Муһәммәд әмин буғра (46): хотән вилайитидә демократик сайламға назарәтчилик қилиш
2024.04.23
Муһәммәд әмин буғраниң биринчи һиҗрәттин кейин вәтәндә өткүзгән қисқиғинә 5 йиллиқ һаяти униң өмүр мусаписидики унтулмас йиллар болған иди. Бу җәрянда униң җәнубқа сәпәр қилип, хотән вилайитиниң демократик сайлимиға назарәтчилик қилиши вә гоминдаң һәрбий даирилири билән тиғму-тиғ елишиши, буғраниң сиясий күрәш һаятидики әң әмәлий, әң кәскин сәһипиләрниң бири болған иди.
Дәрвәқә, 1946-йили 6-айда или инқилабчилири билән гоминдаң мәркизий һөкүмити оттурисида 8 айға созулған “тинчлиқ сөһбити” ахирлишип, “он бир битим” имзалиниду. Шу йили 7-айниң 1-күни “битим” ниң роһи бойичә үрүмчидә “өлкилик бирләшмә һөкүмәт” қурулиду. Арқидинла җайларда демократик сайлам хизмити башлиниду. Америкада яшаватқан мустәқил тәтқиқатчи таран уйғур әпәнди, һәр қайси вилайәтләрдә өткүзүлидиған демократик сайламға назарәт қилиш комитетиниң қурулуши вә назарәтчиләрниң 10 вилайәткә әвәтилиши, “битим” дин кейин ишқа ашқан аз сандики әмәлий иҗраатларниң бири болғанлиқини тәкитләйду.
Түркийә әгә университети түрк дуняси тәтқиқат институтиниң пирофессори алимҗан инайәт әпәндиму, муһәммәд әмин буғраниң “битим” ниң роһи бойичә тәшкилләнгән сайламға назарәт қилиш комитетиниң һәйәт әзаси сүпитидә юрти хотәнгә әвәтилгәнликини тилға алиду.
Ундақта, 1930-йилларниң башлирида хотән инқилабини қозғап, хотән ислам һөкүмитини қурған, шундақла қәшқәрдә шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң қурулушиға асас яратқан муһәммәд әмин буғрадәк бир киши аридин он нәччә йил өткәндә қандақ қилип юрти хотәнгә назарәтчи сүпитидә әвәтилди?
Мустәқил тәтқиқатчи таран уйғур әпәнди, муһәммәд әмин буғраниң сайламға назарәтчилик қилиш үчүн юрти хотәнгә әвәтилишидә, гәрчә өлкә рәиси җаң җиҗуңниң өз алдиға соққан чоти бар болсиму, әмма әң муһими әхмәтҗан қасими башчилиқидики или инқилабчилириниң күчлүк тәвсийәсидин болғанлиқини тәкитләйду.
Пирофессор алимҗан инайәт әпәндиму, муһәммәд әмин буғраниң сайламға назарәт қилиш үчүн юрти хотәнгә әвәтилишидә, униң хотән хәлқи арисидики тәсири вә абруйиниң алдин ойлишилғанлиқи; җаң җиҗуңниң буғраниң тәсиридин пайдилинип вәзийити давалғуп турған хотән вилайитини тинчландурушни ойлиған болса, или тәрәпниң қораллиқ инқилаб тәҗрибисигә игә буғраниң тәсиридин пайдилинип, миллий азадлиқ инқилабиниң учқунлирини хотән вилайитигә кеңәйтишни арзу қилғанлиқини әскәртиду.
Һалбуки, “битим” дики маддиларниң реаллиқта әмәлийлишиши интайин қийин болиду, болупму җайларда наһийәләрниң һакимлирини демократик усулда хәлқ тәрипидин сайлап чиқиш иши гоминдаң һәрбий даирилириниң күчлүк мудахилисигә вә тосқунлуқиға учрайду. Бу әһвал башқа вилайәтләргә қариғанда нисбәтән бекик һаләттә туруп кәлгән хотәндә интайин еғир болиду.
Ғәлибәсери алға илгириләватқан қораллиқ миллий инқилабниң икки тәрәптики “бүйүк күч” ләрниң мәнпәәт оюнидики бир козирға айландурулуши, шундақла сүлһи йоли билән йерим йолда қисмаққа елиниши, әмәлийәттә или инқилабиниң мәғлубийитини аллиқачан бәлгиләп болған иди. Дегәндәк, “битим” дики чирайлиқ сөз-җүмлиләр билән йезилған маддилар вә ялтирақ вәдиләр еқи қәғәз, қариси сияһ пети қелип қалиду. Мустәқил тәтқиқатчи таран уйғур әпәндиниң тәкитлишичә, “битим” бойичә елип берилған җайлардики “демократик сайлам” ниң йәрликтики гоминдаң һәрбий даирилири тәрипидин тосқунлуққа учриши, һәтта сайлам мәйданиниң оққа тутулуши, буниң бир әмәлий мисали иди.
Он нәччә йиллиқ сиясий мусапирәт һаятида кечә-күндүз отида пучилинип көйгән муһәммәд әмин буғра чәксиз һаяҗан вә сеғиниш ичидә юрти хотәнгә йетип барғинида, ойлап бақмиған қийинчилиқларға һәм тосалғуларға дуч келиду. Буғра тәвсийә қилған, хотән хәлқи сайлиған һакимлар гоминдаң һәрбий даирилири тәрипидин зиянкәшликкә учрайду яки қамаққа елиниду. Әркин сайлам истигән хәлқ оққа тутулиду, һәтта буғраниң һаяти тәһдиткә вә хәвпкә учрайду. Пирофессор алимҗан инайәтниң илгири сүрүшичә, һәтта сәйпидин әзизи билән бурһан шәһидиниң әслимилиридиму хотәндики сайламниң әң қаттиқ тосқунлуққа учриғанлиқи, муһәммәд әмин буғраниң һаятини доға тикип туруп хотәндики гоминдаң һәрбий даирилири вә хитайпәрәс валий нурбәг (ха деңбаң) билән күрәш қилғанлиқи мәлум.
Дәрвәқә, гоминдаң һәрбий даирилири муһәммәд әмин буғраниң ишхана сақлайдиған адәттики мүлкий әмәлдар болмастин, бәлки бир заманлар қолиға қорал көтүргән, мустәқиллиқ истигән, юрти хотәндә бир мәйдан миллий инқилабқа рәһбәрлик қилған кәскин бир инқилабчи икәнликини обдан биләтти. Шуңиму буғра назарәт қиливатқан хотәндики демократик сайламға әң күчлүк шәкилдә тосқунлуқ қилған иди. Мустәқил тәтқиқатчи таран уйғур әпәнди, муһәммәд әмин буғраниң юрти хотәндики һаятий бихәтәрликини доға тиккән мурәссәсиз күрәш роһиниң или тәрәпниму тәсирләндүргәнликини; униң бу әмәлий һәрикити арқилиқ сиясий мәпкурә җәһәттин гәрчә или тәрәп билән келишәлмисиму, әмма вәтәнниң һөрийити мәсилисидә или тәрәп билән бир яқидин баш чиқиралайдиған роһқа игә бир инсан икәнликини намаян қилғанлиқини тәкитләйду.
(Давами бар)