Муһәммәд әмин буғра (9): ғулҗада сабит дамоллам билән көрүшүш
2022.05.24
Муһәммәд әмин буғра “шәрқий түркистан тарихи” намлиқ әсиридә 1930-йили язда ғулҗада сабит дамоллам билән көрүшкәнликини, бу көрүшүш җәрянида һәр иккисиниң миллий инқилаб елип беришниң зөрүрлики һәққидә пикир бирликигә кәлгәнликини тилға алиду: “саяһитим әснасида көп җайларда билимлик, садақәтлик, әстайидил, вәтәнпәрвәр вә милләтпәрвәр кишиләр билән учраштим. Уларниң йүрәклири дәрд билән толған икән. Әпсуски, әмәлий һәрикәткә һазир болған-болмиғанлиқи яки бир миллий инқилабқа рәһбәрлик қилалайдиған бир кишиниң бар-йоқлуқини ениқлиялмиғанлиқим үчүн, бирәрси билән очуқ бир шәкилдә пикир алмаштурушум мумкин болмиди, пәқәт ғулҗада сабит дамолла һаҗимниң бир миллий инқилаб үчүн паалийәткә киришиш пикридә икәнликини билдим. Мәнму мәқситимни сабит дамолла һаҗимға ачтим. Бирқанчә кечә сөһбәтләштуқ. Һазирқи әһвалда, юрт вә хәлқимизниң азадлиқи үчүн, қораллиқ бир миллий инқилаб қозғаштин башқа чарә қалмиғанлиқи һәққидә бир пикиргә кәлдуқ. Инқилаб хотәндин башланса уйғун болиду, дәп қарар қилиштуқ.”
Яш муһәммәд әмин буғраниң 1930-йилидики вәтән саяһити әснасида чөчәктә мәшһур татар алими шәйх муһәммәд мурат рәмзи билән, ғулҗада сабит дамоллам билән учришиши, униң кейинки йиллардики миллий инқилаб һаятиға чоңқур тәсир көрсәткән иди. Болупму ғулҗада сабит дамоллам билән учришиш вә бирқанчә кечә сөһбәтлишиш арқилиқ, у “юрт вә хәлқниң азадлиқи үчүн, бир мәйдан қораллиқ миллий инқилаб қозғаштин башқа чарәниң қалмиғанлиқи” ни чоңқур дәриҗидә тонуп йәткән иди. Муһәммәд әмин буғраниң муҗадилә һаятиға йеқиндин диққәт қилған билим адәмлириниң көзитишичә, “һәзритим” (муһәммәд әмин буғраниң хәлқ ичидики һөрмәт нами) ниң бүйүк миллий инқилаб һарписида ғулҗада сабит дамоллам билән учришиши, бу икки йолбашчиниң кәлгүсисдики шәрқий түркистан миллий инқилабини пиланлаш вә униң йол хәритисини сизишида һәқиқәтәнму муһим бир пурсәт болған иди. Түркийә әгә университети түрк дуняси тәтқиқат иниститутиниң профессори алимҗан инайәт әпәнди муһәммәд әмин буғра билән сабит дамолламниң 1930-йили ғулҗада учришишиниң бир тасадипийлиқ әмәсликини, һәр иккәйләнниң миллий инқилабқа һазирлиниш үчүн “саяһәт” намида тәкшүрүшкә чиққанлиқини илгири сүриду.
Түркийә чанақәлә 18-март университети илаһийәт факултетиниң дотсенти, доктор нурәһмәд қурбан, яш муһәммәд әмин буғра билән сабит дамолламниң ғулҗадики учришишиниң 1930-йилларниң башлиридики шәрқий түркистан миллий инқилаби үчүн зор әһмийәткә игә бир қетимлиқ муһим учришиш болғанлиқини тәкитләйду. У бу қетимлиқ учришишниң әмәлийәттә 1933-йили әтияда хотәндә қурулған хотән ислам һөкүмити билән 1933-йили ноябирда қәшқәрдә қурулған шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң әң дәсләпки йол хәритисини сизишта пикир вә идийә мәнбәси болғанлиқини илгири сүриду.
“шәрқий түркистан тарихи” ни түркчигә тәрҗимә қилған муһәммәд әмин буғраниң нәврә туғқанлиридин абдулла оғуз әпәндиму, һәзритимниң 1930-йили ғулҗада сабит дамоллам билән учришишиниң хотән инқилабиниң пиланлиниш вә рояпқа чиқишида муһим бир қарар мәнбәси болғанлиқини тәкитләйду.
Һалбуки, муһәммәд әмин буғраниң һаяти вә әсәрлирини чоңқур дәриҗидә өгәнгән йәнә бир қисим билим адәмлири, һәзритимниң 1930-йилидики вәтән саяһити әснасида ғулҗада сабит дамоллам билән учрашқанлиқини “бир тасадипийлиқ” дәп қарайду. Истанбулдики “тәклимакан уйғур нәшрияти” ниң башлиқи, нәшриятчи абдуҗелил туран әпәнди дәл мушу қараштики билим адәмлириниң бири. У өзиниң бу һәқтики қарашлирини шәрһийләп мундақ дәйду: “муһәммәд әмин буғра билән сабит дамоллам ғулҗада тасадипий учрашқан болуши мумкин. Уларниң илгири бир-бири билән тонушидиған яки тонушмайдиғанлиқини тәстиқлайдиған мәнбәләргә игә әмәсмиз. Уларниң шу қетимлиқ учришишта миллий инқилаб елип бериш һәққидә сөзләшкәнлики ениқ, әмма мениң шәхсий қаришимчә уларниң шу қетим дөләт қуруш вә миллий һөкүмәт тәшкилләш тоғрилиқ сөзләшкән болуши натайин. Чүнки шу учришиштин кейин сабит дамоллам дуня вәзийитини көзитиш вә шәрқий түркистан инқилабиға пайдилиқ болған ташқий амилларни билип беқиш үчүн чәт әл сәпиригә атлиниду, муһәммәд әмин буғра хотәнгә қайтип миллий инқилаб тәйярлиқиға киришиду.”
Доктор нурәһмәд қурбан әпәндиму муһәммәд әмин буғра билән сабит дамолламниң ғулҗадики учришиш әснасида қораллиқ инқилаб елип бериш тоғрилиқ пикир бирликигә кәлгән болсиму, әмма инқилаб нәтиҗисидә қурулғуси мустәқил дөләтниң қандақ шәкилдики бир җумһурийәт болидиғанлиқи, униң қануний асаси вә дөләт түзүми, шундақла идарә әһвли тоғрилиқ конкирет бир лайиһәгә кәлмигәнликини тәкитләйду. У, хотән инқилаби партлап узун өтмәй сабит дамолламниң муһәммәд әмин буғраниң тосқуниға қаримай хотәндин қәшқәргә кәткәнликини, кейинки вақитларда дөләт қуруш мәсилисидә иккәйләнниң оттурисида пикир ихтилапи көрүлгәнликини буниң бир дәлили сүпитидә көрситиду.
Нәшриятчи абдуҗелил туран әпәнди, муһәммәд әмин буғра билән сабит дамолламниң 1930-йили ғулҗадики учришишта миллий инқилаб елип бериш тоғрилиқ һәр иккәйләнниң пикир бирликигә кәлгәнликини дәлилләйдиған язма мәнбәләр мәвҗут болсиму, әмма уларниң кәлгүсидә қандақ бир дөләт қуруш вә миллий һөкүмәт тәшкилләш тоғрилиқ пикир бирликигә кәлгәнликини дәлилләйдиған мәнбәләрниң йоқлуқини алаһидә тәкитләйду. У буниң дәлили сүпитидә хотән инқилаби ғәлибә қилип, хотән ислам һөкүмити қурулғандин кейин, сабит дамоллам билән муһәммәд әмин буғра оттурисида пикир ихтилапиниң көрүлүшкә башлиғанлиқи, сабит дамолламниң һәзритимниң шунчә тосқуниға қаримай вәзийити давалғуп турған қәшқәргә йол алғанлиқи, буниң билән хотән қошунлири билән қәшқәрдики йәрлик инқилабчилар оттурисида чүшинишмәслик вә сүркүлүшләр келип чиққанлиқи, кейинчә сабит дамолламниң миллий инқилаб рәһбири хоҗанияз һаҗим вә муһәммәд әмин буғраниң пикрини алмайла қәшқәрдә шәрқий түркистан ислам җумһурийитини елан қилғанлиқидәк бир қатар вәқәләрни санап өтиду.
Ахирида абдуҗелил туран әпәнди, 1930-йиллардики миллий инқилаб тарихиға шу дәврдики мурәккәп сиясий вәзийәтниң нуқтисидин обйектип баһа бериш керәкликини, сабит дамоллам башчилиқида қәшқәрдә қурулған шәрқий түркистан ислам җумһурийити гәрчә наһайити қисқа вақит ичидә ичкий вә ташқий күчләрниң зәрбисидә йиқилған болсиму, әмма униң уйғур хәлқигә миллий дөләтчиликниң мәнивий мираси болған ай-юлтузлуқ көк байрақни қалдуруп кәткәнликини алаһидә тәкитләп өтти.
(Давами бар)