Муһәммәд әмин буғра (28): “шәрқий түркистан тарихи” ниң дуняға келиши

Мухбиримиз қутлан
2023.04.25
sherqiy-turkistan-tarixi.jpg “шәрқий түркистан тарихи” ниң доктор яқуп буғра тәрипидин 1998-йил нәширгә тәйярланған әнқәрә нәшри (оңда), 2016-йил шимизу юрико тәрипидин нәшир қилинған токйо нәшри (оттурида) вә абдулла оғуз тәрипидин түркчигә тәрҗимә қилинған 2021-йиллиқ “өтүкән” нәшри (солда).
RFA/Qutlan

Хотән ислам һөкүмити йиқилғандин кейин афғанистан пайтәхти кабулда һиҗрәт һаятини яшашқа мәҗбур болған муһәммәд әмин буғра, вәтәнгә қайтип қораллиқ инқилабни давамлаштурушниң имканийитини задила тапалмайду. Бу аччиқ тарихий реаллиқ униңға вәтәнниң һөрлүки үчүн әләм күриши елип беришқа мумкинчилик болмиғанда, қәләм күриши елип беришниң күчлүк тәқәззасини һес қилдуриду. Йәни у алди билән мунқәрз вәтини үчүн системилиқ әсәр йезип, шәрқий түркистан дөлитиниң тарихий асаслирини еқи қәғәз қариси сияһ арқилиқ турғузмақчи вә өз хәлқиниң қәлбидә қурмақчи болиду.

Муһәммәд әмин буғра “сиясий һаятим” намлиқ биографик әслимисидә мундақ дәп язиду: “кабулдики 7 йиллиқ һаятим җәрянида өзүмниң кимликимни ашкарилимай яшидим, журналистлар вә сиясий саһәдики кишиләр билән алақә қилмидим. Бу мәзгилдә түркчә, әрәбчә, парсчә вә урдучә тилларни билгәнликимдин пайдилинип, бу тиллардики маңа керәклик китабларни йиғдим; гезит вә журналларға муштәри болуп оқудум; дуня милләтлириниң сиясий вә иҗтимаий әһваллирини тәтқиқ қилиш билән шоғулландим. Йәнә бир тәрәптин вәтиним үчүн заманивий усулда бир тарих йезиш ишини башлидим. Нәтиҗидә, <шәрқий түркистан тарихи> намлиқ китабни йезип тамамлидим.”

“шәрқий түркистан тарихи”ниң муһәммәд әмин буғра тәрипидин кабулда йезилған 1940-йилидики әсли қолязмиси (оңда), 1947-йили кәшмирдә нәшр қилинған тунҗи мәтбәә нәшри (оттурида) вә 1948-йилиниң ахири үрүмчидә алдинқи 100 бети бесилған чала нәшри (солда).
“шәрқий түркистан тарихи”ниң муһәммәд әмин буғра тәрипидин кабулда йезилған 1940-йилидики әсли қолязмиси (оңда), 1947-йили кәшмирдә нәшр қилинған тунҗи мәтбәә нәшри (оттурида) вә 1948-йилиниң ахири үрүмчидә алдинқи 100 бети бесилған чала нәшри (солда).
RFA/Qutlan

Дәрвәқә, әйни вақитниң мәвҗут шәрт-сараитида “шәрқий түркистан тарихи” дин ибарәт қурулуш характерлиқ бир абидә әсәрни йезип чиқиш асан әмәс иди. Түркийә әгә университети түрк дуняси тәтқиқат иниститутиниң профессори алимҗан инайәт әпәнди тәкитләп өткәндәк, бу йилларда буғра бир тәрәптин шәрқий түркистанни қутқузушниң йол вә чарә-тәдбирлирини издигән болса, йәнә бир тәрәптин “шәрқий түркистан тарихи” дин ибарәт чоң һәҗимлик китабини йезишқа киришкән.

Һалбуки, сиясий вә иқтисадий имканийәтләр чәклик болған, болупму вәтән тарихиға аит зөрүр тарихий мәнбәләргә еришиш интайин қийин болған ят бир әлдә, “шәрқий түркистан тарихи” дин ибарәт қурулуш характерлиқ тарихий әсәрни мувәппәқийәтлик йезип чиқиш, әмәлийәттә бир қетимлиқ қәләм инқилаби һесаблинатти. Америкадики яш уйғур билим адәмлиридин таран уйғур әпәнди, муһәммәд әмин буғраниң көз алдидики шунчә зор қийинчилиқларға қаримай мусапирәттә вәтән тарихини йезип чиқиштин ибарәт бу бир мәйдан қәләм инқилабиға тәвәккүл қилғанлиқини илгири сүриду.

“шәрқий түркистан тарихи” намлиқ бу абидә әсәр йезилип, аридин 81 йил өткәндә униң түркийә түркчисидики мукәммәл нәшри 2021-йили “өтүкән” нәшриятида йоруқ көрди. Бу китабниң түркчә тәрҗимисини ишлигән абдулла оғуз әпәндиниң илгири сүрүшичә, муһәммәд әмин буғраниң 1930-йилларниң иккинчи йеримидики афғанистанда “шәрқий түркистан тарихи”дин ибарәт системилиқ тарих китабини йезип чиқишида, түркийә баш әлчиси мәмдуһ шәвкәт әсәндалниң роли зор болған икән. У, баш әлчи әсәндалниң муһәммәд әмин буғраға кабулдики түркийә әлчиханисиниң кутупханисини һәр вақит ечип бәргәнликини, шундақла уни лазимлиқ тарихий мәнбәләр билән тәминлигәнликини тилға алиду.

“шәрқий түркистан тарихи”ниң муһәммәд қасим түркистани тәрипидин 1971-йили кәшмирдә “шәрқий түркистан миллий инқилаб тарихи” дегән намда қайта бесилған қисқартилма нәшри (оңда) вә муһәммәд әмин буғраниң қизи фатимә буғра тәрипидин әсли қолязма асасида тәйярланған 1987-йилидики әнқәрәдә нәшри (солда).
“шәрқий түркистан тарихи”ниң муһәммәд қасим түркистани тәрипидин 1971-йили кәшмирдә “шәрқий түркистан миллий инқилаб тарихи” дегән намда қайта бесилған қисқартилма нәшри (оңда) вә муһәммәд әмин буғраниң қизи фатимә буғра тәрипидин әсли қолязма асасида тәйярланған 1987-йилидики әнқәрәдә нәшри (солда).
RFA/Qutlan

Профессор алимҗан инайәтниң көзитишичә, “шәрқий түркистан тарихи” ниң пайдиланған мәнбәләр қисмида әрәбчә, парсчә китаблардин башқа йәнә шу заманларда түркийәдә нәшир қилинған хели көп түркчә тарихий мәнбәләр учрайдикән. Болупму буғраниң 1917-йили түркийәдә килисли рифат билгә (Kilisli Rifat Bilge) тәрипидин нәширгә тәйярланған мәһмуд кашғәриниң “диван луғат түрк” намлиқ әсириниму мәнбәләр тизимликигә киргүзүши, диққәткә сазавәр икән.

Мустәқил тәтқиқатчи таран уйғур әпәндиму “шәрқий түркистан тарихи” ниң мәнбәләр қисимидики көп тиллиқ китаб-материялларни 1930-йилларниң шараитида апторниң һәм вәтәндин һәм мусапирәттики афғанистандин тепишиниң толиму қийинлиқини; униң кабулдики түркийә баш әлчиси әсәндал билән болған йеқин достлуқ мунасивитини көздә тутқанда, бу материялларниң келиш мәнбәсини асанла тәсәввур қилғили болидиғанлиқини тәкитләйду.

Дәрвәқә, 1930-йилларниң иккинчи йеримида афғанистанда сиясий мусапирлиқ һаятини яшиған муһәммәд әмин буғра, кабулдики түркийә баш әлчиси мәмдуһ шәвкәт әсәндалниң әң йеқин достлириниң биригә айланған иди. Германийәдики мустәқил тәтқиқатчи, доктор абләт сәмәтниң тәкитлишичә, әсәндалниң “милләтни қутқузуш үчүн алди билән милләтниң еңини ойғитиш керәк; вәтәнни қутқузуш үчүн алди билән вәтәнни милләтниң қәлбидә қуруп чиқиш керәк” дегән сөзлири муһәммәд әмин буғраға интайин чоңқур тәсир қилған иди.

Асарәт астида қалған мунқәрз бир әлниң мупәссәл вә системилиқ тарихиниң өз вәтинидә әмәс, бәлки ят тупрақларда йезилиши, муһәммәд әмин буғрадин ибарәт бир сиясий мусапир үчүн ейтқанда, 1930-йиллардики афғанистан шараитида толиму қийин бир иш иди. Һалбуки, қораллиқ инқилабниң мәғлубийитидин кейинки аччиқ савақларни йәкүнлигән буғра, афғанистандики мусапирлиқ йиллирида қәләм инқилабиниң мувәппәқийитини тамамлиди. Таран уйғур әпәнди, мәзкур әсәрниң йоруқлуққа чиқишида апторни һәр җәһәттин қоллиған, шундақла материял җәһәттин ярдәмдә болған әсәндал әпәндини һәргизму унтуп қелишқа болмайдиғанлиқини әскәртип өтиду.

Муһәммәд әмин буғра “шәрқий түркистан тарихи” намлиқ бу китабиниң әң ахириқи сәһиписидә “шәрқий түркистан инқилаби ахирлаштиму?” дегән соалға интайин кәскинлик билән: “шәрқий түркистан инқилаби ахирлашмиди, таки мустәқиллиқ немити қолға кәлтүрүлгәнгә қәдәр ахирлишиши мумкин әмәс!” дәп язған иди.

Муһәммәд әмин буғра “шәрқий түркистан тарихи” ни 1940-йили 4-айда кабулда йезип тамамлиған. Бу китабниң аптор тәрипидин йезилған әсли қолязмиси 866 бәт болуп, уни нәшир қилиш үчүн 1941-йили кәшмирниң сиринагардики “шәрқий түркистан миллий бирлик җәмийити”гә әвәтип берилгән. Һалбуки, бу китабниң нәшри түрлүк сәвәбләр билән кәйнигә сүрүлүп, 1947-йили андин кәшмирдики сиринагарда тунҗи мәтбә нусхиси йоруқ көргән. 1948-Йили китабниң әсли қолязмиси билән кәшмир нәшридин бирқанчә парчиси муһәммәд әмин буғраниң тәлипи билән абдулкәрим буғра тәрипидин йошурунчә вәтәнгә елип кирилгән. 1948-Йилиниң ахири китабниң әсли қолязма нусхаси муһәммәд әмин буғра тәрипидин қайта толуқлинип, алдинқи йүз бети үрүмчидә бесилип тарқитилған болсиму, әмма сиясий вәзийәттики җиддий өзгириш түпәйли ахири толуқ бесилмиған. 1949-Йили муһәммәд әмин буғра иккинчи қетимлиқ һиҗрәткә атлинишқа мәҗбур болғанда, “шәрқий түркитан тарихи”ниң әсли қолязмиси аптор билән биллә вәтәндин айрилип түркийәгә елип келингән, шундақла 1965-йили буғра вапат болғанға қәдәр униң қешида сақланған. Униңдин кейин китабниң әсли қолязмиси муһәммәд әмин буғраниң қизи фатимә буғра вә күйүоғли юнус буғраниң қолида сақланған. 1971-Йили “шәрқий түркистан тарихи” кәшмирниң сиринагар шәһиридә йәнә бир қетим нәшир қилинған. 1987-Йили әсәрниң қайта көздин көчүрүлгән әсли қолязмиси фатимә буғра тәрипидин әнқәрәдә нәшир қилинған. Бу әсәрниң һазирқи заман уйғур тил-йезиқидики нәшри 1998-йили доктор яқуп буғра тәрипидин әнқәрәдә нәшир қилинған. Әсәрниң академик нәшри 2016-йили токйода, түркчә мукәммәл тәрҗимә нәшри 2021-йили “өтүкән” нәшриятида йоруқ көргән.

(Давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.