Муһәммәд әмин буғра (48): “әрк” гезити қандақ йоруқлуққа чиқти?
2024.06.18
20-Әсирниң 40-йиллиридики шәрқий түркистан хәлқиниң миллий күрәш тарихида мәтбәә вә нәшриятчилиқ, болупму гезитчилик мөлчәрлигүсиз муһим ролларни ойниған иди. Муһәммәд әмин буғра өз дәвриниң балдур ойғанған адими болуш сүпити билән гезитчиликниң шу мәзгилдики авам хәлқни ойғитиш вә уларниң сиясий, иҗтимаий идеологийәсини йетәкләштики һәл қилғуч ролини чоңқур чүшинип йәткән киши иди.
1940-Йилларда узун мәзгиллик сиясий мусапирәт һаятиниң азаблиқ җәрянлирини бешидин өткүзүватқан буғра өз мәсләкдашлири билән бирликтә алди билән хитайниң сиясий мәркизи болған чуңчиңда, кейинчә шәрқий түркистанлиқ муһаҗирлар көпрәк топлашқан ләнҗуда “алтай” мәҗмуәсини нәшир қилған иди. Аридин узун өтмәй улар йәнә ләнҗуда таш басма арқилиқ “әрк” намлиқ һәптилик гезит чиқиришни, шундақла бу гезитни түрлүк йоллар арқилиқ шәрқий түркистанға киргүзүшни қарар қилиду. Шу дәврдики уйғур сәрхиллиридин абдулла тимәнниң “әрк” гезитиниң 100-санини тәбрикләш мунасивити билән язған “йүзинчи сан-‛әрк‚имиз яшнасун” намлиқ мәхсус мақалисидә “әрк” гезитиниң қандақ җәрянлар билән йоруқ көргәнлики һәққидә мундақ мәлумат бериду: “1946-йилиниң башлирида һөрмәтлик мудиримиз әйса әпәндимниң тәшәббуси, өткүр әпәндиниң паалийити билән ләнҗуда түркистанлиқ яшлар намидин биринчи қетим бир гезит чиқишқа башлади. Бу гезитниң намини ‛әрк‚ қоймақ һәммәсигә мәқбул көрүлди, чүнки биз һәммидин бәкрәк әркинликкә муһтаҗ идуқ. . .”
Мәзкур мақалидә йәнә “әрк” гезитиниң дәсләп һәптидә бир қетим, кейинчә һәптидә икки қетим, андин күн арилап чиқидиған болғанлиқи, ахирида күнлүк гезиткә тәрәққий қилғанлиқи; 19-санидин башлап таш мәтбәәдин заманиви мәтбәәдә бесилидиған рәсмий гезиткә айланғанлиқи; йиғип ейтқанда, “әрк” гезитниң түп мәқситиниң “шәрқий түркистан хәлқини әркинликкә чақириш вә һөрлүк үчүн челишиш”, шундақла “шәрқий түркистан хәлқиниң кәлгүсигә бүйүк бир ойғиниш вә упуқ яритиш” икәнлики алаһидә тәкитләнгән.
Түркийә әгә университети түрк дуняси тәтқиқат институтиниң пирофессори алимҗан инайәт әпәнди, “әрк” гезитиниң дуняға келишидики тарихий арқа көрүнүш, шундақла муһәммәд әмин буғраниң бу гезитниң тәсис қилинишида ойниған роли һәққидә мәнбәләр асасида мәлумат берип өтти.
Дәрвәқә, “әрк” гезити нәшир қилинишқа башлиғандин кейин, униң тез сүрәттә тәрәққий қилиши вә оқурмәнләр қатлиминиң көпийишидә, шу дәврдики пәвқуладдә сиясий вә тарихий шараит мәлум пурсәтләрни яратқан иди. Америкадики мустәқил тәтқиқатчи таран уйғурниң тәкитлишичә, 1946-йилиниң оттурилирида “он бир битим” имзалинип, өлкилик бирләшмә һөкүмәт қурулғандин кейин, “битим” дики “хәлқниң сөз вә мәтбуат әркинликигә капаләтлик қилиш” дегән мадда “әрк” гезитиниң тосалғусиз һалда тәрәққий қилишиға йешил чирағ яндуруп бәргән иди.
Шуни тәкитләш керәкки, “әрк” гезити хитай өлкилиридә сиясий мусапирәт һаятини яшаватқан шәрқий түркистанлиқ сәрхиллар тәрипидин алди билән ләнҗуда нәшир қилинған, 1946-йилиниң башлирида андин үрүмчигә йөткилип келингән иди. Таран уйғур әпәнди, “әрк” гезитиниң йоруқ көрүшидики тарихий арқа көрүнүшләр вә униң 100-саниғичә болған тәрәққият җәрянлирини шу дәврниң милләтчи яшлиридин бири болған мәрһум абдулла тимәнниң “‛әрк‚имиз яшнасун” намлиқ мәхсус мақалисидә әтраплиқ шәрһлигәнликини тилға алиду.
“әрк” гезити 1940-йиллардики уйғур сәрхиллириниң милләтчиләр қатлимиға вәкиллик қилидиған бир гуруһ кишиләрниң авази болуш сүпити билән, миллий идеологийә җәһәттин түркий хәлқлириниң бирликини тәрғип қилидиған түркчилик, йәни түрк милләтчиликини; сиясий нишан җәһәттин шәрқий түркистанлиқларниң өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқини тәшәббус қилатти. Бу гезит һәм хитай милләтчиликигә һәм совет коммунизимиға қарши иди. Муһәммәд әмин буғра “әрк” гезитиниң баш муһәррири, әйса йүсүп алиптекин гезит идарисиниң мудири иди. Пирофессор алимҗан инайәтниң тәкитлишичә, “әрк” гезитиниң әтрапиға шу дәврниң әң билимлик вә қәлими өткүр болған яш язарлири билән зиялийлири топланған иди.
Мустәқил тәтқиқатчи таран уйғур әпәндиму “әрк” гезити тәсис қилинип узун өтмәйла шәрқий түркистандики кәң оқурмәнләр, болупму яшлар тәрипидин сөйүп оқулидиған бир гезиткә айлинишида, муһәммәд әмин буғра башчилиқидики қәлими пишқан оттура яшлиқ язарлардин башқа, 20-30 яш арисидики яш бир әвлад қәләм игилириниң интайин муһим рол ойниғанлиқини тәкитләйду.
“әрк” гезитидә елан қилинған мақалә вә әсәрләр мәзмун етибари билән интайин кәң даиригә вә рәңдарлиққа игә иди. Униңда муһәммәд әмин буғраниң күчлүк сиясий вә нәзәрийәви мақалилиридин сирт йәнә, әдәбий әсәрләр билән билим характерлик язмилири, һәтта атом нәзәрийәсигә даир мақалилириму елан қилинған иди. Алимҗан инайәт әпәнди, буғрадин башқа шу дәврниң яш қәләм игилиридин ибраһим мутии, абдуреһим өткүр, полат қадири, чингизхан дамолла вә абдулла тимән қатарлиқ яшларниң түрлүк мәзмундики әсәр вә язмилириниң гезит сәһипилиридин даим орун елип турғанлиқини тәкитләйду.
“әрк” гезити мәпкурә вә сиясий идеологийә җәһәттин 1940-йилларниң иккинчи йеримида шәрқий түркистанниң сиясий сәһнисидә мәлум мәзгил рол алған “үч әпәнди” ләр башчилиқидики түрк милләтчилириниң авази болған иди. Мустәқил тәтқиқатчи таран уйғур әпәнди, шу дәврләрдә үрүмчидә гоминдаңниң контроллуқида чиқиватқан “шинҗаң гезити” ниң гоминдаң һөкүмитиниң мәйданини әкс әттүрсә; ғулҗада нәшир қилиниватқан “инқилабий шәрқий түркистан” гезитиниң или инқилабчилириниң авази болғанлиқини; шуниңға параллел һалда “әрк” гезитиниң “үч әпәнди” ләр башчилиқидики милләтчиләр гуруһидин ибарәт үчинчи бир сиясий күчниң садаси болғанлиқини илгири сүриду.