Муһәммәд әмин буғра (27): уйғур өсмүрләрни түркийәгә әвәтип һәрбий мәктәпләрдә оқутуш
2023.04.11

Муһәммәд әмин буғраниң афғанистандики һиҗрәт һаятида қилған муһим ишлириниң бири, уруқ-туғқанлириниң балилиридин мәһмәт риза бекинни өз ичигә алған 9 нәпәр шәрқий түркистанлиқ өсмүрни түркийәгә әвәтип, һәрбий академийәләрдә оқутуши болған иди.
Мәлумки, 1930-йилларда афғанистан-түркийә мунасивәтлири интайин җанланған болуп, тәрәққият вә дөләтни қудрәт тапқузуш қурулушиға киришкән афғанистан һәр җәһәтләрдә мустафа камал түркийәсини өзигә өрнәк қилмақта иди. Дәл мушу вақитларда түркийәниң афғанистанда турушлуқ баш әлчиси болуп кабулға кәлгән мәмдуһ шәвкәт әсәндал, афғанистанниң тәрәққият вә заманға лайиқлишиш ишлириға актип арилашқан иди. У өзиниң кабулдики баш әлчилик вәзиписидин ташқири йәнә түркийәдин зор бир түркүм мутәхәссисләрни тәклип қилип, афғанистанниң заманивий маарип вә мәдәнийәт қурулуши үчүн һәссә қошқан иди. Германийәдики мустәқил тәтқиқатчи, доктор абләт сәмәтниң сөзи билән ейтқанда, афғанистандики бу җиддий өзгиришләр әлвәттә кабулда сиясий мусапир болуп туруватқан муһәммәд әмин буғраниң диққитидин қачмиған иди.
Афғанистандики түркийә баш әлчиси әсәндал, шу йилларда рус болшевиклириниң зулумидин қечип афғанистанда панаһлиниватқан ғәрбий түркистанлиқ өзбек, түркмән, қирғиз вә татар муһаҗирлири билән 1930-йиллардики шәрқий түркистан миллий инқилаби мәғлуб болғандин кейин афғанистанға қечип кәлгән уйғур сиясий мусапирлириғиму қучақ ачқан иди. Түркийә әгә университети түрк дуняси тәтқиқат иниститутиниң профессори алимҗан инайәт әпәнди бу һәқтә пикир баян қилип, әсәндалниң түрклүк үчүн хизмәт қилидиған кишиләрни пәқәтла түркийәдә тәрбийәләп йетиштүргили болиду, дегән қарашта икәнликини илгири сүрди.
Истанбул университети түркият иниститутиниң докторанти, муһәммәд әмин буғраниң туғқанлиридин бири болған абдулла оғуз әпәндиму, һәзритимниң кабулда турған йиллирида өз әтрапидики яш-өсмүрләрни түркийәгә әвәтип оқутуш вә шәрқий түркистанниң келәчики үчүн адәм тәрбийәләш истикидә болғанлиқини, бу ишта кабулдики түркийә баш әлчиси әсәндалниң зор рол ойниғанлиқини тәкитләйду.
1930-Йиллардики шәрқий түркистан инқилабиниң мәғлуб болушидики аччиқ савақларниң бири, уйғур қозғилаңчилири арисида һәрбий тәлим көргән яки әскирий мәктәпләрдә оқуған кишиләрниң йоқ дейәрлик болғанлиқи иди. Америкадики мустәқил тәтқиқатчи таран уйғур әпәнди, муһәммәд әмин буғраниң афғанистандики сиясий мусапирлиқ һаятида бу савақларни йәкүнләп, түрк әлчиси әсәндалниң ярдими билән өз әтрапидики уйғур пәрзәнтлирини түркийә һәрбий академийәлиригә әвәтип оқутқанлиқини алаһидә тилға алиду.
Дегәндәк, әсәндалниң биваситә ярдими билән 9 нәпәр уйғур оқуғучи 1930-йилларниң ахири түркийәгә берип, әнқәрә, инстанбул вә конядики һәрбий мәктәпләргә кирип оқуйду. Профессор алимҗан инайәтниң тәкитлишичә, уларниң арисидин мәһмәт риза бекин кейинчә түркийә армийәсидә генерал болиду.
Генерал мәһмәт риза бекин һаятиниң ахириқи йиллири язған әслимәсидә өзлириниң қандақ қилип түркийәгә оқушқа барғанлиқи тоғрилиқ мундақ дәп язған иди: “һәзритим кабулда турған йилларда бүйүк әлчи әсәндал билән интайин сәмимий бир достлуқ қурған иди. Бир күни һәзритим мени әсәндалниң ишханисиға башлап апирип тонуштурди вә маңа охшаш тоққуз оқуғучиниңму барлиқини ейтти. Шуниңдин кейин әсәндал бу оқуғучиларниң бир қисмини әлчиликкә чақирип, уларниң оқуш әһвалини сориди. Мәнму шуниңдин кейин даим түркийә әлчиханисиға берип, әсәндал билән көрүшидиған болдум. Бир күни туғқиним мәһмәт юнус буғра билән бирликтә барғинимизда, у бизгә намиқ камалниң вәтән сөйгүси һәққидики түркчә шеирини биз чүшинәләйдиған шәкилдә қәғәзгә йезип, ‛буларни оқуңлар‚ дәп бәргән иди. Һәр қетим көрүшкинимиздә, у бизгә миллий кимлик туйғуси һес қилдуруш вә ким икәнликимизни билдүрүш үчүн тиришчанлиқ көрситәтти. Бир күни у бизгә ‛истиқлал марши‚ниң дәсләпки икки куплетини йезип бәрди, андин уни аһаңи билән бизгә өгәтти. У һәр җүмә күни бизни әлчиликкә чақирип, байрақ чиқириш мурасимиға қатнаштуратти. Бизгә ататүркниң нутуқлиридин парчиларни, шәрқий түркистан вә түрклүккә аит китабларни оқушқа берәтти. Әсәндал һәзритим билән түрклүккә даир темиларда, хитай мәсилиси вә шәрқий түркистан һәққидә узундин-узун сөһбәтлишәтти. У һәр заман бизниң түркийәдә оқуп йетишишимизни тәкитләйтти, һәзритимниң мәқстиму шу иди. японийә тәрәп бизни оқутуп беридиғанлиқини ейтқан болсиму, әмма һәзритим миллий вә диний кимлики билән шәрқий түркистанға хизмәт қилалайдиған инсанларни пәқәтла түркийәдә тәрбийәләп йетиштүргили болидиғанлиқиға ишинәтти.”
1970-Йилларниң ахири түркийә армийәсидин пенсийәгә чиққан генерал мәһмәт риза бекин 1986-йили истанбулда шәрқий түркистан вәхпини қурушқа риясәтчилик қилиду. Шу йилларда шәрқий түркистан вәхпи өзиниң чәклик имканийәтлиридин пайдиллинип, көплигән уйғур оқуғучиларниң түркийәгә келип оқушиға түрткә вә ярдәмдә болиду. Профессор алимҗан инайәт әпәнди өзиниңму 1980-йилларниң ахири түркийәгә оқушқа кәлгәндә шәрқий түркистан вәхпиниң ярдимигә еришкәнликини, буларниң һәммисиниң әмәлийәттә 1930-йилларда муһәммәд әмин буғраниң афғанистанда вәтәнниң кәлгүси үчүн салған ул билән мунасивәтлик икәнликини тәкитләп өтти.
(Давами бар)