Муһәммәд әмин буғра (10): мәхпий тәшкилат қуруп миллий инқилабқа һазирлиниш

Мухбиримиз қутлан
2022.06.07
Муһәммәд әмин буғра (10): мәхпий тәшкилат қуруп миллий инқилабқа һазирлиниш Муһәммәд әмин буғра (сәпниң алдида қилич тутуп турған қара кийимлик киши) ниң қоманданлиқида һәрбий парат өткүзүватқан хотән әскәрлири. 1933-Йил әтияз, хотән.
RFA/Qutlan

Муһәммәд әмин буғра өзиниң “шәрқий түркистан тарихи” намлиқ абидә китабида 1930-йилидики вәтән саяһитидин алған һасилатлири һәққидә мундақ дәп язиду: “мән бу саяһитим нәтиҗисидә төвәндики икки мәсилини ениқливалдим: биринчидин, һәммидин бурун мәхсус әскирий маһийәттә бир мәхпий тәшкилат қуруп чиқип, дүшмән хәвәрдар болуп қелиштин илгири күч топливелиш; бу йол билән пүтүн шәрқий түркистанда хәлқимизни инқилабқа һазирлаш үчүн тәшвиқат елип бериш; иккинчидин, инқилабниң мәркизи хотәндә болуш, чүнки җуғрапийәлик алаһидилики вә хәлқниң роһи һалити җәһәттә бу вилайәтни һәммидин уйғунрақ көрдүм.”

Яш муһәммәд әмин буғраниң қәлбидә кәлгүси миллий инқилабниң ялқуни көвәҗәп турған бир мәзгилләрдә, йәни 1931-йили 4-айда қомул инқилаби партлайду. Қомул инқилабиниң ялқуни узун өтмәйла әтрапқа кеңийип, 1930-йиллардики шәрқий түркистан миллий инқилабиниң пәрдисини ачиду. Профессор алимҗан инайәтниң сөзи билән ейтқанда, қомул инқилаби бир мәйдан миллий қутулуш инқилабиға һазирлинип турған яш муһәммәд әмин буғраға зор илһам вә үмид беғишлайду.

Муһәммәд әмин буғраниң өзиму “шәрқий түркистан тарихи” намлиқ китабида, қомул инқилабиниң партлиши билән өзиниң узундин буянқи пиланлириниң хиялдин реаллиққа йүзләнгәнликини, милитарист җин шуренниң әскирий күчи қомул тәрәпкә топланған болғачқа, хотәндә тәшкилат қуруп инқилабға һазирлиниш үчүн пурсәт туғулғанлиқини алаһидә әскәртип өтиду: “шундақ бир вәзийәттә, қомул инқилаби қозғалди. Алтәшәһәр тәрәплиригә инқилаб хәвәрлири анчә-мунчә кәлгили башлиди. 1932-Йили пүтүн дүшмән қошунлириниң қомулға йиғилғанлиқи вә башқа җайларға йөткигидәк запас дүшмән күчи йоқлуқи мәлум болди. Бу вәзийәттә алтәшәһәрниң муһим йәрлиридә тәшкилат қуруп чиқиш йетәрлик болиду, дәп ойлидим. Буниң үчүн өзүм ойлап йүргән әскирий маһийәттә бир тәшкилат қуруп чиқишни қарар қилдим. Һиҗирийә 1351-йили җамадиәл әввәлниң 15-күни (миладийә 1932-йили 9-айниң 16-күни) кечиси бу пикримни иним нурәһмәдкә ейттим. У пәвқуладдә һаяҗан билән бу пикримни қоллиди. Тәшкилатимизниң биринчи әзаси иним нурәһмәд болди. Шу күндин башлап бирдин-иккидин әза топлашқа башлидуқ вә бир ай ичидә әзалиримиз әлликтин ашқан бир мәхпий тәшкилат қуруп чиқтуқ.”

Нәшриятчи абдуҗелил туран әпәндиниң тәкитлишичә, гәрчә инқилабниң кейинки мәзгиллиридә хоҗанияз һаҗи билән муһәммәд әмин буғраниң оттурисида түрлүк ихтилаплар көрүлгән болсиму, әмма 1931-йилидики қомул инқилаби пүткүл шәрқий түркистан инқилаби үчүн, җүмлидин хотән инқилаби үчүн илһам мәнбәси вә қозғатқучи күч болғаниди.

Абдулла оғуз әпәнди мәрһум муһәммәд әмин буғраниң җийәни мәрһум доктор яқуп буғраниң нәврисидур. У м. Буғраниң “шәрқий түркистан тарихи” ни түркчигә тәрҗимә қилиш җәрянида, һәзритимниң 1930-йилидики вәтән саяһитидин кейин хотәндә қурған мәхпий тәшкилатниң хотән инқилаб үчүн интайин муһим рол ойниғанлиқини тәкитләйду.

1932-Йили сентәбирдә хотәндә мәхпий тәшкилат рәсмий қурулғандин кейин, муһәммәд әмин буғра икки иниси вә талиплирини ишқа селип, тез сүрәттә тәшкилат әзлирини кеңәйтиду вә қорал-ярақ топлашқа киришиду. Шуниң билән бир вақитта қәшқәр вә йәркәнтә мәзкур тәшкилатниң шөбилирини қуруш һәм әзалирини техиму кеңәйтиш үчүн иниси нурәһмәдни қәшқәргә әвәтиду: “қәшқәр вә йәркәндиму тәшкилат қуруш пикри туғулди. Қәшқәрдә тәшкилат қуруп чиқишимиз оңай болиду, дәп иним нурәһмәдни қәшқәргә әвәттуқ. Кейинчә әзалиримиздин қурбанулланиму әвәттуқ. Бу иккиси бурун қәшқәрдә бир мәзгил оқуған иди. Буларға йәнә қәшқәрдики чин әскәрлириниң сани, әмәлий күчи вә башқа мунасивәтлик әһвалларни тәкшүрүп келишниму тапшурғанидуқ. Улар қәшқәрдә тәшкилат қурушқа мувәппәқ болалмиди, әмма башқа вәзипиләрни яхши орундап, инқилабқа үлгүрүп хотәнгә қайтип кәлди.”

Мәхпий тәшкилат қурулуп таки хотән иқилаби партлиғучә болған йерим йилдәк җәрянда, инқилабниң түрлүк тәйярлиқлири җиддий рәвиштә елип берилиду. Муһәммәд әмин буғраниң һаяти вә әсәрлири һәққидә чоңқур тонушқа игә абдуҗелил туран әпәндиниң тәкитлишичә, һәзритим бир тәрәптин мәсчитләрдә тәблиғ қилиш нами билән хәлққә нутуқ сөзләп миллий инқилабқа чақириқ қилса, йәнә бир тәрәптин мәзкур тәшкилатниң әзалири қарақаш, хотән, лоп қатарлиқ җайларда қорал-ярақ вә пул-мал топлап инқилабқа һазирлиниду.

Муһәммәд әмин буғра “шәрқий түркистан тарихи” намлиқ китабида, хотән инқилаби партлашниң һарписида тәшкилат әзалириниң сани вә топланған қурал-ярақларниң хотән вилайитидики хитай қуввәтлириниң күчи билән тәңләшкидәк дәриҗигә йәткәнликини тилға алиду: “хотәндики әзаларниң әң муһим паалийити мумкинқәдәр көпрәк қорал вә пул топлаш иди. Мәхпий паалийәтлиримиз тәқдиргә лайиқ дәриҗидә давам қилмақта иди. Алтә ай давам қилған мәхпий паалийәтлиримиз нәтиҗисидә, қарақашниң пүтүн йеза-кәнтлиридә һәр қатлам хәлқ ичидин әза топланди вә һәр бир әза өзигә лайиқ вәзипигә тәйин қилинди. Илчи әтрапидинму хели көп кишиләр тәшкилатимизға қетилди. Дүшмәнниң пүтүн һәрикәт вә мәхпий әһваллиридинму һәр күни хәвәр елип туралайдиған болдуқ. Шундақ қилип, шу йилиниң шәввал ейи (10-ай) ғичә, әзалиримизниң сани вә қораллиримиз хотән вилайитидики чин қуввәтлириниңкигә тәңләшти.”

Ахирида профессор алимҗан инайәт әпәнди, муһәммәд әмин буғраниң 1930-йилидики вәтән саяһитидин кейин хотәндә қурған мәхпий тәшкилатиниң хотән инқилабиниң ғәлибә қилишида тәшкилий вә әскирий җәһәттин интайин муһим рол ойниғанлиқини тәкитләйду.

(Давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.