Муһәммәд әмин буғра (38): “қәләм күриши” ниң җәряни вә ахирқи нәтиҗиси
2023.10.24

Муһәммәд әмин буғра билән гоминдаң мәркизидики оң қанат әшәддий хитай милләтчилири сәһнигә чиқарған ли дуңфаң оттурисидики бир мәйдан мурәссәсиз “қәләм күриши”, 1944-йили 10-айдин 12-айниң ахириғичә аз кәм 3 ай давам қилған иди. Гоминдаң пайтәхтидики әң чоң гезитләрниң бири болған “мәркәз” (中央日报) гезитидә давамлашқан бу тартишма, әйни вақитта хитай илим саһәсидикиләрниңла әмәс, бәлки йәнә сиясий сәһнидики юқири қатлам хитай һоқуқдарлириниңму диққәт мәркизидә болған иди.
Муһәммәд әмин буғра “сиясий һаятим” намлиқ биографик язмисида, шу қетимлиқ “қәләм күриши” ниң җәряни вә нәтиҗисиниң өзлири үчүн пайдилиқ тәрәпкә йүзләнгәнликини; хитайдики мәшһур шәхсләрдин тарихчи җйән бозән, әдиб гомору қатарлиқларниң пикир баян қилип, буғрани ғалип, ли дуңфаңни мәғлуп дәп ейтқанлиқини; һәтта хитай парламентиниң башлиқи сун ке (сун җуңшәнниң оғли), хитай тәптиш мәһкимисиниң башлиқи йү йоврен қатарлиқ юқири қатлам хитай сиясийонлириниңму буғра кәлтүргән “күчлүк илмий пакитлар алдида һөрмәт билән егилишкә мәҗбур болғанлиқи” ни тилға алиду.
“қәләм күриши” ниң пүткүл җәряниға интайин диққәт қилған пирофессор алимҗан инайәт әпәнди, буғраниң пишқан бир тарихчиға хас йүксәк билим сәвийәси вә мақалилиридә кәлтүргән мустәһкәм дәлил-пакитлириниң ли дуңфаңни хитай җамаәтчилики арисида осал әһвалға чүшүрүп қойғанлиқини тәкитләйду.
Америкадики мустәқил тәтқиқатчи таран уйғур әпәнди, муһәммәд әмин буғра билән хитай тарихчиси ли дуңфаң оттурисидики “қәләм күриши” ниң пүткүл җәрянлирини инчиликик билән көзәткән яш билим адәмлириниң биридур. У буғра билән ли дуңфаңниң һәр бир парчә мақалисини илмий еғирлиқ вә пакит нуқтисидин тәкшүрүп, буғраниң мақалилириниң пухта илмий асасқа таянғанлиқини, ли дуңфаңниң болса сиясий ғәрәзни мәқсәт қилған тәшвиқатчилиқ сәвийәсидә тохтап қалғанлиқини илгири сүриду.
Таран уйғур әпәнди, ли дуңфаңниң мақалилиридин бирмунчә асассиз баянларни мисал кәлтүрүп, униң әмәлийәттә оттура асия түрк тарихи һәққидә толуқ билими болмиған “чала сават тарихчи” икәнликини; пүткүл нуқтиинәзәрлириниң хитай шовинизими, хитай ирқчилиқи вә хитай тупрақ кеңәймичиликидин ибарәт сиясий ғәрәз билән толғанлиқини әскәртип өтиду.
Тарихшунаслиқтики әң муһим асас, тарихий мәнбәләрниң ишәнчлик вә көп тәрәплимилик болушидур. Һалбуки, ли дуңфаңниң шу қетимлиқ “қәләм күриши” дә базарға салғини пүтүнләй хитай тарихнамилиридики сулалиләр бойичә өзгәртилип йезилип кәлгән тақ мәнбәлик учурлардур. Таран уйғур әпәнди, ли дуңфаңниң муһәммәд әмин буғраға охшимиған һалда мақалилиридә хитай мәнбәлиридин башқа һечқандақ қайнақ көрситип берәлмигәнликини тәкитләйду.
Дәрвәқә, ли дуңфаңниң мақалилириң ахирқи нуқтиси, униң хитай шовинизимини чиқиш қилған сиясий қара нийитини ашкарилап бериду. У, хитайда мухтарийәт (аптономийә) һоқуқиниң һәргизму өлкини әмәс, бәлки наһийәни бирлик қилип берилишини; “шинҗаң” намини өзгәртишкә тоғра кәлсә, уни “түркистан” яки “шәрқий түркистан” ға әмәс, бәлки “шинҗаң” (ғәрбий чегра) яки “гуҗяң” (қәдимий чегра) вә яки “тияншан өлкиси” (тәңритағ өлкиси) дегәндәк намларға өзгәртишни тәшәббус қилиду. Муһәммәд әмин буғра, ли дуңфаңниң бу тәшәббуслирини “зо зуңтаңчә аталмиларға мәстанә болуш” дәп атайду.
Таран уйғур әпәндиниң тәкитлишичә, ли дуңфаңниң мақалилиридики йәңгилтәклик, пакит асаси йетәрсиз болуш вә қоюқ сиясий мәвқәгә охшимиған һалда, буғра өзиниң җаваб мақалилиридә күчлүк илмий дәлил, көп қатламлиқ тарихий мәнбә вә тарихшунаслиқ илмий методологийәсини асас қилған. Йәни “ли дуңфаңниң палтисини ли дуңфаңниң путиға чапалиған”.
Пирофессор алимҗан инайәтниң қаришичә, муһәммәд әмин буғра җиддий бир тарихчи иди. Буғраниң “шәрқий түркистан тарихи” намлиқ абидә әсиридә таянған мол вә көп мәнбәлик қайнақлири, униң уйғур вә түрк тарихи һәққидики чоңқур билимини намаян қилип берәтти. Йәнә бир тәрәптин ейтқанда, буғра әйни вақиттики түркчилик идеологийәси вә түрк тарих нуқтиийнәзәриниң тәсиригә учриған бир тарихчи иди. Шундақ болғачқа, буғраниң бу җәһәттики мол билим асаси алдида ли дуңфаң өзиниң “түрк тарихи саһәсидики чала саватлиқи” ни чандуруп қойғаниди.
Таран уйғур әпәндиниң хуласә қилишичә, буғра өзиниң бир йүрүш мақалилири арқилиқ хитай хәлқигә шәрқий түркистан тарихидин бир мәйдан күчлүк дәрс бәргән болса, чала сават тарихчи ли дуңфаңға илмий әхлақ вә адимийликтин савақ бәргән.
Қисқиси, гоминдаң мәркизидә елип берилған “қәләм күриши”, муһәммәд әмин буғраниң ғәлибиси билән ахирлашқан иди. Бу һәқтики бәс-муназириләрниң өзлиригә пайдисиз вәзийәткә қарап кетиватқанлиқини һес қилған гоминдаң оң қанат күчлири, ли дуңфаңни қандақ сәһнигә чиқарған болса ахирида уни шундақ шәкилдә сәһнидин чүшүрүвелишқа мәҗбур болиду. Пирофессор алимҗан инайәт әпәнди, шу йилларда илида партлиған миллий инқилабниң буғраға техиму күчлүк илһам вә мәдәт бәргәнликини, гоминдаң даирилиригә қаттиқ бесим шәкилләндүргәнликини тәкитләп өтти.
Ли дуңфаңни сәһнигә чиқирип өз мәқситигә йетәлмигән гоминдаң оң қанат күчлири, бу қетимлиқ мәғлубийәттин кейин оюнини тездин йиғиштурувелишқа мәҗбур болиду. Чоңчиңдики “мәркәз” гезити тәһрирати буғраниң 3-парчә мақалисидики күчлүк баянларни кесип чиқириветиш вә қисқартиш усули билән елан қилиду. Шундақ болушиға қаримай, буғра ахирқи мақалисидә ли дуңфаңниң мақалисидики асассиз вә пакитсиз баянларни униң алдиға ташлап, өзиниң сөзи арқилиқ өзини мат қилиду.
(Давами бар)