Муһәммәд әмин буғра (36): гоминдаң қанун түзүш комитетиға сунулған “19 маддилиқ тәклип лайиһәси”

Вашингтондин мухбиримиз қутлан тәйярлиди
2023.09.26
muhemmed-emin-bughra-guomindang-teklip-1.jpg Муһәммәд әмин буғра қатарлиқ “үч әпәнди”ниң 1944-йили гоминдаң мәркизий қанун түзүш комитетиға сунған шәрқий түркистанға даир “19 маддилиқ тәклип лайиһәси”ниң уйғурчә вә хитайчә әсли нусхасидин бир көрүнүш.
RFA/Kutlan

1943-Йилиниң ахирлириға барғанда, шәрқий асияда японийә, явропада германийә вә италийә қатарлиқ “оқ мәркизи” дөләтлириниң иттипақдаш дөләтләрниң бирләшмә армийәси тәрипидин мәғлуп қилинидиғанлиқи асасий җәһәттин бәлгилинип қалиду. Мана мушундақ бир вәзийәттә, милләтчи хитай (гоминдаң) һөкүмити уруштин кейин хитайни толуқ бирликкә кәлтүрүш арзусини әмәлгә ашуруш; асасий қанун турғузуп өзиниң дөләтни идарә қилиш иқтидарини күчәйтиш үчүн, “җуңхуа мингониң асасий қануни” ни түзүш һәрикити қозғайду, шундақла хитай тәвәсидики охшимиған сиясий партийә вә гуруһлар һәмдә чегра район милләтлириниң асасий қанун лайиһәсигә болған пикир-тәклиплирини алмақчи болиду.

Бу вақитта гоминдаң мәркизидә “моңғул-тибәт комитети” дәп атилидиған министир дәриҗилик алаһидә бир орган мәвҗут болуп, шәрқий түркистанлиқларға вәкиллик қилидиған рәсмий һөкүмәт механизми мәвҗут әмәс иди. 1943-Йили апрелда милләтчи хитай (гоминдаң) һөкүмитиниң уруш мәзгилидики вақитлиқ пайтәхти чоңчиңға йетип барған муһәммәд әмин буғра, хитай мәркизидә туруватқан шәрқий түркистанлиқ әрбаблардин әйса йүсүп алиптекин вә мәсут сабири байқози қатарлиқлар билән бирлишип, “түркистанлиқ юртдашлар уюшмиси” намидин гоминдаң қанун түзүш комитетиға 19 маддилиқ тәклип лайиһәси тәйярлайду.

Шәрқий түркистанға даир “19 маддилиқ тәклип лайиһәси”ниң хитайчә “дагоңбав” гезитидә елан қилинған 1-бети (1944-йили 10-айниң 13-күни)
Шәрқий түркистанға даир “19 маддилиқ тәклип лайиһәси”ниң хитайчә “дагоңбав” гезитидә елан қилинған 1-бети (1944-йили 10-айниң 13-күни)
RFA/Kutlan

Америкада яшаватқан мустәқил тәтқиқатчи таран уйғур әпәнди, муһәммәд әмин буғраниң хатирәлири вә тәйвән дөләтлик тарих музейида сақлиниватқан гоминдаң архиплиридики һөҗҗәтләргә асасән, 1944-йили “үч әпәнди” тәрипидин чоңчиңда тәйярлинип, гоминдаң қанун түзүш комитетиға йолланған шәрқий түркистанниң алий мухтарийәтигә даир “19 маддилиқ тәклип лайиһәси” һәққидә пикир баян қилди.

Таран уйғур әпәнди, “үч әпәнди” башчилиқидики хитай өлкилиридә истиқамәт қиливатқан шәрқий түркистанлиқ сиясий мусапирларниң өз дәвридә гоминдаң һөкүмити башлатқан асасий қанун лайиһәсигә пикир елиш чақириқини бир пурсәт дәп билгәнликини илгири сүрди. У, муһәммәд әмин буғра вә униң сәпдашлириниң шәрқий түркистанлиқларниң сиясий һәқ-һоқуқлири вә мухтарийәт тәләплирини әкс-әттүридиған маддиларни тунҗи қетим милләтчи хитайниң асасий қанун лайиһәсигә киргүзүш үчүн тиришчанлиқ көрсәткәнликини тәкитләп өтти.

Түркийә әгә университети түрк дуняси тәтқиқат иниститутиниң профессори алимҗан инайәт әпәнди, буғра қатарлиқ мәлум сиясий күрәш тәҗрибисигә игә “үч әпәнди” ниң гоминдаң һөкүмитиниң асасий қанун лайиһәсигә пикир елиш пурситидин үнүмлүк пайдилинип, “19 маддилиқ тәклип лайиһәси” ни тәйярлап чиққанлиқини, буниң гоминдаң мәркизидә дәл вақтида елип берилған бир сиясий күрәш һәрикити болғанлиқини илгири сүрди.

Мәлум болушичә, гоминдаң мәркизидә сиясий паалийәт елип бериватқан муһәммәд әмин буғра, мәсут сабири вә әйса йүсүп алиптекин башчилиқидики шәрқий түркистанлиқ муһаҗирлар, 1943-йилиниң ахиридин 1944-йилиниң алдинқи йеримиғичә шәрқий түркистанниң нөвәттики сиясий тәқдиригә мунасивәтлик “19 маддилиқ тәклип лайиһәси” ни тәйярлап чиққан. Андин уни хитайчиға тәрҗимә қилип, һәр бир маддиға сун җуңшәнниң “үч мәсләк” вә милләтчи хитайниң “дөләт қуруш омумий программиси” дики милләтләрниң һәқ-һоқуқлириға даир маддилардин асас кәлтүрүп, қисқичә изаһат бәргән. “19 маддилиқ тәклип лайиһәси” гоминдаң қанун түзүш комитетиға йоллиниш билән бир вақитта, униң толуқ текисти 1944-йили 10-айниң 13-күни хитайдики әң чоң гезит болған “дагоңбав” (大公报) гезитидә елан қилинған. Таран уйғур әпәнди мәзкур тәклип лайиһәсиниң тәйярлиниш вә гезиттә елан қилиниш җәряни һәққидә тәпсилий мәлумат берип өтти.

Шәрқий түркистанға даир “19 маддилиқ тәклип лайиһәси”ниң хитайчә “дагоңбав” гезитидә елан қилинған 2-бети (1944-йили 10-айниң 13-күни)
Шәрқий түркистанға даир “19 маддилиқ тәклип лайиһәси”ниң хитайчә “дагоңбав” гезитидә елан қилинған 2-бети (1944-йили 10-айниң 13-күни)
RFA/Kutlan

Мәйли муһәммәд әмин буғра, мәсут сабири байқози яки әйса йүсүп алиптекин болсун, уларниң һәммиси әйни вақиттики хатирәлири һәм язмилирида, милләтчи хитай һөкүмитидин алий мухтарийәт һоқуқи тәләп қилиш һәрикитиниң шәрқий түркистанниң мустәқиллиқи йолидики өткүнчи бир басқуч икәнликини тәкитләп өткән иди. Профессор алимҗан инайәт әпәнди, “үч әпәнди” ниң мәзкур тәклип лайиһәсидә хитай асасий қануниға “түркистан” вә “түрк” дегән намларни киргүзүшни тәләп қилиш арқилиқ, шәрқий түркистан дәвасини қануний асасқа игә қиливелишни мәқсәт қилғанлиқини илгири сүрди.

Шәрқий түркистанға даир “19 маддилиқ тәклип лайиһәси” ниң ичидики бәш мадда алаһидә диққәткә сазавәр болуп, улар (1) “шәрқий түркистандики уйғур, қазақ, қирғиз, өзбек, татар қатарлиқ йәрлик хәлқләрниң ‛түрк‚ миллити икәнликини тонуш вә етирап қилиш” ; (2) “‛шинҗаң‚ дегән хитайчә намни әмәлдин қалдуруп, униң орниға ‛түркистан‚ аталғусини қоллиниш” ; (3) “шәрқий түркистан хәлқиниң алий аптономийә һоқуқини тонуш вә қануний асасқа игә қилиш” ; (4) “‛җуңхуа миллити‚ дегән уқумни рәт қилиш, униң орниға ‛хитай тәвәсидики милләтләр‚ дегән сөзни ишлитиш” ; (5) “шәрқий түркистанниң өлкә рәиси чоқум йәрлик хәлқтин болуш вә сайлам арқилиқ вуҗудқа чиқиш” қатарлиқлар иди. Таран уйғур әпәнди, мәзкур тәклип лайиһәсидики юқириқи бәш маддиниң шәрқий түркистанниң әйни вақиттики сиясий вәзийити үчүнла әмәс, бәлки шәрқий түркистанниң кәлгүсидики сиясий вә қануний орни үчүнму интайин зор әһмийәткә игә икәнликини тәкитләйду.

“үч әпәнди”ниң “түркистанлиқ юртдашлар уюшмиси” намидин гоминдаң мәркизий һөкүмити қанун түзүш комитетиға тәйярлиған “19 маддилиқ тәклип лайиһәси”ниң уйғурчә нусхисиниң алдинқи икки бети
“үч әпәнди”ниң “түркистанлиқ юртдашлар уюшмиси” намидин гоминдаң мәркизий һөкүмити қанун түзүш комитетиға тәйярлиған “19 маддилиқ тәклип лайиһәси”ниң уйғурчә нусхисиниң алдинқи икки бети
RFA/Kutlan

Шәрқий түркистанниң сиясий вә қануний һәқ-һоқуқлири һәққидики “19 маддилиқ тәклип лайиһәси” 1944-йили 10-айда “дагоңбав” гезитидә елан қилинғандин кейин, гоминдаң мәркизидики оң қанат хитай милләтчилири билән солға маһил сиясәтчиләр арисида, шундақла хитайниң тарих вә сиясәт саһәсидики әрбаблар арисида күчлүк ғулғула қозғайду. Гоминдаң мәркизидики чен лифу, чен гофу, коң шяңши, ву җуңшин қатарлиқ оң қанат әшәддий хитай милләтчилири буниңға қарита күчлүк қаршилиқ чуқанлири көтүргән болса; гоминдаң қанун палатасиниң рәиси сун ке (сун җуңшәнниң оғли), гоминдаң тәптиш әмәлдари йү йоврен қатарлиқ солға маһил сиясийонлар һесдашлиқ вә қоллаш позитсийәсидә болиду. Мустәқил тәтқиқатчи таран уйғур әпәнди, әйни дәврдә “19 маддилиқ тәклип лайиһәси” гә қарита гоминдаң мәркизидә көтүрүлгән талаш-тартишлар һәққидә тәпсилий мәлумат берип өтти.

1940-Йилларниң сиясий атмосферасида муһәммәд әмин буғра қатарлиқ “үч әпәнди” вә уларниң әтрапиға уюшқан шәрқий түркистанлиқ сиясий мусапирларниң хитай мәркизидә туруп, шәрқий түркистан хәлқи үчүн алий мухтарийәт һоқуқи тәләп қилиши; “түрк” дегән милләт нами билән “түркистан” дегән җуғрапийәлик җай намини хитай асасий қануниға киргүзүп, уни қануний асасқа игә қилишқа тиришчанлиқ көрситиши, һәқиқәтәнму асан әмәс иди. Профессор алимҗан инайәт әпәнди, муһәммәд әмин буғра қатарлиқ сиясий сәрхилләрниң хитай мәркизидә елип барған бу сиясий күрәшлирини “җасарәтлик тиришчанлиқ”, “сиясий күрәштики истратегийәлик қәдәм” дәп баһалайду.

Мустәқил тәтқиқатчи таран уйғур әпәнди, муһәммәд әмин буғра қатарлиқ уйғур сәрхиллириниң хитай мәркизидә туруп, хитайдики әң чоң гезит болған “дагуңбав” гезитидә шәрқий түркистанниң алий мухтарийәт һоқуқини өз ичигә алған “19 маддилиқ тәклип лайиһәси” ни елан қилиши вә уни гоминдаң мәркизигә сунушини, “гоминдаң мәркизидики әшәддий хитай милләтчилиригә берилгән әҗәллик бир зәрбә” дәйду. У йәнә бу тәклип лайиһәси ақивәттә гоминдаң мәркизидики оң қанат күчләрниң хитай шовинизимиға тоюнған тарихчи ли доңфаңни сәһнигә иттирип чиқиришиға сәвәб болған, дәп көрситиду.

Дәрвәқә, шәрқий түркистанға даир “19 маддилиқ тәклип лайиһәси” әң ахирида гоминдаң мәркизидики мутәәссип хитай оңчилири, хитай зиялийлири вә җаң кәйши тәрипидин рәт қилиниду. Гәрчә муһәммәд әмин буғра қатарлиқ “үч әпәнди” ләрниң гоминдаң мәркизидики сиясий дәвалири вә тәләплири бир-бирләп рәт қилинған, зор көләмлик әмәлий үнүм һәм тәсир пәйда қилалмиған болсиму, әмма или инқилаби партлап гоминдаң даирилиригә күчлүк бесим шәкилләндүргүчи болған узун җәрянда, милләтчи хитайниң сиясий мәркизигә шәрқий түркистан хәлқиниң сиясий ирадиси вә арзулирини аңлитишқа мувәппәқ болған иди. Профессор алимҗан инайәт әпәнди ахирида, 1940-йилларниң алдинқи йеримидики шәрқий түркистанниң сиясий күрәш тарихида “үч әпәнди” ләрниң гоминдаң мәркизидә елип барған муҗадиләлирини һәргизму нәзәрдин сақит қилишқа болмайдиғанлиқини алаһидә тәкитләп өтти.

(Давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.