Муһәммәд әмин буғра (19): хотән һөкүмитиниң шәрқий түркистан миллий инқилаб тарихида тутқан орни

Мухбиримиз қутлан
2022.10.25
Муһәммәд әмин буғра (19): хотән һөкүмитиниң шәрқий түркистан миллий инқилаб тарихида тутқан орни (Оңдин) муһәммәд әмин буғра, сабит дамоллам вә хоҗанияз һаҗи. 1933-Йиллири.
RFA/Qutlan

1933-Йилиниң башлирда шәрқий түркистан миллий инқилабиниң от ялқуни һәр җайларда йелинҗашқа башлиған мәзгилләрдә, муһәммәд әмин буғра башчилиқидики хотән инқилабчилири шәрқтә чәрчән-чақилиқтин ғәрбтә йәркән дәрясиғичә болған бийпаян тупрақларни азад қилип, хотән ислам һөкүмитиниң қурулғанлиқини җакарлиған иди. Бу вақитларда хоҗанияз һаҗи башчилиқидики миллий қозғилаңчи қошун техичә тәңри тағлириниң җәнубиға өтмигән, қәшқәрдә шәрқий түркистан ислам җумһурийитини қурушниң конкирет пилан-лайһәлириму оттуриға чиқмиған иди.

Муһәммәд әмин буғра мана мушундақ бир пәвқуладдә мәзгилдә, шәрқий түркистан инқилабини бир пүтүнлүккә игә қилиш үчүн, шимал тәрәптә уруш қиливатқан хоҗанияз һаҗиға мәлум миқдарда алтун вә 500 кишилик ярдәмчи қошун әвәткәнлики мәлум. Бу һәқтә пикир баян қилған түркийә әгә университети түрк дуняси тәтқиқат иниститутиниң профессори алимҗан инайәт әпәнди, муһәммәд әмин буғраниң омумий вәзийәтни көздә тутуп, мәйли инқилаб рәһбири хоҗанияз һаҗиға болсун яки қәшқәрдә һәрикәт башлиған сабит дамолламға болсун, иқтисадий вә һәрбий җәһәттин имканиниң йетишичә ярдәмдә болғанлиқини тәкитләйду.

Муһәммәд әмин буғра “шәрқий түркистан тарихи” намлиқ китабидиму 1933-йилиниң күз мәзгиллиридә қәшқәрдики мурәккәп вәзийәт бираз пәскуйға чүшкәндин кейин, хотән һөкүмитиниң җәнубқа қарап йүрүш қилған хоҗанияз һаҗиға мәхсус һәйәт әвәткәнлики һәм мәлум миқдарда алтун ярдәм қилғанлиқини тилға алиду. Бу һәқтә пикир баян қилған истанбул университети түркият иниститутиниң докторанти абдулла оғуз әпәнди, муһәммәд әмин буғраниң хоҗанияз һаҗи билән болған пикир ихтилаплириға қаримай, шәрқий түркистан инқилабиниң омумий вәзийитини көздә тутуп, қарашәһәр-куча әтрапида уруш қиливатқан хоҗанияз һаҗиға 200 сәр алтун вә 500 кишилик әскирий ярдәм әвәткәнликини әскәртиду.

Мәркизи истанбулдики тәклимакан уйғур нәшриятиниң башлиқи абдуҗелил туран әпәндиниң тәкитлишичә, муһәммәд әмин буғраниң хотән һөкүмити намидин кучада уруш қиливатқан хоҗанияз һаҗиға қилған әмәлий ярдими, дәсләпки 200 сәр алтун вә 500 кишилик әскирий қуввәт биләнла чәкләнмәйдикән. Бәзи мәнбәләрдә хоҗанияз һаҗиниң йәркәнгә кәлгәндин кейин совет иттипақидин қорал сетивелиш үчүн, әмир саһиб арқилиқ хотән һөкүмитидин йәнә 1000 сәрдин 2000 миң сәргичә алтун ярдәм алғанлиқи тилға елинидикән.

Муһәммәд әмин буғраниң “шәрқий түркистан тарихи” да әскәртишичә, сабит дамоллам 1933-йили ноябирда қәшқәрдә шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң қурулғанлиқини җакарлаш алдида, һәм хотән һөкүмитиниң һәм хоҗанияз һаҗиниң пикрини алмиған, һәтта уларни хәвәрләндүрүпму қоймиған. Һалбуки, муһәммәд әмин буғра бу мәсилидә шәрқий түркистан инқилабиниң омумий вәзийитини көздә тутуп, шәхсий ихтилапларни бир чәткә қайрип қойған. Профессор алимҗан инайәт әпәнди, муһәммәд әмин буғраниң сабит дамоллам қәшқәрдә қурған шәрқий түркистан ислам җумһурийитини тонупла қалмай, бәлки иқтисадий вә әскирий җәһәттин қоллиғанлиқини, һәтта хоҗанияз һаҗиға мәктуп йезип, бу һөкүмәтни етирап қилишни тәләп қилғанлиқини алаһидә тәкитләйду.

Мәлумки, 1933-йилиниң июл-авғуст айлирида сабит дамоллам әмир нурәһмәд билән биллә қәшқәргә йетип берип, тунҗи болуп қурған тәшкилати “хотән һөкүмитиниң қәшқәрдики иш беҗириш идариси” иди. Әмәлийәттә бу орун кәлгүсидә қурулмақчи болған шәрқий түркистан ислам җумһурийитиға тәйярлиқ қилиш оргини иди. Бу органниң пүткүл иқтисадий чиқими хотән һөкүмитиниң малийә ярдими арқилиқ қамдалған иди. Абдуҗелил туран әпәнди бу һәқтики мәнбәләрдә, хотән һөкүмитиниң дәсләп қәшқәрдә қурулған “хотән иш беҗириш орни” ға 200 сәр алтун 5000 сәр күмүш әвәткәнлики тоғрилиқ мәлуматларниң мәвҗутлуқини тәкитләйду.

Муһәммәд әмин буғраниң “шәрқий түркистан тарихи” намлиқ китабини түркчигә тәрҗимә қилған абдулла оғуз әпәндиму, 1933-йилиниң июл-авғуст айлирида қәшқәрдә қурулған “хотән һөкүмитиниң қәшқәрдики иш беҗириш орни” намлиқ бу тәшкилатниң кейинчә қәшқәрдә шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң қурулушида таянч база сүпитидә рол ойниғанлиқини, һәтта кейинчә хотән һөкүмитиниң хели зор сандики әскирий қуввәт әвәтип, қәшқәр йеңишәһәрни муһасиригә елиш вә йеңисарни қоғдаш урушлирида тилларда дастан болғидәк қәһриманлиқларни көрсәткәнликини илгири сүриду.

(Давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.