Муһәммәд әмин буғра (14): хотән һөкүмитиниң шәрқий түркистан ислам җумһурийити билән болған мунасивити
2022.08.16
1933-Йили 4-айға кәлгәндә хотән шәһири вә әтраптики наһийәләр хотән қозғилаңчилири тәрипидин азад қилиниду. Муһәммәд әмин буғра рәһбәрликидики мәхпий инқилабий тәшкилатниң баш оргини қарақаштин хотән илчиға йөткәп келиниду. Шундақ қилип, 4-айниң оттурилирида шәрқий түркистан миллий инқилабиниң тунҗи һакимийәт мевиси болған хотән ислам һөкүмити рәсмий қурулиду. Шәрқ вә ғәрб икки йөнилиш бойичә ғәлибәсери алға илгириләватқан хотән қошунлири шу йили 6-айниң 17-күнигә кәлгәндә йәркән шәһирини ишғал қилиду. Буниң билән шәрқтә чәрчән-чақилиқтин ғәрбтә йәркән дәрясиниң йеңисар яқисиғичә болған бийпаян тупрақлар хотән һөкүмитиниң башқурушиға өтиду.
Бу вақитта хотән ислам һөкүмитиниң диний ишлар назири вә шәйхулислами болған сабит дамоллам қәшқәргә бериш пиланини оттуриға қойиду. Муһәммәд әмин буғра башчилидики хотән һөкүмитиниң рәһбәрлири шу вақиттики қәшқәрниң мурәккәп вәзийитини көздә тутуп, сабит дамолламниң бу пиланини қоллимайду, әмма сабит дамолламниң чиң турувелиши нәтиҗисидә ахири муһәммәд әмин буғраниң иниси әмир абдулла сабит дамолламға һәмраһ болуп бир бөлүк әскәр билән йәркәндин қәшқәргә бариду.
Сабит дамоллам қәшқәргә йетип барғандин кейин, дәсләп “хотән һөкүмитиниң иш беҗириш мәркизи” ни тәсис қилип, җиддий тәйярлиққа киришиду. Бу вақитта қәшқәрни төмүр ели башчилиқидики қозғилаңчилар контрол қилип турған болсиму, әмма хитай вә туңганлардин тәшкил тапқан бир бөлүк қораллиқ күчләр қәшқәр йеңишәһәр сепилини қалқан қилип, қозғилаңчилар билән тиркишип турувататти. Униң үстигә хоҗанияз һаҗим башчилиқида тәңритағлириниң җәнубиға сүрүлгән миллий инқилабий қошун техи қәшқәргә йетип кәлмигән иди. Шәрқий түркистан тупрақлириға көз тикип турған қошна импирийәләр бу йәрдики миллий инқилаб долқунлиридин әндишә туймақта иди. Қизил москвадики совет болшевиклар һөкүмити билән йеңи делһидики бүйүк биританийәгә қарам һиндистан даирилири икки импирийәниң бир-бирини көзитиш нуқтиси болған қәшқәр һәмдә бу йәрдә йүз бериватқан бу җиддий өзгиришләргә пүтүн диққити билән қарап турмақта иди.
Мана мушундақ давалғуп турған мурәккәп бир вәзийәттә, йәни 1933-йили 11-айниң 12-күни қәшқәрдә шәрқий түркистан ислам җумһурийити қурулиду. Түркийә әгә университети түрк дуняси тәтқиқат иниститутиниң профессори алимҗан инайәт әпәнди бу хусуста өз қарашлирини баян қилди. У, сабит дамолламниң әйни вақитта қандақ бир зөрүрийәт билән хотәндин қәшқәргә барғанлиқи һәмдә вәзийити давалғуп турған қәшқәрдә қандақ бир җәрянлар билән шәрқий түркистан ислам җумһурийитини қуруп чиққанлиқи һәққидә пикир баян қилди.
Истанбул университети түркият иниститутиниң доктуранти, “шәрқий түркистан тарихи” ни түркчигә тәрҗимә қилғучи, шундақла муһәммәд әмин буғраниң нәврә туғқанлиридин бири болған абдулла оғуз әпәнди, хотән һөкүмити билән қәшқәрдә қурулған шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң мунасивити тоғрилиқ бәзи инчикә тәпсилатларни тилға елип өтти. У, 1933-йили 12-ноябирда қәшқәрдә шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң қурулушида хотән һөкүмитиниң әскирий күч вә малийә җәһәттики ярдиминиң һәл қилғуч рол ойниғанлиқини тәкитлиди.
Муһәммәд әмин буғраниң әсәрлирини топлап нәширгә тәйярлиған истанбулдики тәклимакан уйғур нәшриятиниң башлиқи абдуҗелил туран әпәндиму бу нуқтида өз қарашлирини радийо аңлиғучилар билән ортақлашти. Униң тәкитлишичә, гәрчә муһәммәд әмин буғра башчилиқидики хотән һөкүмитиниң рәһбәрлири өз дәвридә сабит дамолламниң қәшқәргә беришиға қошулмиған болсиму, әмма кейинчә сабит дамолламға мәлум әскирий күч вә 7 килограм әтрапида алтун әвәтип, қәшқәрдә қурулған шәрқий түркистан ислам җумһурийити һөкүмитигә ярдәм қилған икән.
Абдулла оғуз әпәндиниң “шәрқий түркистан тарихи” дики баянларға асаслинип илгири сүрүшичә, муһәммәд әмин буғра башчилиқидики хотән һөкүмити билән кейинчә қәшқәрдә қурулған шәрқий түркистан ислам җумһурийити оттурисида дәсләптә мәлум наразилиқлар вә аңлашмаслиқлар мәвҗут болған. Йәни сабит дамолламниң хотән һөкүмити билән һечқандақ мәслиһәт қилишмайла қәшқәрдә өз алдиға айрим һөкүмәт тәшкиллиши хотән тәрәпни нарази қилған, әмма муһәммәд әмин буғра йетәкчиликидики хотән һөкүмити өз ара иттипақлиқ вә омумий вәзийәтни көздә тутуп, қәшқәрдики шәрқий түркистан ислам җумһурийити һөкүмитигә әскирий күч вә иқтисадий җәһәттин ярдәм қилған.
Абдуҗелил туран әпәндиму муһәммәд әмин буғра башчилиқидики хотән һөкүмитиниң аридики иттипақлиқ вә милләтниң омумий мәнпәәтини көздә тутуп, шәрқий түркистан ислам җумһурийитини һәр җәһәттин қоллап-қуввәтлигәнликини, һәтта җумһурийәт йиқилип, сабит дамоллам йәркәнгә чекинип кәлгәндә, уни хотәнгә қайтип келип панаһлиниш, пәқәт болмиғанда чәт әлгә биллә чиқип кетиш тоғрилиқ мәслиһәт бәргәнликини илгири сүриду.
Муһәммәд әмин буғра “шәрқий түркистан тарихи” намлиқ әсиридә хотән һөкүмитиниң диний ишлар назири болған сабит дамолламниң “миллий инқилаб техи бир нәтиҗигә еришмигән, миллий инқилабий күчләрниң қуввәтлиниши наһайити зөрүр болған бир заманда” қәшқәргә бериш пикридә чиң турувалғанлиқи, бу қарарниң хотән вә қәшқәрдики “икки миллий қуввәтниң ичкий ихтилапиға сәвәб болғанлиқи” ни, нәтиҗидә буниң “миллий инқилабниң тарих сәһипилиригә йезилғуси наһайити еғир бир хаталиқ болғанлиқи” ни язиду.
Ахирида профессор алимҗан инайәт әпәнди, муһәммәд әмин буғраниң “шәрқий түркистан тарихи” намлиқ китабида 1930-йиллардики шәрқий түркистан миллий инқилабиниң паҗиәлик ақивәтләр билән түгәллинишидики ичкий вә ташқий сәвәбләрни тәпсилий шәрһиләп өткәнликини, болупму инқилаб рәһбәрлири оттурисида мәвҗут болған ичкий ихтилаплар вә иттипақсизлиқларниң миллий инқилабни мәғлубийәткә йүзләндүргән әҗәллик аҗизлиқ болғанлиқини һәсрәт билән тилға алғанлиқини тәкитләп өтти.
(Давами бар)