Муһәммәд әмин буғра (37): хитай тарихчиси ли дуңфаң билән болған “қәләм күриши” ниң башлиниши

Вашингтондин мухбиримиз қутлан тәйярлиди
2023.10.10
muhemmed-emin-bughra-1.jpg Муһәммәд әмин буғра (оңда) билән хитай тарихчиси ли дуңфаң (солда) оттурисида 1944-йилиниң ахири елип берилған “қәләм күриши” дин бир көрүнүш.
RFA/Qutlan

1944-Йилиниң иккинчи йеримиға кәлгәндә, гоминдаң һөкүмитиниң уруш мәзгилидики вақитлиқ пайтәхти чоңчиң хитайдики һәр саһә, һәр гуруһ вә һәр милләт вәкиллириниң җиддий сиясий күрәш мәйданиға айланған иди. Болупму бу мәзгилләрдә моңғул, тибәт вә уйғур қатарлиқ милләтләрниң бир қисим сиясий сәрхиллири вә гоминдаң мәркизидә турушлуқ вәкиллириниң җиддий һәрикәткә келип, хитай асасий қанун түзүш комитетиға өз алдиға тәклип лайиһәлирини сунуши, шундақла алий мухтарийәт тәләплирини оттуриға қоюши, гоминдаң мәркизидики юқири қатлам мутәәссип хитай милләтчилириниң оғисини қайнатқан иди. Мана мушундақ бир вәзийәттә, муһәммәд әмин буғра қатарлиқ чоңчиңда туруватқан шәрқий түркистанлиқ сәрхилләр тәрипидин җиддий шәкилдә тәйярланған “19 маддилиқ тәклип лайиһәси”, гоминдаң асасий қанун комитетиға сунулупла қалмастин, бәлки йәнә шу йили 10-айниң 13-күни хитайдики әң чоң гезит болған “дагуңбав” да толуқ текисти билән елан қилиниду.

Ли дуңфаңниң 1944-йили 10-айниң 14-күни чоңчиңда чиқидиған “мәркәз” гезитидә елан қилған “шинҗаңлиқ қериндашлар түркму?” намлиқ тунҗи мақалиси.
Ли дуңфаңниң 1944-йили 10-айниң 14-күни чоңчиңда чиқидиған “мәркәз” гезитидә елан қилған “шинҗаңлиқ қериндашлар түркму?” намлиқ тунҗи мақалиси.
RFA/Qutlan

Муһәммәд әмин буғра “сиясий һаятим” намлиқ биографик хатирисидә язғинидәк, мәзкур тәклип лайиһәси гезиттә елан қилинғандин кейин, хитай мәркизидә вә хитай җамаәт пикридә “бүйүк бир һаяҗан қозғайду”. Болупму мәзкур тәклип лайиһәсидики “шинҗаң” дегән хитайчә намни әмәлдин қалдуруп, униң орниға “түркистан” аталғусини қоллиниш; шәрқий түркистанлиқларниң “түрк” миллитигә мәнсуплуқини етирап қилиш; шәрқий түркистанлиқлар үчүн алий мухтарийәт һоқуқи бериш дегәндәк маддилар, чен гофу башчилиқидики гоминдаң оң қанат милләтчилирини қаттиқ биарам қилиду. Улар муһәммәд әмин буғра қатарлиқ шәрқий түркистанлиқ сәрхилләрниң пикир-тәләплиригә мәтбуат арқилиқ қарши туруш, уларниң сиясий тәшәббуслирини хитайчә сөз оюни арқилиқ йоққа чиқириш үчүн, хитай қәдимки тарихини аммибаблаштуруп йезиш билән нам чиқарған хитай тарихчиси ли дуңфаңни “мәтбуат күриши үчүн сәһнигә чиқириду”.

Муһәммәд әмин буғраниң 1944-йили 11-айниң 1-күни чоңчиңда чиқидиған “мәркәз” гезитидә ли дуңфаңға рәддийә берип язған “шинҗаңлиқ қериндашлар түрктур” намлиқ тунҗи җаваб мақалиси.
Муһәммәд әмин буғраниң 1944-йили 11-айниң 1-күни чоңчиңда чиқидиған “мәркәз” гезитидә ли дуңфаңға рәддийә берип язған “шинҗаңлиқ қериндашлар түрктур” намлиқ тунҗи җаваб мақалиси.
RFA/Qutlan

Дәрвәқә, муһәммәд әмин буғра қатарлиқ шәрқий түркистанлиқ сиясий сәрхилләр тәрипидин тәйярланған “19 маддилиқ тәклип лайиһәси”, 1944-йили 10-айниң 13-күни хитайдики әң нопузлуқ гезит болған “дагуңбав” (大公报)да елан қилинип әтиси, йәни 10-айниң 14-күни чоңчиңдики гоминдаң мәркизигә бағлиқ болған йәнә бир чоң гезит “мәркәз” (中央日报) гезитидә хитай тарихчиси ли доңфаң (黎东方)ниң “шинҗаңлиқ қериндашлар түркму?” намлиқ тунҗи мақалиси елан қилиниду. Америкада яшаватқан мустәқил тәтқиқатчи таран уйғур әпәнди бу һәқтә чоңқур издиниш елип барған билим адәмлириниң биридур. У, “19 маддилиқ тәклип лайиһәси” гезиттә елан қилинип бир күн өткәндә, хитай тарихчиси ли дуңфаңниң туюқсизла оттуриға чиқип қарши мақалә елан қилишиниң һәргизму тасадипийлиқ әмәсликини, әмәлийәттә гоминдаң мәркизидики оң қанат әшәддий хитай милләтчилириниң бу бир мәйдан “қәләм күриши” гә хели балдурла тәйярлиқи барлиқини, шуңиму тәклип лайиһәси елан қилинип әтисила ли дуңфаңниң тап бесип тунҗи һуҗумни башлиғанлиқини тәкитләйду.

Ли дуңфаңниң 1944-йили 11-айниң 3-күни чоңчиңда чиқидиған “мәркәз” гезитидә елан қилған “йәнә дәймәнки, шинҗаңлиқлар түрк миллити әмәс, шинҗаң өлкисиму шәрқий түркистан дәп аталмаслиқи керәк” намлиқ иккинчи мақалисиниң баш қисми.
Ли дуңфаңниң 1944-йили 11-айниң 3-күни чоңчиңда чиқидиған “мәркәз” гезитидә елан қилған “йәнә дәймәнки, шинҗаңлиқлар түрк миллити әмәс, шинҗаң өлкисиму шәрқий түркистан дәп аталмаслиқи керәк” намлиқ иккинчи мақалисиниң баш қисми.
RFA/Qutlan

Шәрқий түркистан тарихи һәққидә һечқанчә мәлумати вә тәтқиқати болмиған ли дуңфаңниң туюқсиз оттуриға чиқип, гезит йүзидә “шинҗаңлиқлар түркму?” дегән соаллиқ муәммани оттуриға ташлиши, муһәммәд әмин буғра тәкитлигәндәк, һәргизму илмий муназирини нишан қилған тартишма болмастин, бәлки сиясий ғәрәзни “илим” йепинчиси билән ориған “қәләм күриши” ниң сигнали иди. Бу нуқтида түркийә әгә университети түрк дуняси тәтқиқат иниститутиниң профессори алимҗан инайәт әпәнди мунуларни тәкитләйду:

“муһәммәд әмин буғра хитайниң уруш мәзгилидики вақитлиқ пайтәхти чоңчиңда туруватқан мәзгиллиридә, бир мәйдан кәскин қәләм күриши елип берип, гоминдаң мәркизидики оң қанат күчләр вә хитай милләтчилириниң шовинизмлиқ тарих нуқтиинәзиригә қаттиқ рәддийә бәргән. Хитай милләтчилириниң рәсмий тарих нуқтиийнәзәри бойичә, ‛уйғурлар түрк әмәс; шинҗаң түркистан әмәс; уйғурларни шинҗаңниң йәрлик хәлқи әмәс; қазақ, қирғиз, өзбек вә татарларму түрк әмәс‚ иди. Йәни хитайниң тарих нуқтиәйнәзәри бойичә, мана мушундақ баян қилинип келингән иди. Буғра дәл мушу нуқтида уларға күчлүк рәддийә бәргән иди.”

Ли дуңфаңниң 1944-йили 11-айниң 3-күни чоңчиңда чиқидиған “мәркәз” гезитидә елан қилған “йәнә дәймәнки, шинҗаңлиқлар түрк миллити әмәс, шинҗаң өлкисиму шәрқий түркистан дәп аталмаслиқи керәк” намлиқ иккинчи мақалисиниң ахирқи қисми.
Ли дуңфаңниң 1944-йили 11-айниң 3-күни чоңчиңда чиқидиған “мәркәз” гезитидә елан қилған “йәнә дәймәнки, шинҗаңлиқлар түрк миллити әмәс, шинҗаң өлкисиму шәрқий түркистан дәп аталмаслиқи керәк” намлиқ иккинчи мақалисиниң ахирқи қисми.
RFA/Qutlan

Ундақта, гоминдаң мәркизидики оң қанат әшәддий хитай милләтчилири сәһнигә елип чиққан ли дуңфаң зади ким? униң шәрқий түркистан тарихи һәққидә қанчилик тәтқиқати вә илим нопузи бар иди? илгири шәрқий түркистан тарихи һәққидә бир парчиму мақалә яки язма йезип бақмиған ли дуңфаң қандақларчә бир кечидила “уйғурлар түрк әмәс, шинҗаңму түркистан әмәс” дегән хитай тарих нуқтиийнәзәрини базарға салидиған мәтбуат күришиниң қәһримани болуп қалди?

Мустәқил тәтқиқатчи таран уйғур әпәнди, хитай тарихчиси ли дуңфаңниң бизгә мәлум болмиған тәрҗимиһали вә униң хитай тарихшунаслиқи саһәсидики аталмиш “илмий нопузи” тоғрилиқ мунуларни баян қилиду: “ли дуңфаң 1907-йили хитайниң җяңсу өлкиси яңҗов шәһиридә туғулған. Дадиси чиң сулалисиниң ахирқи йиллирида ‛кеҗү имтиһани‚ дин өтүп әмәлдар болған. У кичикидә хусусий мәктәптә оқуған, 1926-йили бейҗиң университетиниң тарих факултетиға оқушқа киргән. Бу җәрянда һазирқи заман хитай милләтчиликиниң нәзәрийәви асасини тиклигән ляң чичавниң қолида тәрбийәләнгән. 1929-Йили фирансийәгә оқушқа әвәтилип, париж университетида оқуған һәмдә докторлуқ унваниға еришкән. 1931-Йили хитайға қайтип келип, бейҗиң университети, чиңхуа университети һәмдә шәрқий-шимал университетлирида хитай тарихидин дәрс бәргән. японийә-хитай уруши партлиғандин кейин, гоминдаңниң уруш мәзгилидики вақитлиқ пайтәхти чоңчиңға қечип берип, университетта профессор болған һәмдә хитай тарихини аммибаб тилда сөзләш вә йезиш билән тонулған. Униң 1943-йили җаллат шең шисәйниң һөкүмранлиқидики шәрқий түркистанни қисқа вақит зиярәт қилғанлиқи мәлум, әмма немә сәвәбтин бу зиярәткә барғанлиқи вә у йәрдә қандақ паалийәтләр билән шуғулланғанлиқи мәлум әмәс. 1949-Йили гоминдаң һакимийити тәйвәнгә чекингәндә, уму тәйвәнгә кәткән, кейинчә америкаға көчүп берип, 1998-йили америкада өлгән”.

Муһәммәд әмин буғраниң 1944-йили 11-айниң 24-күни чоңчиңда чиқидиған “мәркәз” гезитидә ли дуңфаңниң иккинчи мақалисигә рәддийә берип елан қилған “йәнә тәкитләймәнки, шинҗаңлиқ қериндашлар түрк миллитидур” намлиқ иккинчи җаваб мақалисиниң баш қисми.
Муһәммәд әмин буғраниң 1944-йили 11-айниң 24-күни чоңчиңда чиқидиған “мәркәз” гезитидә ли дуңфаңниң иккинчи мақалисигә рәддийә берип елан қилған “йәнә тәкитләймәнки, шинҗаңлиқ қериндашлар түрк миллитидур” намлиқ иккинчи җаваб мақалисиниң баш қисми.
RFA/Qutlan

Гоминдаң мәркизидики чоң гезитләрдә икки айдин артуқ давамлашқан бу қетимлиқ мәтбуат күриши, шәрқий түркистан мәсилисиниң хитай ахбаратлирида кәң көләмдә тонулуши һәмдә күчлүк җамаәт пикри һасил қилишиға түрткә болиду. Муһәммәд әмин буғра, ли дуңфаң билән елип барған бу қетимлиқ җиддий мәтбуат тоқунушини “қәләм күриши” дәп атайду. Бу қетимлиқ қәләм күришиниң әмәлий тәсири вә нәтиҗисиниң хитай һакимийитигә пайдисиз тәрәпкә йүзләнгәнлики, җамаәт пикри вә илмий мәвқәниң муһәммәд әмин буғра тәрәпкә еғип кетиватқанлиқи, шундақла или инқилабиниң гоминдаң мәркизигә шәкилләндүргән бесиминиң күнсайин күчийиши нәтиҗисидә, ахири гоминдаң партийәсиниң тәшкилат министири чен лифу муһәммәд әмин буғрадин “қәләм күриши” ни тохтитишни тәләп қилиду. Мустәқил тәтқиқатчи таран уйғур әпәнди, бу қетимлиқ “қәләм күриши” ниң башлинишидин ахирлишишиғичә болған җәрянлар вә униң нәтиҗиси һәққидә мәлумат берип өтти.

Муһәммәд әмин буғраниң 1944-йили 11-айниң 24-күни чоңчиңда чиқидиған “мәркәз” гезитидә ли дуңфаңниң иккинчи мақалисигә рәддийә берип елан қилған “йәнә тәкитләймәнки, шинҗаңлиқ қериндашлар түрк миллитидур” намлиқ иккинчи җаваб мақалисиниң ахирқи қисми.
Муһәммәд әмин буғраниң 1944-йили 11-айниң 24-күни чоңчиңда чиқидиған “мәркәз” гезитидә ли дуңфаңниң иккинчи мақалисигә рәддийә берип елан қилған “йәнә тәкитләймәнки, шинҗаңлиқ қериндашлар түрк миллитидур” намлиқ иккинчи җаваб мақалисиниң ахирқи қисми.
RFA/Qutlan

Муһәммәд әмин буғра “сиясий һаятим” намлиқ биографик хатирисидә, өзиниң ли дуңфаң билән елип барған айларчә “қәләм күриши” ниң ахирқи һесабта, ли дуңфаңниң мәғлубийити билән ахирлашқанлиқини тәкитләйду. Һәқиқәтәнму ли дуңфаң муһәммәд әмин буғраниң 3-парчә мақалисигә җаваб қайтуралмайду, гоминдаң даирилириму ариға чүшүп, муһәммәд әмин буғрадин әмди язмаслиқни тәләп қилиду. Профессор алимҗан инайәт әпәнди, муһәммәд әмин буғраниң шу қетимлиқ “қәләм күриши” җәрянида язған бир йүрүш мақалилириниң илмий сәвийәсиниң чоңқурлуқи, дәлил-пакитлириниң күчлүклүки, мәнбә-қайнақлириниң мол вә ишәнчиликлики, шундақла нуқтиинәзәрлириниң өткүрлүки билән шу дәвр тарихшунаслиқидики юқири сәвийәни яратқанлиқини алаһидә тәкитләйду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.