Муһәммәд әмин буғра (50): “милләтчиләр зади кимгә қарши?”
2024.08.20
1940-Йилларниң иккинчи йеримидики уйғурларниң сиясий вә иҗтимаий идеологийә тарихида заманиви мәтбуат һәқиқәтәнму муһим рол ойниған иди. Шу мәзгилләрдә үрүмчидә милләтчи сәрхиллар тәрипидин нәшир қилинип тарқитилған “әрк” гезити ялғуз түрк милләтчилириниң әң муһим пикир мунбири болупла қалмастин, бәлки йәнә пүткүл шәрқий түркистандики яш оқурмәнләр сөйүп оқуйдиған уйғурчә гезитләрдин бири болуп қалған иди.
Муһәммәд әмин буғраниң баш муһәррирликидә таки 1949-йилиниң яз айлириға қәдәр нәшир қилинған “әрк” гезити, дәсләпки һәптилик гезиттин бир һәптидә икки қетим чиқидиған гезиткә, андин күн арилап чиқидиған гезиткә, әң ахирида, йәни 1949-йилиниң башлириға кәлгәндә күндилик гезиткә тәрәққий қилған иди. Бу гезит әтрапиға топланған яш бир әвлад милләтчи язарлар, шу заманда уйғурлар арисидин йетишип чиққан һәр саһәдики әң билимлик зиялийлар вә сәрхиллардин һесаблинатти. Улар гезит-журналларни асас қилған нәшриятчилиқниң авам хәлқни ойғитиш, милләтниң сиясий тәқдири үчүн издиниш, шундақла уларниң миллий идеологийәсини йетәкләп меңишта һәл қилғуч рол ойнайдиғанлиқини чоңқур тонуп йәткән иди.
Муһәммәд әмин буғра вәкилликидики милләтчи сәрхилларниң әтрапиға уюшқан яш зиялийлардин абдулла тимән “әрк” гезитиниң 100-сани мунасивити билән елан қилған “әркимиз яшнасун!” намлиқ мақалисидә, “хәлқимизниң кәлгүсигә бүйүк бир айдинлиқ, парлақ бир упуқ яратмақ, шундақла әркинликимиз үчүн һармай чалишмақ-‛әрк‚ гезитиниң мәқсити, мәслики вә шоаридур” дәп язған иди. Шу мәзгилләрдә милләтчи яш сәрхиллар арисида тонулған өлима абдуләзиз чиңгизхан дамолламму “әрк” гезитидә елан қилған баш мақалисидә, “бирдин бир қоралимиз-мәтбуаттур” дәп җакарлиған иди.
Дәрвәқә, или инқилаби билән тәң оттуриға чиққан миллий мустәқиллиқ вә сиясий мухтарият тәләплири, шундақла пикир-мәпкурә җәһәттики демократик атмосфера наһайити қисқа вақит ичидә шәрқий түркистан сәрхиллири арисида или инқилабчилири билән “үч әпәнди” ләр әтрапиға уюшқан түрк милләтчилирини мәркәз қилған икки чоң пикир еқимини мәйданға кәлтүргән иди. Или инқилабчилирини мәркәз қилған сол еқимдики сәрхиллар гуруһи советлар иттипақиниң қоллиши арқисида шәрқий түркистанниң миллий азадлиқини қолға кәлтүрүшни арзу қилатти. Бу нуқтидин ейтқанда, уларни шәрқий түркистандики миллий коммунизмчилар гуруһи дейишкиму болатти. Илида чиқидиған “инқилабий шәрқий түркистан” гезити или гуруһиниң авази иди. Буниң әксичә, үрүмчидики “үч әпәнди” ләр әтрапиға уюшқан милләтчи сәрхиллар гуруһи мәпкурә җәһәттин оңға маһил милләтчиликни, болупму түркчилик идеологийәсини тәрғиб қилатти. Улар советлар иттипақи вә рус коммунизминиң шәрқий түркистанни өз тәсири астиға елишиға қарши иди. Улар, шәрт-шараит пишип йетилгүчә милләтчи хитай (гоминдаң)ниң күнлүки астида вақитлиқ алий мухтарият һоқуқини қолға кәлтүрүш, андин ахирида мустәқиллиқни қолға елишни тәшәббус қилатти. Дәсләп ләнҗуда нәшир қилинған, битимдин кейин үрүмчигә йөткәп келингән “әрк” гезити милләтчиләр гуруһиниң авази иди.
Муһәммәд әмин буғра “әрк” гезити нәшир қилинғанлиқиниң икки йиллиқи, “алтай” нәшрияти қармиқида тәсис қилинған “дәрнәк” намлиқ илим сөһбитиниң бир йиллиқи мунасивити билән 1948-йили сөзлигән хуласә характерлик нутқида, милләтчиләр гуруһини шәкилләндүргән ғоллуқ яш сәрхиллардин полат қадири, абдуләзиз чиңгизхан дамоллам, абдуреһим өткүр, ибраһим мутии, һаҗи яқуп, абдулла тимән, хевир төмүр, саттар булбул чобани, қурбан қудай, уйғур адил, әсәдулла дамоллам қатарлиқ кишиләрниң исмини һөрмәт билән тилға алған иди.
Пирофессор алимҗан инайәтниң тәкитлишичә, юқирида муһәммәд әмин буғра тилға алған яш милләтчи сәрхиллар, 1940-йилларда уйғурлар арисидин һәр саһәдә йетишип чиққан йеңи әвлад билим адәмлири болуп, уларниң тил, әдәбият, мәдәнийәт, тарих, иқтисад, тебабәт, диний илим вә сиясәт саһәсидики надир язмилири һәм тәлқинлири өз дәвридики шәрқий түркистан яшлири арисида чоңқур тәсир пәйда қилған иди.
Америкадики мустәқил тәтқиқатчи таран уйғур әпәндиниң илгири сүрүшичә, 1940-йилларда “әрк” гезити әтрапиға уюшқан яш милләтчи сәрхилларда мундақ бирқанчә түрлүк ортақлиқ мәвҗут иди: биринчидин, улар совет иттипақиниң сиясий тәсири вә коммунизм мәпкурисиниң шәрқий түркистанни искәнҗә астиға еливелишиға қарши болуп, идийә җәһәттин җәдидчилик һәрикитидин буян оттуриға чиққан түрк милләтчиликигә маһил яшлар иди; иккинчидин, уларниң көп қисми әнәниви мәдрисә маарипи билән 1930-йиллардин кейин җуш уруп раваҗланған заманиви маарип системисида йетилгән; қазан, қирим вә түркийәдин оттура асияғичә кеңәйгән түрк милләтчилики пикир еқиминиң тәсирини қобул қилған, шундақла билим қурулмиси әтраплиқ болған йеңи бир әвлад яш зиялийлардин иди.
Алимҗан инайәт әпәндиниң тәкитлишичә, “әрк” гезити йоруқ көргән 1940-йилларниң иккинчи йеримидики бирқанчә йилда, бу гезит өз сәһипилиридә елан қилған күчлүк мақалә вә язмилири арқилиқ, һәм милләтчи хитай, йәни гоминдаң һакимийити ичидики әшәддий оң қанат хитай милләтчилириниң, һәм совет иттипақи тәшвиқат машинилириниң шиддәтлик һуҗумиға тақабил туруп кәлгән. Һәтта кейинки йилларда совет иттипақи һөкүмити юқири мәбләғ вә адәм күчи билән оттуриға чиқарған ташкәнттики “шәрқ һәқиқити”, алмутадики “қазақ ели” нәшриятлириниң шәрқий түркистандики милләтчиләр гуруһиға қарши уюштурған тәшвиқат урушиға үнүмлүк қарши туралиған.
Муһәммәд әмин буғра 1949-йилиниң башлирида “әрк” гезитидә елан қилған “милләтчиләр кимгә қарши?” намлиқ мақалисидә, совет иттипақи тәшвиқат машинилириниң шәрқий түркистан милләтчилирини “пантүркизм” қалпиқи билән әйиблишигә қарита күчлүк рәддийә қайтурған иди. У йәнә “әрк” гезити әтрапиға топланған түрк милләтчилириниң һәргизму или инқилабчилири башлиған муқәддәс миллий инқилабқа қарши әмәсликини, бәлки или инқилабчилири көтүрүп чиққан шәрқий түркистан дегән муқәддәс нам вә ай-юлтузлуқ байрақ астидики бүйүк миллий ғайигә ашина икәнликини алаһидә тәкитлигән. У мундақ дәп язған: “шәрқий түркистан милләтчилириниң түркчилики ялғуз шәрқий түркистан түрклири билән чәклиниду. Бу йәрдики түркчилик пүтүн дуня түрклирини бирләштүрүп, зор бир түрк дөлитини қуруш ғайисини күткүчи ‛пан-түркистанлиқ һәрикәт‚ әмәс. Или инқилабчилириму шәрқий түркистан дегән нам вә ай-юлтузлуқ байрақ билән ихтилал қилған. Миллий байрақ вә миллий исим билән юртниң азадлиқи вә әркинлики үчүн инқилаб қилған или инқилабчилириға шу истәк арқисида йүргән милләтчиләр һөрмәт қилмай туралмайду. Милләтчиләрниң түркчилики юрттики узун йиллиқ мәһкумийәт вә ғәпләт ичидә миллий намини вә миллий мәвҗутлуқини унтуп, дунядин асан йоқилип кетиш хәвпи астида қалған хәлққә өзини тонутуш, һаят йоли билән мамат йолини айрип көрситиш, миллий еңини юқири көтүрүштин ибарәт.”
(Давами бар)