Муһәммәд әмин буғра (33) : биринчи һиҗрәт йиллирида шәрқий түркистанлиқларға чиқарған мураҗиәт

Вашингтондин мухбиримиз қутлан тәйярлиди
2023.07.11
muhemmed-emin-bughra-33 Муһәммәд әмин буғра иккинчи һиҗрәт йиллирида хәлқара мунбәрдә шәрқий түркистан тоғрилиқ нутуқ сөзлимәктә.
Bughra Arxipi

1943-Йили 2-айда муһәммәд әмин буғраниң хитай мәркизигә кетиш шәрти билән инглиз түрмисидин қоюп берилиши; 4-айға кәлгәндә ханими аминә буғрани елип уруш мәзгилидики хитайниң вақитлиқ пайтәхти чоңчиңға бериши билән униң биринчи муһаҗирәт йиллири (1934-1943) дики сиясий мусапирлиқ һаяти ахирлишиду. Хотән ислам һөкүмити билән шәрқий түркистан ислам җумһурийити йиқилғандин кейинки аз кәм он йиллиқ биринчи һиҗрәт мәзгили, муһәммәд әмин буғраниң сиясий һаятидики қайта ойлиниш, тарихий савақларни йәкүнләш, дуня вәзийитидики җиддий өзгиришләрни көзитиш, миллий тарих мунарини тикләш, дипломатийәлик диялог қуруш вә мунқәрз вәтининиң келәчики үчүн чиқиш йоли издәш җәряни болған иди.
Муһәммәд әмин буғраниң биринчи һиҗрәт йиллирида йирақтики мунқәрз вәтининиң келәчики һәққидә йүргүзгән ой-хияллири, соғуққан тәпәккури, пилан лайиһәлири вә вәтәндашлириға йоллиған чақириқи, униң 1937-йили кабулда туруп язған “муһаҗирәттики шәрқий түркистанлиқларға хитаб” намлиқ мураҗиәтнамисидә әкс-әткән иди.

Муһәммәд әмин буғра мәзкур мураҗитини муну җүмлиләр билән башлайду: “әзиз вәтәндашлар, шәрқий түркистан пәрзәнтлири! сөйүмлүк вәтинимиз вә улуғ миллитимизниң һазирқи паҗиә һәм палакәтләргә дучар болғанлиқиниң сәвәблирини ейтип, әпсуслуқ вә надамәтләр қилип йүргәнниң һечбир пайдиси йоқ. Бәлки бу әпсуслуқлар вә надамәтләр күндин-күнгә оттуриға чиқип турған дәһшәтлик хәвәрләр билән қошулуп, үмидсизлик кәлтүрүп чиқириду. Үмидсизлик инсанни, һәр бир вәтән пәрзәнтиниң үстигә ваҗип болған вәтән-милләт хизмитидин мәһрум қалдуриду. Бу улуғ хизмәтниң тәрк етилиш сәвәби билән дуняда хорлуқ вә мискинликкә муптила болуп, ахирәттә айәт кәримдә билдүрүлгинидәк: ‛дуня вә ахирәттә зиян тартқучилардин болуп қалиду‚ ” .

Муһәммәд әмин буғра үмид вә ишәнчниң һәр бир инсаннила әмәс, бәлки зулмәттә қалған бир қәвм вә милләтниму саадәткә башлайдиған бирдин-бир вәсилә икәнликини алаһидә тәкитләйду: “инсанларни һәр мәқситигә йәткүзидиған ялғуз бирла вәсилә-үмидтур. Йәни үмидниң нәтиҗиси болған тиришиш вә ғәйрәттур. Техиму очуқрақ қилип ейтқанда, мумкин болған вәсилиләр вә васитиләргә мураҗиәт қилиш вә имкан йәткән даиридә тиришип күрәш қилиштур; мәғлубийәтни көрүп күрәш қилиштин ваз кәчмәслик, тосалғуларға қарап ғәйрәт вә һиммәтни қолдин бәрмәсликтур. Чүнки, дуня вәзийәтлири даим бир һалда турмиған һәм турмайду. Биз заманларда һечким тәң келәлмигән бир қуввәт, йәнә бир заманлар кәлгәндә аҗизлишиду вә бәлки дуня сәһнәсидин йоқилип кетиду. Бүгүнки аҗиз әл әтә күчлинип, һәрқандақ қуввәткә қарши келәләйдиған дәриҗигә йетиду. Бу һәқтә шаһит издәп, қәдимки тарихларға мураҗиәт қилишниң һаҗити йоқ, бәлки шу йигирмә йилниң бу тәрипидики тарихий һадисиләрни көздин кәчүргән киши, буниң мәнисини тәстиқлап, шәрқий түркистанниң қийинчилиқлириниң вақти кәлгәндә асан һәл болидиған бир мәсилә икәнликигә ишәнч һасил қилиду. Болупму дуняниң бүгүнки вәзийитини өгәнсә, шәрқий түркистанниң чоқум саадәткә еришидиғанлиқиға үмид туғулиду.”
Ундақта, муһәммәд әмин буғраниң 1937-йили кабулда язған бу мураҗиити қандақ бир вәзийәт вә арқа көрүнүштә йезилған? вашингтондики уйғур тәтқиқат мәркизиниң мәсули абдулһаким идрис әпәнди бу һәқтики қарашлирини мундақ баян қилиду: “миллий азадлиқ инқилаби мәғлуп болған; шәрқий түркистан ислам җумһурийити йиқилған; хәлқ ханивәйран болуп, вәтән мунқәрзликкә чүшүп қалған 1930-йилларниң иккинчи йеримида, муһәммәд әмин буғра һәзритимниң ‛үмид‚ кәлимиси билән башланған мундақ бир мураҗиәтни чиқириши, хәлқимизни қараңғулуқ ичидин йоруқлуқни көрүшкә, үмидсизлик ичидин үмидни туғдурушқа, зулмәт ичидин саадәткә йол елишқа чақириш үчүн иди.”
Абдулһаким идрис әпәнди, һәзритимниң мәзкур мураҗиәттә “қуран кәрим” айәтлиридин нәқил кәлтүрүп, һәммидин аввал кәлгүсигә үмид билән қарашниң миллий, диний вә иманий бир мәҗбурийәт икәнликини илгири сүргәнликини тилға алиду.
Муһәммәд әмин буғра мәзкур мураҗиәттә, шәрқий түркистан пәрзәнтлириниң саадәт күнлири йетип кәлгүчә өзлирини һәр җәһәттин тәйярлишини, азадлиқ немәтлири қолға кәлгән һаман уни қандақ муһапизәт қилишни билиши керәкликини хитаб қилиду: “йетип кәлгүси саадәт күнлиримизгичә, шәрқий түркистан пәрзәнтлири өзини тәйярлиши, кәлгүсидә худа беридиған азадлиқ немитини өз җайида сәрп қилишқа, һәрқандақ таҗавузчилардин бу немәтләрни муһапизәт қилишқа, шундақла өз еһтияҗлиримизни мумкинқәдәр тәмин етишкә қабилийәт пәйда қилишимиз керәк. Чүнки, қабилийәтсиз вә әхмәқ милләт қолға кәлгән азадлиқ немәтлирини туталмайду. Ичкий җәһәттики иттипақсизлиқ түпәйли худа бәргән шәрәп вә иззәттин мәһрум қалиду. Буниңға шәрқий түркистан инқилаби җәрянидики ибрәтлик вәқәләр дәлил болалайду.”

У мәзкур мураҗиәттә йәнә вәтәндашлириға шәрқий түркистанниң миллий мустәқиллиқ күрәш тарихида бирқанчә қетимлиқ һәл қилғуч пурсәтләрниң қолдин кәткәнликини вә униң сәвәблирини әпсуслуқ илкидә көрситип өтиду: “әзиз миллитим! истиқлал тәләп қилған һечбир милләт, бизгә несип болғандәк пурсәтләрни учратқанлиқи тарихта көрүлмигән. Әгәр бу пурсәттә шәрқий түркистанниң нопузлуқ кишилиридин әқәллий 40-50 лаяқәтлик киши, йәни дуня сиясәтлиридин вақип болған, тәҗрибилик, һәқиқий вәтән сөйәр, һәр ишниң мәвқә вә дәриҗисини билидиған, шәхсий ғәрәзлик болмиған вә әһли ғәрәзләрниң һийлә-микирлиригә берилип кәтмәйдиған кишиләр болған болса иди, вәтинимиз шәрқий түркистан һазирғичә дуняниң мустәқил бир дөлити болуп болған болатти. Әпсуски, әнә шундақ яхши пурсәтләр қолдин кәтти! ”

Һалбуки, муһәммәд әмин буғра тарихта шунчә көп пурсәтләр қолдин кәткән болсиму, әмма шәрқий түркистан пәрзәнтлириниң истиқлалийәт дәваси үчүн пурсәтниң йәнә келидиғанлиқини, инсанлиқ тарихиниң өзгиришләргә вә пурсәтләргә толғанлиқини тәкитләп өтиду: “әзиз миллитим! пурсәт расттинла қолдин кәттиму? бу соалға пикри қисқа, дуня тарихидин хәвәрсиз вә дуня сияситини уқмиған кишиләр, пурсәт қолдин кәтти, әмди биз мәһрум болдуқ, дәйду. Һалбуки, дуня сиясити вә тарихидин аз болсиму хәвири бар кишиләр, ундақ қаримайду. Шуниңға җәзмән ишинимизки, пурсәт қолдин кәтмиди, чүнки дуня һадисиләр вә өзгиришләр алимидур. Дәптәрниң һәммә сәһипилири охшаш бир хил рәңдә әмәс, бәлки бир сәһиписи қара болса, йәнә бир сәһиписи тамамән ақтур! ғәм кечисиниң хушаллиқ күндүзигә айлинидиғанлиқида шәк-шүбһә йоқтур. Муқәддәс ‛қуран кәрим‚ ниң: ‛биз күнләрни инсанлар арисида дәвр қилдуруп туримиз‚ дегән айәтлири вә буниңдин башқа илаһий бишарәтләрниң һәммиси бәрһәқтур. Инсанлиқ тарихи мундақ өзгиришләр билән толуп ташқандур. Әлвәттә, парлақ пурсәтләр бар, бу пурсәтләрниң вақти йеқин, дәп үмид қилимиз! ”
Абдулһаким идрис әпәнди, һәм тарихчи, һәм инқилабчи, һәм сиясәтчи, һәм диний өлима болған муһәммәд әмин буғраниң башқа һәрқандақ кишигә қариғандиму өз хәлқиниң һаман бир күни һөрийәт немитигә еришидиғанлиқиға шәксиз ишәнгәнликини, бу ишәнчниң мәзкур мураҗиәттә өз ипадисини тапқанлиқини әскәртип өтиду.
Муһәммәд әмин буғра мәзкур мураҗиәтнаминиң ахирида яшларға, өлима-талипларға, вә байларға алаһидә хитаб қилип мундақ дәйду: “мән йәнә тәкрарлаймәнки, пурсәт кәлгүчә тиришип тәйярлиқ қилиш, иттипақлишиш, ислаһ йолини тутуш лазим. Бу тәйярлиқ һәр заманниң вәзийитигә, сияситигә, һәр мәмликәтниң җуғрапийәлик орниға, иқтисадий әһвалиға, һәр милләтниң мәдәний еһтияҗиға, диний усуллириға вә миллий адәтлиригә уйғун болуши керәк... Бир милләтниң истиқлалини қолға кәлтүрүш вә уни қоғдап қелиш, шу милләт кишилири көпчиликиниң қатнишиши һәм иттипақлишиши билән һасил болиду. Һәр бир киши өзи қилидиған ишни билиши лазим, чүнки билмигән ишни иҗра қилиш мумкин әмәс. Вәтинимиздә өлима вә фиқһ алимлиримиз тола, әмма улар пәқәт диний вә әдлийә ишлиринила билиду. Уларниң сиясий, һәрбий, санаәт, мудапиә вә тәрәққият үчүн муһим болған ишлар һәққидә мәлуматлири аз болғанлиқтин, һәр саһәдики пәзиләтлик вә иқтидарлиқ кишиләргә еһтияҗимиз көптур.”
Абдулһаким идрис әпәнди, муһәммәд әмин буғраниң 1937-йили язған бу мураҗиитидә яшлар, өлима-талиплар вә байларға алаһидә мураҗиәт қилишиниң сәвәблири һәққидә тохтилип өтти. У йәнә бу мураҗиәтнамидики күчлүк баянларниң бүгүнки күнимиздиму реал әһмийәткә игә икәнликини тәкитләп өтти.
Истанбулдики тәклимакан уйғур нәшриятиниң башлиқи абдуҗелил туран әпәнди, муһәммәд әмин буғраниң 1937-йили кабулда язған бу мураҗиәтнамисини һазирқи заман уйғур тилида нәшргә тәйярлап, 2015-йили нәшр қилинған “муһәммәд әмин буғра әсәрлири” гә киргүзгән. У радийомиз зияритини қобул қилип, буғраниң буниңдин 80 нәччә йил илгири язған бу мураҗиәтнамисиниң әсли қолязмисиниң кимләр тәрипидин сақланғанлиқи вә қандақ нәшригә тәйярланғанлиқи һәққидә мәлумат берип өтти.
(Давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.