Муһәммәд әмин буғра (51): “дәрнәк” йорутқан қәлбләр

Вашингтондин мухбиримиз қутлан тәйярлиди
2024.09.10
muhemmed-emin-bughra-1946-1 Нутуқ сөзләватқан муһәммәд әмин буғра вә бир қисим милләтчи сәрхиллар.
Photo: RFA

1940-Йилларниң иккинчи йеримида шәрқий түркистан җумһурийити вә униң миллий армийәси әмәлий контрол қилип турған шималдики үч вилайәтниң сиясий мәркизи ғулҗада, шундақла милләтчи хитай (гоминдаң) һакимийитиниң контроллуқида туруватқан йәттә вилайәтниң сиясий мәркизи үрүмчидә шиддәтлик мәтбуат күриши оттуриға чиққан иди. Шу йилларда ғулҗада нәшир қилинип түрлүк йоллар билән пүткүл шәрқий түркистан территорийәсигә тарқитиливатқан “инқилабий шәрқий түркистан” гезити (илгирики “азад шәрқий түркистан” гезитиниң давами), “күрәш” журнили, “иттипақ” мәҗмуәси вә “ойған” гезити қатарлиқ мәтбуатлар или инқилабчилириниң авази болған болса; үрүмчидә нәшир қилинған “әрк” гезити, “ялқин” гезити, “хантәңри” журнили қатарлиқ мәтбуатлар “үч әпәнди” ләр башчилиқидики оң қанат милләтчи сәрхилларниң авази болған иди. Шуңиму муһәммәд әмин буғра шу йилларда сөзлигән нутуқ вә доклатлирида вә мақалә әсәрлиридә, мәтбуатниң шәрқий түркистан хәлқини ойғитиш вә сиясий еңини юқири көтүрүштә һәл қилғуч рол ойнайдиған васитә икәнликини тәкитлигән иди.

Уһәммәд әмин буғраниң “дәрнәк” қурулғанлиқиниң бир йиллиқи мунасивити билән “әрк” гезитиниң 1949-йили 20-март күнидики 253-санида елан қилған “дәрнәктин илмий баянат” намлиқ мақалисиниң баш бети .
Уһәммәд әмин буғраниң “дәрнәк” қурулғанлиқиниң бир йиллиқи мунасивити билән “әрк” гезитиниң 1949-йили 20-март күнидики 253-санида елан қилған “дәрнәктин илмий баянат” намлиқ мақалисиниң баш бети .
Public domain

Муһәммәд әмин буғра қатарлиқ “үч әпәнди” ләр 1946-йили 6-айда “он бир битим” имзаланғандин кейин, “алтай” нәшриятини үрүмчигә йөткәп униң паалийәт бошлуқини техиму кеңәйтиду, шундақла униң қармиқида “әрк” гезитини нәшир қилишқа башлайду. 1948-Йилиниң башлириға кәлгәндә, “алтай” нәшриятиниң қармиқида “дәрнәк” намида мәхсус илим мунбири қуруп, шәрқий түркистан тарихи, түркчилик асаслири, тил вә имла мәсилилири, түрк әдәбияти, түркистан вә сибирийә аталғулириниң келип чиқиши, тебабәт вә сағламлиқ билимлири, һәтта атом нәзәрийәси қатарлиқ темиларда илмий лексийә паалийәтлирини өткүзиду. “дәрнәк” лексийәлири дәсләп муһәммәд әмин буғра, әйса йүсүп алиптекинләрниң өйлиридә өткүзүлүштин башлинип, кейинчә бара-бара көләмлишиду. Кейинчә “дәрнәк” кә қатнишидиған адәм сани көпийип нәччә йүзгә йәткәндә үрүмчидики мәркизий уйғур уюшмисиниң залида вә қазақ-қирғиз кулублирида қәрәллик һалда өткүзүлүшкә башлайду.

Һәр нөвәтлик “дәрнәк” ниң елани вә әмәлий паалийәтлири шу вақитта үрүмчидә нәшир қилинидиған “әрк” гезитидә тәпсилий хәвәр қилиниду. Америкадики мустәқил тәтқиқатчи таран уйғур әпәндиниң тәкитлишичә, “дәрнәк” тә өлкә рәиси мәсуд сабириниң тил вә имла мәсилилири, шәрқий түркистанда заманиви маарипниң туғулуши, сағламлиқ вә сифлис кесилиниң алдини елиш қатарлиқ мәхсус темилардики лексийәлири; муһәммәд әмин буғраниң шәрқий түркистан тарихи, түрк қәбилилириниң келип чиқиши вә кеңийиши, атом нәзәрийәси вә атом қуввити һәққидики доклатлири; ибраһим мутииниң уйғур-түркий тиллириниң тарихи, чиңгизхан дамолламниң түркистан наминиң келип чиқиши, дохтур абдурәуп әпәндиниң тебабәт вә сағламлиқ һәққидики лексийәлири аңлиғучилар арисида зор тәсир қозғиған икән.

“дәрнәк” паалийитидә сәнәт номури көрситиватқан мәркизий уйғур уюшмиси қаримиқидики санайи-нәфисәниң сәнәтчилири (1948-йил, үрүмчи).
“дәрнәк” паалийитидә сәнәт номури көрситиватқан мәркизий уйғур уюшмиси қаримиқидики санайи-нәфисәниң сәнәтчилири (1948-йил, үрүмчи).
Public domain

“дәрнәк” бир илмий мунбәр, бир муһакимә салони вә шундақла бир аммиви пикир алмаштуруш соруни болуш сүпити билән 1940-йилларниң иккинчи йеримидики үрүмчиниң сиясий, иҗтимаий вә илмий һаятида муһим рол ойниған. Пирофессор алимҗан инайәтниң билдүрүшичә, “дәрнәк” паалийити мукәммәл күнтәртип вә мол мәзмунлуқ җәрянлардин тәшкил тапқан болуп, һәр бир нөвәтлик “дәрнәк” риясәтчини бекитиш, мәхсус темида лексийә сөзләш, лексийә һәққидә соал-җаваб, тәнқид вә тәқдирләш, әркин пикир баян қилиш, шеир оқуш, сәнәт номурлири көрситиш, чақчақ-ләтипә сөзләш, ахирида хуласә нутқи сөзләш қатарлиқ бир йүрүш мукәммәл җәрянлардин тәртипләнгән икән.

Шуни тәкитләп өтүш керәкки, “дәрнәк” гәрчә илмий темиларда пикир алмаштуруш вә билим тарқитишни нишан қилған болсиму, әмма 1940-йилларниң иккинчи йеримидики мурәккәп сиясий муһитта гоминдаң һөкүмранлиқидики йәттә вилайәт яшлириниң вәтән вә милләт һәққидики еңини ойғитишта муһим рол ойниған иди. Алимҗан инайәтниң тәкитлишичә, “дәрнәк” сөзи биваситә түркийә түркчисидин қобул қилинған болуп, башлиништин таки 1949-йилиниң алдинқи йеримида паалийити тохтап қалғучә болған җәрянда җәмий 20 нәччә қетимдин көпрәк мәхсус темидики илмий вә нәзәрийәви лексийәләрни уюштурған, шу дәврдики билим адәмлиригә сәһнә һазирлиған, муһәммәд әмин буғраниң сөзни билән ейтқанда “билгәнләр билмигәнләргә өгәткән” муһим мунбәр болғаниди.

Болупму “дәрнәк” ниң илмий характеридин башқа, униң аммиви вә җәмийәтлик тәрипи шу вақиттики үрүмчиниң мәдәнийәт кәйпияти вә иҗтимаий һавасиға рәңдар түс қошқан иди. Таран уйғур әпәндиниң тәкитлишичә, һәр қетимлиқ “дәрнәк” паалийити җәрянида яш шаирларниң йеңи иҗадийәтлирини аңлиғучиларға тәқдим қилиши, алдинқи қетимлиқ “дәрнәк” тә тәсир қозғиған шеир вә сәнәт номурлирини мукапатлаш, вәзийәт вә еқим мәсилилири тоғрисида пикир алмаштуруш, шундақла яш сәнәтчиләрниң нахша-уссуллирини җамаәткә тәқдим қилиши қатарлиқ мәзмунлар пүткүл җәмийәтни күчлүк җәлп қилған. Болупму қәмбәр ханим, разийә ханим қатарлиқ даңлиқ сәнәтчиләрниң нәқ мәйданға келип нахша-уссул орундиши, “дәрнәк” кәйпиятини интайин юқири көтүргән.

(Давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.