Муһәммәд әмин буғра (35) : гоминдаң мәркизидә қәләм күриши вә мәтбуат инқилаби
2023.09.12

Муһәммәд әмин буғра 1943-йили 4-айда калкуттадин милләтчи хитай (гоминдаң) һөкүмитиниң уруш мәзгилидики вақитлиқ пайтәхти чуңчиңға йетип барғанда, ичкий хитайниң нәнҗиң, шаңхәй, чуңчиң вә ләнҗу қатарлиқ чоң шәһәрлиридә шәрқий түркистанлиқ муһаҗирларниң кичик көләмлик бир җамаити мәвҗут иди. Уларниң көп қисми совет тәһликиси һәмдә милитарист шең шисәйниң тәқиплиридин қечип, хитай өлкилиридә панаһлиниватқан сиясий шәхсләр, чоң содигәрләр вә бир қисим җамаәт әрбаблиридин тәркиб тапқан кишиләр иди. Шу йилларда гоминдаң һөкүмитиниң мәркизидә паалийәт елип бериватқан мәсут сабири билән әйса әпәнди, ичкий хитайдики шәрқий түркистанлиқ муһаҗирларниң йетәкчилири сүпитидә тонулған иди. Муһәммәд әмин буғраниң чуңчиңға бериши билән, бу үч киши, кейинчә “үч әпәнди” дегән нам билән атилишқа башлиған.
Милләтчи хитай (гоминдаң) һөкүмитиниң шәрқий түркистанға даир архип һөҗҗәтлиригә йеқиндин диққәт қилип келиватқан америкадики мустәқил тәтқиқатчи таран уйғур әпәндиниң илгири сүрүшичә, муһәммәд әмин буғра чуңчиңға йетип барғандин кейин, гоминдаң мәркизий һөкүмити чегра район ишлири тәрҗимә вә тәһрир һәйитиниң тәһрир әзалиқиға тәйинләнгәнлики мәлум. 1944-Йили март айлириға кәлгәндә, сүн җуңшәнниң оғли сүн ке муһәммәд әмин буғрани гоминдаң мәркизий һөкүмитиниң мәслиһәтчиликигә тәйинләш тоғрилиқ тәклип сунған болсиму, әмма бу тәклип җяң җйеши тәрипидин рәт қилинған.
Һалбуки, муһәммәд әмин буғра гоминдаң мәркизидә һөкүмәт тәрипидин берилгән вәзипигә қарап олтурмиған. У “сиясий һаятим” намлиқ бийографик язмисида, өзиниң чуңчиңға барғандин кейинки биринчи муһим ишиниң әйса әпәнди тәрипидин нәшр қилинишқа башлиған “алтай” журнилиниң баш муһәррирлики вә асаслиқ язарлиқини үстигә алғанлиқини тәкитләйду. Таран уйғур әпәндиниң тәкитлишичә, муһәммәд әмин буғра өзиниң сиясий сәзгүрлүки, тарих, мәдәнийәт вә йезиқчилиқ җәһәттики мол билимигә тайинип, “алтай” журнилини асас қилған мәтбуатларда шәрқий түркистанниң сиясий тәқдиригә мунасивәтлик бир қатар муһим мақалиләрни елан қилған.
Заманивий мәтбуат вә нәшриятчилиқ 19-әсирниң ахирилиридин буян мунқәрз әлләрниң мустәмликичиләрдин қутулуш йолидики мәпкурә асаси һәм сиясий еңини ойғатқан әң муһим васитиләрниң бири болуп кәлгән иди. Муһәммәд әмин буғра, 1930-йиллардики шәрқий түркистан миллий инқилаби мәғлуп болғандин кейинки 10 йиллиқ сиясий мусапичилиқ һаятида, заманивий мәтбуатчилиқниң мунқәрз бир милләтниң қутулуш йолида қанчилик муһим әһмийәткә игә икәнликини чоңқур дәриҗидә тонуп йәткән иди. Түркийә әгә университети түрк дуняси тәтқиқат институтиниң пирофессори алимҗан инайәт әпәнди, буғра чоңчиңға йетип барғандин кейин әйса әпәнди билән бирликтә “алтай” журнилини уйғурчә вә хитайчә икки тилда нәшр қилишқа башлиғанлиқи; мәтбуаттин үнүмлүк пайдилинип һәм шәрқий түркистан хәлқидә миллий һоқуқ еңини ойғитиш һәм гоминдаң һоқуқ мәркизидә җамаәт пикри шәкилләндүрүшни асаслиқ нишан қилғанлиқини тәкитләйду.
Муһәммәд әмин буғра чуңчиңға бериштин илгирила “алтай” журнили әйса әпәнди тәрипидин чиқирилишқа башлиған болуп, униң тунҗи сани йоруқ көргән иди. Буғраниң йетип бериши билән “алтай” журнилиниң қәләм күчи зор дәриҗидә йүксилип, уйғурчә вә хитайчә икки тилда тәңла нәшр қилинишқа башлайду, кейинчә “алтай” нәшрияти болуп қурулиду.
Икки тилда нәшр қилинишқа башлиған “алтай” журнили узун өтмәйла өзиниң тәсир күчини көрситишкә башлайду. Таран уйғур әпәндиниң тәкитлишичә, “алтай” журнилида елан қилинған бир қисим күчлүк мақалә вә язмилар, болупму муһәммәд әмин буғраниң шәрқий түркистан хәлқниң сиясий тәләплири һәмдә сиясий ирадисини әкс-әттүргән сәзгүр темидики мақалилири гоминдаң һоқуқ мәркизидики оң қанат мутәәссип хитай милләтчилириниң диққитини қозғашқа башлайду.
Пирофессор алимҗан инайәтниң баян қилишичә, “үч әпәнди” ниң хитай мәркизидики мәтбуат күриши ялғуз “алтай” журнили биләнла чәклинип қалмиған. Улар чуңчиң, нәнҗиң, шаңхәй вә ләнҗу қатарлиқ хитайниң чоң шәһәрлиридә интайин аз адәм күчи, мәбләғ қийинчилиқи вә гоминдаң даирилириниң түрлүк тосалғулириға қаримай йәнә “уруш хәвәрлири” , “юрт” , “тияншан” қатарлиқ ортақ түркий әдәбий тилидики гезит-журналларниму нәшр қилдуруп тарқатқан.
Шуни тәкитләп өтүш зөрүрки, 20-әсирниң 30-йиллиридин кейин түрлүк сәвәбләр, болупму сиясий тәқипләр түпәйли хитайниң ичкий өлкилиригә кетишкә мәҗбур болған бир қисим уйғур сәрхиллири, мәтбуаттин ибарәт бу тәсирчан васитидин пайдилинип, шәрқий түркистанниң авазини ташқий дуняға аңлитишқа тиришқан иди. Нәнҗиң, шаңхәй, хәнко, чоңчиң вә ләнҗу қатарлиқ ичкий хитайниң чоң шәһәрлиридә илгири-кейин болуп нәшр қилинған “чегра район хәвәрлири” , “уруш хәвәрлири” , “юрт” , “чини түркистан авази” , “тияншан” (тәңритағ) , “алтай” қатарлиқ журналлар дәл шуниң җүмлисидин иди. Ортақ түркий әдәбий тилида нәшр қилинған бу журналлар өз дәвридә хитай өлкилиридә вақитлиқ панаһлиниватқан шәрқий түркистанлиқ муһаҗирларғила әмәс, бәлки тйәнҗин, харбин қатарлиқ хитай шәһәрлиридики татар-түрк муһаҗирлири, японийәдики татар җамаити, һиндистан, әрәб әллири, түркийә, һәтта явропадики түркистан муһаҗирлириғиму почта арқилиқ тарқитилған иди. Таран уйғур әпәнди бу журналларниң өз дәвридә икки хил тилда нәшр қилинип, кәң даиридә тарқитилғанлиқини илгири сүриду.
Пирофессор алимҗан инайәт әпәнди, юқириқи журналларда шәрқий түркистанниң тарихи, мәдәнийити вә нөвәттики сиясий әһвали тонуштурулғандин сирт, әң муһими түркчилик идеологийәсиниң тәшвиқ қилинғанлиқи, тил алаһидилики җәһәттин уйғур тилини асас қилған һалда мәлум миқдарда түркчә сөз-кәлимиләрниңму ишлитилгәнликини тәкитләйду.
Мустәқил тәтқиқатчи таран уйғур әпәнди йеқинқи йиллардин буян мәзкур журналлар тоғрилиқ биринчи қол архип материяллирини топлиған вә бу җәһәттә издиниш елип барған билим адәмлириниң биридур. У, уйғурчә асас қилинған ортақ түркий әдәбий тилида вә хитай тилида чиқирилған бу журналларниң мәзмун етибари икки хил нишанни чиқиш қилғанлиқини, йәни хитайчисида шәрқий түркистанниң тарихи, мәдәнийити вә шәрқий түркистан хәлқиниң сиясий тәләплирини тонуштуруш асас қилинған болса; уйғурчисида гоминдаң һөкүмитиниң милләтләр вә чегра районлар сиясити, японға қарши уруш хәвәрлири, түркийә вә мусулманлар дунясидики сиясий вәзийәт, шундақла милитарист шең шисәйниң һөкүмранлиқи астидики шәрқий түркистанниң сиясий әһвали көпрәк баян қилинған икән.
(Давами бар)