Муһәммәд әмин буғра (49) : “ирқимиз түрктур, динимиз исламдур, юртимиз түркистандур”

Вашингтондин мухбиримиз қутлан тәйярлиди
2024.07.02
Kutlan Suret-1 - Bash suret Муһәммәд әмин буғра вә “әрк” гезитиниң баш титолиға берилгән “ирқимиз түркдур, динимиз исламдур, юртимиз түркистандур; биз хәлқчимиз, биз милләтчимиз, биз инсанийәтчимиз” намлиқ алтә шоар
RFA/Qutlan

1933-Йили қәшқәрдә шәрқий түркистан ислам җумһурийити қурулуш һарписида нәшр қилинған “истиқлал” мәҗмуәсиниң тунҗи саниға бесилған баш мақалидә, “түркистан-түркистанлиқларниңдур” дегән шоар оттуриға қоюлған иди. Шуниңдин буян муһәммәд әмин буғраниң кабулда язған “шәрқий түркистан тарихи” намлиқ абидә китабида, генерал мәһмуд муһитиниң 1938-йили “яш түркистан” журнилида елан қилған “өлмәк бар, дөнмәк йоқ” намлиқ мақалисидә, әмин ваһидиниң шу йили лаһорда язған “шәрқий түркистан миллий инқилаб тарихидин әсләтмә” намлиқ китабчисида “шәрқий түркистан түрк хәлқиниң әзәлий вә әбәдий вәтинидур” дегән шоар тәкрар-тәкрар яңриған иди.

1940-Йилларниң иккинчи йеримиға кәлгәндә, шәрқий түркистанниң сиясий тәқдири һәққидики тартишмилар муһәммәд әмин буғра вәкилликидики түрк милләтчилири гуруһиниң әң негизлик муһакимә темисиға айланди. 1946-Йилиниң оттурилирида үрүмчигә йөткәп келингән “әрк” гезити әтрапиға шу дәврниң яш вә енергийәлик мунәввәрлиридин тәшкил тапқан бир түркүм милләтчи сәрхиллар топланди. Уларниң түп сиясий ғайиси “әрк” гезитиниң баш титолиниң оң вә сол тәрипигә йезилған “биз хәлқчимиз, биз милләтчимиз, биз инсанийәтчимиз”, шундақла “ирқимиз түркдур, динимиз исламдур, юртимиз түркистандур” дегән алтә шоарға мәркәзләшкән иди. юқириқи алтә шоарниң астида йәнә җәдидчилик һәрикитиниң мәшһур қиблинамиси болған “тилда, ишта, пикирдә бирлик!” дегән шоарму қошумчә қилинған иди.

Полат қадириниң “әрк” гезитиниң 1947-йиллиқ 94-санида елан қилинған “әрк шоари” намлиқ мәхсус мақалисиниң баш қисми
Полат қадириниң “әрк” гезитиниң 1947-йиллиқ 94-санида елан қилинған “әрк шоари” намлиқ мәхсус мақалисиниң баш қисми
RFA/Qutlan

Америкадики мустәқил тәтқиқатчи таран уйғур әпәнди, “әрк” гезитиниң баш титолиға берилгән “алтә шоар” ниң әмәлийәттә “әрк” гезитиниң түп сиясий нишани вә ғайисини әкс әттүрүп беридиғанлиқини тәкитләйду.

 “әрк” гезити үрүмчигә йөткәп келингәндин кейин униң баш титолиға берилгән “алтә шоар” өз дәвридики түрлүк сиясий гуруһларға мәнсуп оқурмәнләр арисида күчлүк ғулғула қозғиған. Шуңиму милләтчиләр гуруһиниң ғоллуқ әзалиридин бири болған яш тарихчи полат қадири “әрк шоари” намлиқ мәхсус мақалә елан қилип, юқириқи “алтә шоар” ни тәпсилий шәрһләп өткән.

Полат қадириниң “әрк” гезитиниң 1947-йиллиқ 94-санида елан қилинған “әрк шоари” намлиқ мәхсус мақалисиниң ахирқи қисми
Полат қадириниң “әрк” гезитиниң 1947-йиллиқ 94-санида елан қилинған “әрк шоари” намлиқ мәхсус мақалисиниң ахирқи қисми
RFA/Qutlan

Түркийә әгә университети түрк дуняси тәтқиқат институтиниң пирофессори алимҗан инайәт әпәндиму полат қадириниң 1947-йили “әрк” гезитидә мәхсус мақалә елан қилип, “әрк шоари” ға тәпсилий чүшәнчә бәргәнликини тәкитләйду.

Ундақта, “әрк шоари” ниң ичидики “ирқимиз түрктур, динимиз исламдур, юртимиз түркистандур” дегән алдинқи үч шоарни қандақ чүшиниш керәк? мустәқил тәтқиқатчи таран уйғур әпәнди тарихчи полат қадириниң бу һәқтики изаһатиға асаслинип, юқириқи үч шоарниң шәрқий түркистан хәлқи үчүн миллий кимлик тикләштики әң муһим үч амил болғанлиқини илгири сүриду.

Пирофессор алимҗан инайәт әпәндиму “әрк” гезитиниң баш титолидики “ирқимиз түрк, динимиз ислам, юртимиз түркистан” дегән үч шоарниң әмәлийәттә шәрқий түркистанниң миллий мустәқиллиқ күришидики негизлик мизан яки идеологийәлик пиринсипни намаян қилғанлиқини тәкитләйду.

Ундақта, “әрк” гезитиниң баш титолиға берилгән “биз хәлқчимиз, биз милләтчимиз, биз инсанийәтчимиз” дегән кейинки үч шоарниң ениқлимиси вә мәзмуни немә? мустәқил тәтқиқатчи таран уйғур әпәнди, бу үч шоарниң һәм өз дәвридики шәрқий түркистанниң сиясий әмәлийитини һәм уруштин кейинки дунявий йүзлинишни толуқ әкс-әттүргәнликини илгири сүриду.

Иккинчи дуня уруши ахирлашқандин кейин пүтүн дуня миқясида мустәмликичиликтин қутулуп, миллий азадлиққа еришиш; мустәбитликкә хатимә берип, демократийәни илгири сүрүш; шундақла тинчлиқ, кишилик һоқуқ вә инсанпәрвәрликни һимайә қилиш чуқанлири әвҗ алған иди. Алимҗан инайәт әпәндиниң тәкитлишичә, “әрк шоари” дики “биз хәлқчимиз, биз милләтчимиз, биз инсанийәтчимиз” дегән үч шоар дәл ашу дунявий йүзлиниш билән җипсилашқан иди.

Таран уйғур әпәндиниң тәкитлишичә, “әрк” гезити тәшәббус қилған юқириқи алтә шоар һәргизму рус яки хитай коммунистлири изаһлап көрсәткәндәк “ашқун милләтчилик” яки “әсәбий исламчилиқ” әмәс иди. Худди полат қадири “әрк шоари” намлиқ мақалисидә ениқ көрсәткинидәк, “миллитимиз түрк дейиш билән пан-түркист, динимиз ислам дейиш билән пан-исламист, вәтинимиз түркистан дейиш билән бөлгүнчи болуп қалмайттуқ, бәлки бу бизниң тәбиий һәқ-һоқуқимиз иди”.

Дәрвәқә, “әрк” гезити өзиниң түп нишани вә ғайиси қилған “әрк шоари” , 19-әсирниң ахириқи чарикидин буян қирим йерим арилидин пүткүл түрк дунясиға яңриған җәдидчилик һәрикитиниң “тилда, ишта вә пикирдә бирлик” дегән шоари билән бирдәклик һасил қилған, шундақла шәрқий түркистанниң әмәлийити биләнму җипсилашқан иди.

Полат қадириниң “әрк шоари” намлиқ мәхсус мақалисиниң 1947-йили алтай нәшрияти идариси тәрипидин китабчә қилип бастурулған нусхаси
Полат қадириниң “әрк шоари” намлиқ мәхсус мақалисиниң 1947-йили алтай нәшрияти идариси тәрипидин китабчә қилип бастурулған нусхаси
RFA/Qutlan

Худди таран уйғур әпәнди тәкитләп өткәндәк, “әрк” гезити өзиниң шоари қилған түркчилик вә милләтчилик идеологийәси башқилар тәрипидин суйиистемал қилинған қалпиқи йоған “изм” лардин пәрқлиқ иди. Шуңиму “әрк” гезити вә униң әтрапиға топланған милләтчи сәрхиллар һечқачан “миллитиниң түрк ирқиға мәнсуплуқи, дининиң исламлиқи вә юртиниң түркистан тупрақлири икәнлики” ни йошуруп олтурмиған иди.

 “әрк шоари” һәққидә техиму тәпсилий мәлуматларға еришмәкчи болсиңиз, таран уйғур нәшргә тәйярлиған төвәндики уланмидики мәнбәгә нәзәр салғайсиз:

https://www.akademiye.org/ug/?p=160157

(Давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.