Муһәммәд әмин буғра (47): “өлүшкә разимәнки, хәлқни рази қилмай туруп хотәндин кәтмәймән!”

Вашингтондин мухбиримиз қутлан тәйярлиди
2024.06.04
muhemmed-emin-bughra-1 1933-Йили хотән инқилаби мәзгилидики “әмир һәзритим” – муһәммәд әмин буғра (солда сәллилик) вә 1946-йили имзаланған “он бир битим”дин кейин “өлкилик бирләшмә һөкүмәт” тәрипидин сайламға назарәтчилик қилиш үчүн хотәнгә әвәтилгән “тәмират назири” муһәммәд әмин буғра (оңда шиләпилик).
RFA/Qutlan

1946-Йилиниң ахири демократик сайламға назарәтчилик қилиш үчүн хотән вилайитигә әвәтилгән муһәммәд әмин буғра айрилғили 12 йил болған сөйүмлүк юртиға аяқ басқинида, қәлбидә аҗайип мурәккәп һес-туйғулар көвәҗимәктә иди. . .

Бир заманлар җаһанни ләрзигә салған миллий инқилаб долқунлири арқилиқ азадлиқ теңиға улашқан, шундақла хотән ислам һөкүмитидин ибарәт мустәқил миллий һакимийәтниң тәсәррупиға өткән хотән райони әмдиликтә җәнубтики башқа вилайәтләргә охшашла милләтчи хитай (гоминдаң) һакимийитиниң һөкүмранлиқи астида иңримақта иди; бир заманлар хотән ислам һөкүмитиниң әң алий рәһбири вә әскирий қуввәтлириниң баш әмири болған “һәзритим”, әмдиликтә “он бир битим” ниң нәтиҗисидә қурулған “шинҗаң өлкилик бирләшмә һөкүмәт” ниң әзаси, өлкилик тәмират (қурулуш) назаритиниң назири салаһийити билән юрти хотәнгә барған иди; бир заманлар бешиға сәллә орап, учисиға бәқәсәм тон кийгән “хотән әмири”, әмдиликтә бешида шиләпә, учисида кастюм-бурулка, бойнида гластук, еғизида ғаңза чишлигән һалда киндик қени төкүлгән “шәһиданә хотән” дә пәйда болған иди. . .

Әхмәтҗан қасими 1947-йили 2-айниң 17-күни үрүмчидики уйғур уюшмисида аммиға сөзлигән нутқиниң сөз текисти. Бу нутуқта хотәндики гоминдаң һәрбий вә мүлкий даирилириниң икки қатилни яллап, сайламға назарәтчилик қилиш үчүн хотән вилайитигә әвәтилгән муһәммәд әмин буғрани өлтүрмәкчи болғанлиқи паш қилинған.
Әхмәтҗан қасими 1947-йили 2-айниң 17-күни үрүмчидики уйғур уюшмисида аммиға сөзлигән нутқиниң сөз текисти. Бу нутуқта хотәндики гоминдаң һәрбий вә мүлкий даирилириниң икки қатилни яллап, сайламға назарәтчилик қилиш үчүн хотән вилайитигә әвәтилгән муһәммәд әмин буғрани өлтүрмәкчи болғанлиқи паш қилинған.
RFA/Qutlan

Пирофессор алимҗан инайәт әпәнди тәкитлигинидәк, 12 йил бурунқи “һәзритим” ниң образи техичә хотән хәлқиниң коллектип хатирисидин өчмигән иди. Шуңиму 12 йилдин кейин сәллә орниға шиләпә, бәқәсәм тон орниға кастум-бурулка кийип кәлгән “әпәнди” сияқидики буғраниң йеңичә қияпитиниң хотән хәлқини һәйран қалдуруши тәбиий иди.

Бу һәқтә пикир баян қилған мустәқил тәтқиқатчи таран уйғур әпәндиму гәрчә аридин нурғун йиллар өткән болсиму, әмма хотән хәлқиниң буғрани һелиһәм “һәзритим”, “әмири хотән”, “мудәррис” вә диний өлима сүпитидә тонуйдиғанлиқини тәкитләйду.

Дәрвәқә, аридин йиллар өтти, дәвр өзгәрди, дуня өзгәрди, тарих еқимиму өзгәрди. 12 Йиллиқ аччиқ сиясий мусапирәт һаятини яшиған буғраниң заман еқимида ақмаслиқи, дуня йеңилиқлирини қобул қилмаслиқи мумкин әмәс иди. Худди пирофессор алимҗан инайәт тәкитлигәндәк, 12 йиллиқ һиҗрәттин кейин башқичә қияпәт билән юртиға қайтқан буғра, хотән хәлқиниң һәйран қалидиғанлиқини билип туруп, өз юртдашлириға дәврниң өзгириватқанлиқидин, йеңилиқларға маслишишниң зөрүрлүкидин сигнал бәрмәкчи болған иди.

1930-Йиллардики миллий инқилабниң мәғлубийәт савақлиридин аччиқ дәрс алған, ғурбәт әлләрдики узун йиллиқ сиясий мусапирәт қайнамлирида пишип йетилгән, шундақла дуняниң сиясий вәзийитидики өзгиришләрни инчикилик билән көзәткән буғра, өз дәвридики қорал көтүргән бир кәскин инқилабчидин әмдиликтә сиясий күрәш йолиға өткән бир сиясийонға айланған иди. Мустәқил тәтқиқатчи таран уйғур әпәнди, биринчи һиҗрәттин кейинки буғраниң ичкий пикир-идийә вә ташқий қияпәт җәһәттики өзгиришлирини, 1940-йиллардики тарихни яшиған бир сиясәтчиниң һаятидики тәбиий җәрян, дәп қарайду.

“өлкилик тәмират (қурулуш) назаритиниң назири”лиқ вәзиписигә тәйинләнгән муһәммәд әмин буғра (оңдин 1-киши) 1947-йили һәмраһлири билән биллә үрүмчи әтрапидики төмүр кан мәйданини тәкшүрмәктә.
“өлкилик тәмират (қурулуш) назаритиниң назири”лиқ вәзиписигә тәйинләнгән муһәммәд әмин буғра (оңдин 1-киши) 1947-йили һәмраһлири билән биллә үрүмчи әтрапидики төмүр кан мәйданини тәкшүрмәктә.
RFA/Qutlan

Һалбуки, гоминдаң даирилириниң хотәндики һәрбий вә мүлкий әмәлдарлири, болупму хотән валийси нурбәг (хав деңбаң)ни өз ичигә алған бир қисим миллий сатқинлар, буғраниң ташқий қияпитидики бу йеңилиқларни униңға қарши васитә қилип қоллиниду. Йәни өз вақтидики диний өлима қияпитидики “һәзритим” ниң әмдиликтә “калтә чапан” кийгән вә “ғаңза чишлигән” бир “дәһри” гә айланғанлиқи тоғрилиқ питнә-иғва тарқитиду.

Шуниси ениқки, гоминдаң даирилириниң һәқиқий дәрди буғраниң ташқий қияпитидики бу йеңилиқларда әмәс, бәлки униң хотән хәлқи арисидики чоңқур тәсири вә күчлүк чақириқ күчидә иди. Бир заманлар хотән хәлқини қозғап қораллиқ миллий инқилаб елип барған “хотән әмири” ниң әмдиликтә “сайлам назарәтчиси” сүпитидә хотәнгә келиши, гоминдаңниң хотәндики йәрлик даирилирини қаттиқ әндишиләндүрмәктә иди. Алимҗан инайәт әпәнди тәкитлигәндәк, гоминдаң даирилириниң хотәндики әскирий вә мүлкий әмәлдарлири пүтүн күчи билән буғраниң хотәндики паалийәтлиригә тосқунлуқ вә мудахилә қилиду, сайламға бузғунчилиқ қилиду, һәтта оқ чиқирип тәһдит салиду.

Мустәқил тәтқиқатчи таран уйғурниң тәкитлишичә, 12 йиллиқ сиясий мусапирәттин кейин “сайламға назарәтчилик қилиш” вәзиписи билән юртиға бериш имканийитигә еришкән буғра үчүн, бу қетимлиқ хотән сәпири һәқиқәтәнму тепилғусиз бир пурсәт болған иди. Бу униң өз юртидики қериндашлири үчүн әмәлий иш қилип бериш вә сиясий һоқуқларни қолға кәлтүрүш йолидики әң ахирқи урунуши болуп қалған иди. Шуңиму униң бу қетимлиқ ирадиси интайин мустәһкәм иди.

Һалбуки, гоминдаңниң хотәндики һәрбий вә мүлкий әмәлдарлири муһәммәд әмин буғраниң хотәнгә келишини “бала-қазаниң йетип келиши” дәп билиду, шундақла “өз көзигә қадалған бу миқ” ни йоқитиш үчүн, һәтта қатил яллап буғраға суйиқәст пиланлайду. Таран уйғур әпәндиниң тәкитлишичә, әхмәтҗан қасими 1947-йили 17-феврал күни үрүмчидики уйғур уюшмисида аммиға сөзлигән нутқида, гоминдаң даирилириниң хотәндә сайламға назарәтчилик қиливатқан муһәммәд әмин буғрани өлтүрүш үчүн 8 сәр алтун, 40 түмән өлкә пулиға икки қатил яллап ишқа салғанлиқи, әмма бу суйиқәстниң хәлқ тәрипидин паш қилинғанлиқини ашкара қилған.

Буғраға қилинған бу суйиқәст паш болғандин кейин, хотәндә вәқә йүз беришиниң алдини елиш үчүн, гоминдаң мәркизий һөкүмитиниң үрүмчигә әвәткән әң алий әмәлдари генерал җаң җиҗуң хотәнгә җиддий телеграмма йоллап, буғраниң үрүмчигә қайтип келишини тәләп қилиду. Әмма буғра кәскинлик билән: “өлүшкә разимәнки, хәлқимни рази қилмай туруп хотәндин кәтмәймән!” дәп җаваб телеграмма әвәтиду.

Дәрвәқә, буғра хотәндики ахирқи күнлиридә демократик сайлам елип бериш, һәрқайси наһийәләрдә хәлқ өзи сайлиған кишиләрни һакимлиқ вәзиписигә олтурғузуш үчүн күчниң йетишичә тиришчанлиқ көрситиду. Ваһаләнки, буғраниң өз һаятиниң хәвпкә учришиға қаримай көрсәткән шунчә зор тиришчанлиқлири көңүлдикидәк нәтиҗә бәрмәйду. Хәйрийәт, муһәммәд әмин буғра, или инқилабчилири билән гоминдаң мәркизий һөкүмити оттурисида түзүлгән “он бир маддилиқ битим” ниң роһи бойичә һәрқайси наһийәләрдә өткүзүлмәкчи болған “демократик сайлам” ниң әмәлийәттә ишқа ашмайдиған қәғәз йүзидики қуруқ шоар икәнликини өзиниң хотәндики әң ахирқи аччиқ тәҗрибилири арқилиқ испатлап көргән болди.

(Давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.