Муһәммәд әмин буғра (45): “алтай” нәшрияти әтрапида

Вашингтондин мухбиримиз қутлан тәйярлиди
2024.04.02
muhemmed-emin-bughra Муһәммәд әмин буғра (иккинчи рәт олтурғанлар ичидики оңдин 14-киши) 1947-йили язда җәнубтин кәлгән сәнәтчиләр вә үрүмчидики милләтчи яшлар билән биллә.
RFA/Qutlan

“алтай” нәшрияти 1940-йилларниң иккинчи йеримида шәрқий түркистанниң сиясий, иҗтимаий вә мәдәнийәт саһәлиридә һәқиқәтәнму муһим ролларни ойниған иди. Муһәммәд әмин буғра “сиясий һаятим” намлиқ биографик язмисида өзлириниң 1945-йили 10-айда вәтәнгә қайтқандин кейин, бир милләтчи партийә қурмақчи болғанлиқини, әмма шәрт-шараитниң яр бәрмигәнлики сәвәблик “алтай” нәшрияти намида бир иҗтимаий вә мәдәнийәт тәшкилати тәсис қилғанлиқини, шундақла уни кәлгүсидә қурулғуси милләтчи партийәниң асаси қилмақчи болғанлиқини тилға алған.

“алтай” нәшриятиниң мухбирлиқ гуваһнамиси вә мухбирлар өйи мудирини вәзипигә тәйинләш қәғизи. 1948-Йил 1-айниң 1-күни.
“алтай” нәшриятиниң мухбирлиқ гуваһнамиси вә мухбирлар өйи мудирини вәзипигә тәйинләш қәғизи. 1948-Йил 1-айниң 1-күни.
RFA/Qutlan

Дәрвәқә, “алтай” нәшрияти 1946-йилиниң оттурилирида қанунлуқ бир иҗтимаий тәшкилат сүпитидә оттуриға чиққан болсиму, әмма униң нәшриятчилиқ вә мәтбуат тарихи “үч әпәнди” ләр тәрипидин 1930-йиллардики милләтчи хитай (гоминдаң)ниң пайтәхти нәнҗиңдә башланған иди. Шуңиму әйса йүсүп алиптекин 1948-йили 7-айниң 1-күни “алтай” нәшрияти қурулғанлиқиниң 2 йиллиқини хатириләш мунасивити билән “шинҗаң гезити” дә елан қилған доклатида, “биз ‛алтай‚ниң баш идарисини 1934-йили 1-айда нанкиндә қурған идуқ” дәйду.

“әрк” гезитиниң 1947-йил 9-айниң 10-күнидики 8-саниға бесилған “алтай нәшрияти тәрифидин үрүмчи шәһәрлик зор хәлқ йиғини өткүзүлди” намлиқ хәвәр.
“әрк” гезитиниң 1947-йил 9-айниң 10-күнидики 8-саниға бесилған “алтай нәшрияти тәрифидин үрүмчи шәһәрлик зор хәлқ йиғини өткүзүлди” намлиқ хәвәр.
RFA/Qutlan

Америкадики мустәқил тәтқиқатчи таран уйғур әпәндиниң тәкитлишичә, 1940-йилларниң иккинчи йеримида бир иҗтимаий тәшкилат сүпитидә мәйданға чиққан “алтай” нәшрияти әң алди билән түрк милләтчилириниң сиясий ғайисини оттуриға қойидиған, шундақла яш бир әвлад сәрхилләрни түрк милләтчилики идеологийәси билән тәрбийәләйдиған мунбәргә айланған.

Түркийә әгә университети түрк дуняси тәтқиқат институтиниң профессори алимҗан инайәт әпәнди, “алтай” нәшрияти қурулуши биләнла “алтай” намлиқ илгиридин нәшр қилинип кәлгән мәҗмуә билән “әрк” намлиқ һәптилик гезитни өзиниң икки муһим қанили қилғанлиқини тәкитләйду.

“шинҗаң гезити”ниң 1948-йил 7-айниң 13-күнидики 160-саниға бесилған “‛алтай‚ ниң 2-йиллиқ хатирә ахшами әйса бәг әфәндим тәрифидин берилгән доклат” ниң иккинчи қисми.
“шинҗаң гезити”ниң 1948-йил 7-айниң 13-күнидики 160-саниға бесилған “‛алтай‚ ниң 2-йиллиқ хатирә ахшами әйса бәг әфәндим тәрифидин берилгән доклат” ниң иккинчи қисми.
RFA/Qutlan

“алтай” нәшрияти қурулғандин кейин, мәтбуатчилиқ билән бир вақитта йәнә яшларниң кәң даиридә билим елиши үчүн кутупханичилиқ ишлириниму паал раваҗландурған. Таран уйғур әпәндиниң тәкитлишичә, “алтай” нәшриятиниң қармиқида қурулған “йүсүп хас һаҗип” кутупханиси шу заманларда үрүмчидики әң муһим кутупханиға айланған.

1947-Йили “алтай” нәшрияти өз тарихидики әң гүлләнгән бир дәврни күтүвалған. Нәшрият қармиқида “билим түркүми” намлиқ бир илмий комитет қурулуп, муһәммәд әмин буғра илмий йетәкчи болған. “билим түркүми” конфиранис бөлүми, әдәбият бөлүми вә тарих-җуғрапийә бөлүмидин ибарәт үч илмий бөлүмгә айрилған. Конфиранис бөлүмигә полат қадири билән ибраһим мутии; әдәбият бөлүмигә абдуреһим өткүр билән чингизхан дамоллам; тарих-җуғрапийә бөлүмигә һәзритим билән полат қадири мәсул болған. “билим түркүми” ниң қармиқида “дәрнәк” намлиқ мунбәр қурулуп, қәрәллик доклат вә лексийәләр берилишкә башлиған. Таран уйғур әпәнди, “дәрнәк” ниң өз дәвридики билимгә интиливатқан яшлар үчүн қиммити мөлчәрлигүсиз муһим мунбәргә айланғанлиқини тәкитләйду.

“алтай” нәшрияти қармиқидики “билим дәрнәки” ниң муһәммәд әмин буғраниң “атом енергийәси һәққидә” бәрмәкчи болған илмий доклати тоғрилиқ “әрк” гезитиниң 1949-йил 3-айниң 23-күнидики 254-санида чиқарған елани.
“алтай” нәшрияти қармиқидики “билим дәрнәки” ниң муһәммәд әмин буғраниң “атом енергийәси һәққидә” бәрмәкчи болған илмий доклати тоғрилиқ “әрк” гезитиниң 1949-йил 3-айниң 23-күнидики 254-санида чиқарған елани.
RFA/Ekrem

Профессор алимҗан инайәтниң илгири сүрүшичә, “алтай” нәшриятиниң һәр саһәләр бойичә елип бериватқан бир қатар паалийәтлири вә илмий-сиясий чиқармилири милләтпәрвәрлик роһиға игә уйғур яшлирини қанчилик хошалландурса; гоминдаң оң қанат милләтчилири билән рус коммунистлирини шунчилик биарам қилған.

1940-Йилларниң иккинчи йеримидики шәрқий түркистанниң сиясий идеологийә саһәсидә или инқилабчилирини мәркәз қилған совет иттипақиға вә коммунизмға маһил гуруһ билән “үч әпәнди” ләрни мәркәз қилған түрк милләтчиләр гуруһи оттурисида җиддий тартишмилар оттуриға чиққан иди. Таран уйғур әпәндиниң илгири сүрүшичә, гәрчә бу икки гуруһ оттурисида мәлум зиддийәтләр мәвҗут болсиму, әмма әхмәтҗан қасими үрүмчидә турған йиллирида “алтай” нәшриятиниң түрлүк паалийәтлирини қоллап-қуввәтлигән һәмдә қолидин келишичә маддий ярдәмләрни бәргән.

Муһәммәд әмин буғраниң “алтай” нәшрияти қармиқидики “билим дәрнәки” ниң 22-қетимлиқ олтурумида сөзлигән “атом енергийәси һәққидә” намлиқ илмий доклати. (Мәзкур доклатниң толуқ нусхаси “әрк” гезитиниң 1949-йил 4-айниң 6-күнидики 258-санида бесилған).
Муһәммәд әмин буғраниң “алтай” нәшрияти қармиқидики “билим дәрнәки” ниң 22-қетимлиқ олтурумида сөзлигән “атом енергийәси һәққидә” намлиқ илмий доклати. (Мәзкур доклатниң толуқ нусхаси “әрк” гезитиниң 1949-йил 4-айниң 6-күнидики 258-санида бесилған).
RFA/Qutlan

Чингизхан дамоллам 1948-йил 5-декабир күнидики “әрк” гезитидә елан қилған баш мақалисидә “мәтбуат бизниң бирдин-бир қоралимиздур” дәп язған иди. Дәрвәқә, кейинки йилларда “алтай” нәшрияти пүтүн имканийәтлири билән мәтбуатчилиқ ишлирини кеңәйтишкә вә техиму зор көләм һасил қилишқа тиришқан. Алимҗан инайәт әпәнди, 1940-йилларниң ахирқи йиллирида “алтай” нәшрияти қармиқида “хантәңри” намлиқ журнал, қурбан қодай тәрипидин “ялқин” вә “учқун” қатарлиқ гезитләрниңму нәшир қилинғанлиқини тәкитлиди.

Таран уйғур әпәндиниң тәкитлишичә, “алтай” нәшриятиниң мәтбуатчилиқ саһәдики бүйүк хизмәтлиридин башқа, йәнә бир әң муһим төһписи шәрқий түркистанда бир әвлад түркчилик мәпкурәсигә игә милләтчи яш сәрхилләрни тәрбийәләп йетиштүргәнликидә икән.

“алтай” нәшрияти қармиқида ечилған “йүсүп хас һаҗип кутупханиси” ға оқурмән чақириш елани. (“әрк” гезитиниң 1948-йиллиқ 194-саниға бесилған)
“алтай” нәшрияти қармиқида ечилған “йүсүп хас һаҗип кутупханиси” ға оқурмән чақириш елани. (“әрк” гезитиниң 1948-йиллиқ 194-саниға бесилған)
RFA/Qutlan

Алимҗан инайәт әпәндиму “алтай” нәшрияти әтрапида бир түркүм милләтчи яшлар вә зиялийларниң топланғанлиқини илгири сүриду.

Вәһаләнки, “алтай” нәшрияти әтрапида йетишип чиққан бир әвлад уйғур сәрхиллири 1949-йили коммунист хитайниң шәрқий түркистанға бастуруп кириши билән охшимиған тәқдир-қисмәтләрни яшашқа мәҗбур болған иди. Таран уйғур әпәнди, коммунист хитай ишғалийити мәзгилидә һиҗрәт йолини таллиған яки вәтәндә қелишни қарар қилған бир әвлад милләтчи сәрхилләрниң кейинки аччиқ кәчмишлири билән қалдуруп кәткән илмий-әдәбий әмгәклири һәққидә мәлумат берип өтти.

(Давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.