини, әмма гоминдаң даирилириниң йол қоймиғанлиқи вә шараитниң яр бәрмигәнлики түпәйли “алтай” нәшриятини қуруп, уни қурулғуси миллий партийәниң тәйярлиқ гәвдиси қилғанлиқини тилға алған. Таран уйғур әпәнди, буғра қатарлиқ “үч әпәнди” ләрниң партийә қуруш мәқсити әйни дәврниң шараитида ишқа ашмиған болсиму, әмма “алтай” нәшриятиниң бу мәқсәт үчүн хели көп ишларни әмәлгә ашурғанлиқини тәкитләйду.

Профессор алимҗан инайәт әпәндиму, гәрчә буғра қатарлиқ сәрхилләрниң сиясий партийә қуруш нишани әмәлгә ашмиған болсиму, әмма “алтай” нәшриятиниң қармиқида нәшир қилинған “алтай” мәҗмуәси билән “әрк” гезитиниң бир әвлад яшларға милләтчилик вә түркчилик идеологийәсини сиңдүрүш, миллий мәпкурә тикләш, шундақла вәтәнниң тәқдири мәсилисидә җиддий издиниш җәһәтләрдә мөлчәрлигүсиз ролларни ойниғанлиқини әскәртип өтиду.

(Давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.