Муһәммәд әмин буғра (29): биринчи һиҗрәт йиллиридики шеирий иҗадийити

Мухбиримиз қутлан
2023.05.09
muhemmed-emin-bughra-qizi-fatime-bughra-kuyoghli-yunus-bughra.jpg Муһәммәд әмин буғра, қизи фатимә буғра вә күйоғли юнус буғра билән биллә. 1950-Йилларниң башлири, түркийә.
Bughra Arxipi

1930-Йиллардики шәрқий түркистан миллий инқилаби мәғлуп болғандин кейин, муһәммәд әмин буғраниң кәшмир вә афғанистандики биринчи һиҗрәт һаяти башланған иди. Тәхминән 8 йилға йеқин давам қилған бу сиясий мусапирәт һаяти буғра үчүн вәтәнниң тәқдири мәсилисидә қайта ойлиниш, дуняниң сиясий вәзийитини көзитиш вә кейинки миллий муҗадилә үчүн йол издәш җәряни болған иди. Бу йилларда кабулниң арқа кочилиридики бир хилвәт һойлида “абдуллахан йәркәнди” дегән нам билән яшиған муһәммәд әмин буғра, мунқәрз вәтини үчүн еқи қәғәз, қариси сияһ билән қопурулған йимирилмәс бир тарих қорғини- “шәрқий түркистан тарихи” ни йезип тамамлиған иди. Шуниң билән бир вақитта бу йилларда у йәнә вәтән һәққидики отлуқ туйғулири муҗәссәмләнгән бир йүрүш шеирларни язған иди.

Пүтүн дуняни иккинчи җаһан урушиниң ис-түтәклири қаплиған 1941-йили афғанистан үчүнму сиясий җәһәттин давалғуп турған бир йил болған иди. Шундақ болушиға қаримай, өз тупрақлириниң саһиби болуп яшаватқан афған хәлқи шу йиллиқ қурбан һейтни илгирики йиллардикидәкла зор дағдуға билән күтүвалиду. Һалбуки, сиясий мусапирәт һаятини яшаватқан буғра үчүн “вәтәнсиз байрам-байрам әмәс иди”:

Йүрәким қан ара йүзмәктәдир бағрим ярасидин,

Өгүзләрдәк ақар яшим вәтәнсизлик баласидин

Нә тәң ким, гәр йүрәктин қан, көзүмдин яш ақитсам мән,

Бу яңлиғдур кичик өксүзки, айрилмишин анасидин.

Бу кәлгән хәлқ байрами маңа байрам әмәс чүнким,

Йоқ аңа йәр көңүл ичрә бу қайғулар арасидин.

Җаһанда һәр нә ғәм бар барчәси топланди башимғә,

Қутулмақ аһи болғайму бу җаһанниң маҗирасидин.

Муһәммәд әмин буғраниң қизи фатимә буғра тәрипидин 1983-йили нәширгә тәйярланған буғраниң шеирлар топлами - “вәтән қайғуси”.
Муһәммәд әмин буғраниң қизи фатимә буғра тәрипидин 1983-йили нәширгә тәйярланған буғраниң шеирлар топлами - “вәтән қайғуси”.
RFA/Qutlan

Мана бу муһәммәд әмин буғраниң 1941-йилидики қурбан һейт күнидә кабулда язған “байрам” намлиқ шериниң дәсләпки икки куплети иди. У, пүтүн дуня мусулманлири зор дағдуға билән тәбрикләватқан қурбан байримида, памир тағлириниң у тәрипидики мискин вәтинини, ашу мунқәрз вәтинидә әрксиз яшаватқан етики шорлуқ хәлқиниң тәқдирини ойлиған иди. Худди у юқириқи шеирида тәкитләп өткәндәк, вәтән қайғусида пучилиниватқан бир инсан үчүн мусапирәттә өткүзгән байрам _ байрам әмәс иди.

Профессор алимҗан инайәт әпәндиниң баһаси бойичә ейтқанда, муһәммәд әмин буғра көп қирлиқ бир шәхс иди. У миллий инқилаб рәһбири, диний алим, сиясийон вә тарихчи болупла қалмастин, бәлки өз нөвитидә йәнә йетилгән бир шаир иди.

Муһәммәд әмин буғра өзиниң қәләм билән елип барған муҗадилә һаятида “вәтән қайғуси” намлиқ шеирлар топлами билән “қутлуқ түркан” операси намлиқ чоң һәҗимлик сәһнә әсирини қалдуруп кәткән иди. Түркийә әгә университети түрк дуняси тәтқиқат иниститутиниң профессори алимҗан инайәт әпәнди, “вәтән қайғуси” намлиқ бу шеирлар топламидин йәр алған ялқунлуқ шеирий әсәрләрниң буғраниң әдәбий талантини толуқ намаян қилип беридиғанлиқини илгири сүрди.

Германийәдики мустәқил тәтқиқатчи, түркологийә доктори абләт сәмәтниң илгири сүрүшичә, муһәммәд әмин буғра өз һаятини беғишлиған вәтән хизмитидә әләм билән қәләмни тәң көтүрүп маңалиған наһайити аз сандики сәрхилларниң биридур. У көтүргән әләм өз хәлқини әркинлик вә мустәқиллиқ йолиға йетәклигән болса, қәлимидин туғулған илмий әмгәклири вә пикир тәлқинлири арқилиқ вәтән дәвасиниң тәврәнмәс асаслирини тиклигән иди.

Муһәммәд әмин буғра “сиясий һаятим” намлиқ биографик язмисида өзиниң 1935-йили 2-айда һиндистандин айрилип, памир тағлиридики қар-шивирғанлиқ йолларда җапалиқ сәпәр қилип, ахири афғанистанниң вахан җилғисиға йетип барғанлиқини; у йәрдин вәтәнгә қайта кириш мумкинчилики болмай 6 айчә туруп қалғанлиқини язған. Буғра кейинчә кабулға барғандин кейин, қолиға қәләм елип “тарих һиҗриниң 1353-йилиниң ахиридә қиш мәвсүминиң шиддәтлик күнлиридә һиндистандин памирғичә қилған мушәққәтлик саяһитимиздин бир мухәммәс” намлиқ 348 мисралиқ шеирий әсәр язған. Профессор алимҗан инайәт әпәнди, бу мухәммәсни буғраниң биринчи һиҗрәтниң дәсләпки мәзгиллиридики вәтән үчүн чиқиш йоли издәш муҗадиләсиниң бәдиий инкаси, дәп қарайду.

Вәтән темиси-муһәммәд әмин буғра шеирийитиниң мәңгүлүк ана темисидур. У шеирлирида вәтинигә болған пүтмәс-түгимәс отлуқ сөйгүлирини ипадә қилиш билән бир вақитта йәнә, вәтән асминини қаплиған зулмәтниң һамини тарқайдиғанлиқини, “иртиш кечиклиридин даим сил еқивармәйдиғанлиқи” ни җакарлайду:

Әй достум, истәсәң әгәр коһиқафғә қач,

Әй дүшмәним, ярағиң алип башим үзрә кәл!

Өлсәм қалур бу сай йүзидә мәңгү излирим,

Йолчи тапур азиқсә, андин ахир әл.

Буғра, ажун қара мәңгү-мәңгү әмәс саңа,

Иртиш кечикләридин ақарму һәмишә сәл?

Мәркизи шиветсийәдики дуня язғучилар җәмийитиниң рәиси абдушүкүр муһәммәд әпәндиниң илгири сүрүшичә, вәтән сөйгүси-буғра шеирийитиниң әң йүксәк темисидур. Униң қаришичә, буғра өз шеирлирида вәтинигә болған чәксиз сөйгүсини қандақ ипадә қилған болса, һаятиниму шундақ яшиған бир инсан иди.

Муһәммәд әмин буғра “бәдәхшанда ейтилған түркий мухәммәс” намлиқ шеирида йирақтики мунқәрз вәтинини “мискин вәтән, ғериб вәтән, бинава вәтән” дәп тәсвирлисә; “байрам” намлиқ шеирида өзиниң ят әлдики ғурбәт туйғулирини “вәтән йоқ, милләт йоқ, достум йоқ, һәр нә барим йоқ” дегән мисралар арқилиқ ипадә қилған иди. Шуңиму профессор алимҗан инайәт әпәнди, буғраниң кабулдики сиясий мусапирәт һаятини “вәтән һәсритидә пучиланған азаблиқ 8 йил” дәп ейтиду:

Вәтән йоқ, милләт йоқ, достум йоқ, һәр нә барим йоқ,

Җаним бирлә үмидим қалди қорқармән фәнасидин.

Шәһриким турдум анда һеч бир дәрдимгә дәрман йоқ,

Башимғә йүз бала кәлмәктәдур хәлқимниң җәфасидин.

Исит-ким юрт ара мустәбитләр һөкүм сүрмәктә,

Қутулмай қалди милләт, аһ күнләрниң қарасидин.

Башимғә кәлсә һәр түрлүк бала рази идим әмма,

Қутулса гәр вәтән бирлә улус ушбу ярасидин.

Қутулса иди юртум, йоқ иди бир зәррә пәрвайим,

Халайиқниң маңа қилған вәфа хаһи җәфасидин.

Кәл, әй буғра! җаһандин қахшима мундағ,

Хатадур бу ишиң, янғил бу әқлиңниң хатасидин.

Муһәммәд әмин буғраниң биринчи һиҗрәт мәзгилидә кабулда язған “бәдәхшанда ейтилған түрки мухәммәс – мискин вәтән, ғериб вәтән, бинава вәтән” намлиқ шеириниң қолязмисидин бир көрүнүш.
Муһәммәд әмин буғраниң биринчи һиҗрәт мәзгилидә кабулда язған “бәдәхшанда ейтилған түрки мухәммәс – мискин вәтән, ғериб вәтән, бинава вәтән” намлиқ шеириниң қолязмисидин бир көрүнүш.
RFA/Qutlan

Муһәммәд әмин буғраниң шеирийәт саһәсидики талантиниң йәнә бир ярқин ипадиси шуки, у өз ана тили, йәни түрки-уйғур тили билән бир йүрүш ялқунлуқ шеирларни йезипла қалмастин, бәлки йәнә әрәб вә парс тилидиму бәдиий балағити юқири болған бир қисим шеирларни язған. Бу 20-әсирниң биринчи йеримидики уйғур әдәбиятида интайин аз сандики әдиб вә шаирлардила көрүлидиған классикларға хас шеирий талант иди.

Доктор абләт сәмәт, тил нуқтисидин буғра шеирлириниң ипадиләш күчи вә сөз ишлитиш маһаритигә наһайити юқири баһа бериду. Униң қаришичә, буғра классик түркий шеирийитиниң тил вә ипадиләш маһарәтлирини толуқ игилигән бир шаир болупла қалмастин, бәлки йәнә қәдимки уйғур вә түрки тилидики сөз байлиқлиридин үнүмлүк пайдиланған бәдиий тил устиси иди.

Қисқиси, муһәммәд әмин буғра кәшмир вә афғанистанда өткүзгән биринчи муһаҗирәт йиллирида өзиниң вәтән һәққидики пүткүл һес-туйғулири, ой-хияллири, сеғинишлири, азаблири вә пикир тәлқинлирини қәлимидин тамған шеирий мисраларға муҗәссәмлигән иди. У, йирақтики вәтининиң “баһар һаваси” ни тосуп турған һәйвәтлик һималая вә қарақурум тағлириға қарап, “арқаңға чекил”, “салқинлисун, бу йүрәкниң отлуқ яриси” дәп хитаб қилған иди!

Һималая, шу алдимдин чекил бир яққа,

Қарақурум, өзүңни тарт йолдин йираққа,

Қараңғутағ, сәнму сүрүл бир аз узаққа,

Салқинласун бу йүрәкниң отлуғ яраси,

Келип маңа гүзәл юртниң баһар һаваси.

(Давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.