Муһәммәд әмин буғра (52): “‛дәрнәк‚-пүткүл шәрқий түркистан хәлқиниң илмий вә аммиви мунбири”

Вашингтондин мухбиримиз қутлан тәйярлиди
2024.11.05
muhemmed-emin-bughra-nutuq Нутуқ сөзләватқан муһәммәд әмин буғра вә бир қисим милләтчи яш сәрхиллар.
Photo: RFA

Муһәммәд әмин буғра башчилиқидики милләтчи сәрхилларниң 1940-йилларниң иккинчи йеримида үрүмчидә қурған “дәрнәк” намлиқ илим мунбири, өз дәвридики шәрқий түркистан яшлириниң миллий кимлики, билим вә мәдәнийәт сапасини өстүрүштә интайин муһим рол ойниған иди. Муһәммәд әмин буғра 1948-йилиниң ахири “дәрнәк” паалийәтлириниң бир йиллиқи билән хуласә харатерлиқ нутуқ сөзлигән болуп, униң толуқ текисти “әрк” гезитиниң 1949-йил 20-марттики саниниң баш бетигә бесилған иди. У мәзкур нутқида “дәрнәк” ниң қурулуш мәқсити, характери, түп нишани вә кәң хәлқ аммисиға йәткүзмәкчи болған учури тоғрилиқ ениқ изаһат берип өткән иди.

Муһәммәд әмин буғра бу нутқида наһайити ениқ қилип: “‛дәрнәк‚ мәлум бир сиясий гуруһ яки еқимниң авази болмастин, бәлки пүткүл шәрқий түркистан хәлқиниң билим вә мәдәнийәт сапасини өстүрүшни нишан қилған илмий вә аммиви мунбәрдур” дәп көрситиду. Бу һәқтә пикир баян қилған америкадики мустәқил тәтқиқатчи таран уйғурниң тәкитлишичә, муһәммәд әмин буғраниң бу изаһати “дәрнәк” ниң характери вә түп мәқситини наһайити ениқ көрситип бәргән. Йәни 1940-йилларниң иккинчи йеримидики шәрқий түркистанниң давалғуп турған сиясий муһитида “дәрнәк” сиясий нуқтиинәзәрләр билән чүшилип қалмиған, һечбир сиясий гуруһниң мәйдани үчүн җар салмиған, бәлки пүткүл шәрқий түркистан хәлқиниң, болупму яш әвладларниң билим сапасини йоқири көтүрүшни мәқсәт қилған аммиви мунбәр болуп қалған.

Түркийә әгә университети түрк дуняси тәтқиқат институтиниң пирофессори алимҗан инайәт әпәндиму муһәммәд әмин буғраниң “дәрнәк” тоғрисидики хуласә характерлик нутқидин нәқил кәлтүрүп, “дәрнәк” ниң ялғуз милләтчи сәрхилларниңла мунбири болуп қалмастин, бәлки пүтүн шәрқий түркистанлиқларниң “дәрники” икәнликини тәкитләйду. У, охшимиған гуруһлар вә охшимиған пикирләрниң тәң мәвҗут болуп туруши, шундақла охшимиған тәрәпләр арисида өз ара муназирә роһиниң шәкиллиниши, мәдәний бир җәмийәтниң бәлгисидур, дәйду.

Дәрвәқә, 1940-йилларниң иккинчи йеримида уйғурларниң юқири қатлам сәрхиллири арисида пикир вә сиясий мәпкурә җәһәттә бир-биридин пәрқлинидиған икки чоң гуруһ-или инқилабчилирини мәркәз қилған коммунизмға маһил солчил инқилабий гуруһ билән “үч әпәнди” әтрапиға уюшқан оңға маһил милләтчиләр гуруһи тәң мәвҗут болуп турған иди. Болупму 1946-йили 6-айда или инқилабчилири билән милләтчи хитай һөкүмити оттурисида сүлһ түзүлүп, “шинҗаң өлкилик бирләшмә һөкүмәт” қурулғандин кейин бу икки гуруһ оттурисидики зиддийәт вә тартишмилар барғансери өткүрлишишкә йүзләнгән иди. Буниңдин башқа шу вақиттики шәрқий түркистанниң сиясий-иҗтимаий қатламлирида йәнә аз сандики “радикал руспәрәстләр” еқими билән “хитайпәрәстләр” гуруһиға мәнсуп кишиләрму тәң мәвҗут болуп турған иди.

Мана мушундақ бир мурәккәп вәзийәттә, үрүмчидә қурулған “дәрнәк” паалийитигә мәсут сабири, муһәммәд әмин буғра қатарлиқ “үч әпәнди” ләр гуруһидики сәрхиллардин тартип, или инқилабчилириға маһил билим адәмлиригичә қатнишиши; һәтта юқириқи һәр икки гуруһтин мәлум арилиқ сақлап турған бурһан шәһидидәк шәхсләрдин тартип, бир қисим қазақ сәрхиллири билән диний өлималарниңму иштирак қилиши, “дәрнәк” ниң көп қатламлиқ, сиғдурушчан, аммиви характерини ениқ көрситип бериду.

Мустәқил тәтқиқатчи таран уйғур әпәнди, 2-дуня уруши ахирлишиши билән икки лагер оттурисида йеңила башланған соғуқ урушниң алдинқи сепигә айланған үрүмчидә “дәрнәк” тин ибарәт тәрәпсиз вә сиғдурушчан илим мунбириниң мәвҗут болуп туруши, һәқиқәтәнму тәсәввур қилғусиз бир әһвал икәнликини тәкитләйду.

Пирофессор алимҗан инайәт әпәнди, үрүмчидә қурулған “дәрнәк” ниң баш мунбиридин башқа кейинки вақитларда униң тәсирниң бәзи вилайәт вә наһийәләргичә кеңәйгәнликини, йәни қарашәһәр вилайитиниң корла вә бүгүр қатарлиқ наһийәлиридиму “дәрнәк” ниң шөбә мунбәрлириниң қурулуп, бир қатар илмий вә аммиви паалийәтләрни өткүзгәнликини әскәртип өтиду.

У йәнә “дәрнәк” ниң 1948-йили үрүмчидә өткүзүлгән бир зор көләмлик олтурумида, мәрһум милләтпәрвәр шаир абдухалиқ уйғурниң әсләп өтүлгәнлики, шундақла униң ялқунлуқ шеирлиридин арийәләр оқулғанлиқини илгири сүриду.

(Давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.