Муһәммәд әмин буғра (54) : “қутлуқ түркан” операси
2025.01.21
1948-Йили 9-айниң 29-күни үрүмчидики мәркизий уйғур уюшмисиниң кулубида тарихий опера- “қутлуқ түркан” ниң дәсләпки бирқанчә пәрдиси қоюлиду. Мәзкур операни көргән үрүмчидики уйғур җамаити, җүмлидин уйғур тарихи вә түркий хәлқләрниң өтмүштики парлақ миллий мәдәнийитигә қизиққучи яш һәвәскарлар чоңқур һаяҗанға чөмиду. Чүнки шу күнгә қәдәр исламийәттин илгирики уйғур тарихи, җүмлидин орхун уйғур дөлити тема қилинған һеч бир сәһнә әсири уйғур язғучилири тәрипидин йезилип бақмиған, шундақла үрүмчи, қәшқәр яки ғулҗа сәһнилиридә ойналмиған иди!
Бу мунасивәт билән “шинҗаң гезити” ниң 1948-йил 5-өктәбирдики 226-санида “‛қутлуқ түркан‚ парчәләри тамашачилар һузурида” намлиқ мәхсус обзор елан қилиниду. Мәзкур обзорда “қутлуқ түркан” операсиниң йезилиши вә сәһнигә елип чиқилиши тоғрилиқ мундақ баянлар йәр алиду: “хели узундин бери, бирәр тарихий җанлиқ әсәрни көрүштин мәһрум қалған үрүмчи хәлқи йеқинда өлкилик яшлар сәнәт өмики тәрипидин қоюлмақ болған ‛қутлуқ түркан‚ намлиқ тарихий операни аңлап, уни сәһнидә көргүчә көзи төрт болған иди. Хусусән уста рәссам муһәммәд әмин мустафа тәрифидин мәзкур сәһнә әсиригә атап сизилған рәсимләр һәр кимни қизиқтурар иди. Оюн 29-сентәбирдин башлап сәһнидә қоюлушқа башлиди. Бу қетим сәһнидә көрситилгәнләр бу бүйүк тарихий дастанниң фәқәт қисмән көрүнүшлиридур. Шундақ болушиға қаримай, бу қисмән көрүнүшләр һәм мәзкур әсәрниң тәсирлик вә бүйүк қиммитидин далаләт бәрмәктә”.
Дәрвәқә, 7 пәрдә 14 көрүнүштин тәшкил тапқан зор һәҗимлик “қутлуқ түркан” операси муһәммәд әмин буғра тәрипидин 1948-йилиниң яз айлиридин башлап йезилип, шу йилиниң ахири мувәппәқийәтлик тамамланған иди. Мәзкур әсәр йезиливатқан мәзгилләрдила, йәни униң алдинқи бирқанчә пәрдилиридин тәшкил тапқан парчилири үрүмчидики яшлар сәнәт өмики тәрипидин сәһнидә қоюлған, шундақла яш тамашибинларниң қәлбидә бүйүк бир һаяҗан қозғиған иди. “қутлуқ түркан” операсиниң толуқ сенарийәси йезилип пүткәндә, муһәммәд әмин буғраниң өзи тәрипидин үрүмчидики “алтай” нәшрияти қармиқида айда икки нөвәт өткүзүлидиған “дәрнәк” намлиқ илмий мунбәрдә толуқ текисти җамаәткә оқуп өтүлгән иди.
1930-Йиллардики шәрқий түркистан миллий инқилабидин кейин, үрүмчидин тартип һәрқайси вилайәтләрниң һәммисидә дегүдәк “уйғур мәдәнийәт ақартиш уюшмиси” арқа-арқидин қурулған болуп, уюшма тәркибидә “санайи-нәфисә” нами билән сәнәт өмәклири қурулған иди. Сәһнә әсәрлири шу мәзгилләрдә кәң авам әң яқтуридиған сәнәт түри сүпитидә уйғур язғучи-шаирлириниң диққәт нуқтисиға айланған иди. Шу дәврләрдә уйғур дираматорглар “ғерип-сәнәм”, “пәрһат-шерин”, “ләйли-мәҗнун” қатарлиқ түркий килассик әдәбиятидики ашиқ-мәшуқларниң мәшһур һекайилиридин тартип, “таһир-зөһрә”, “рабийә-сәидин”, “ғунчәм” қатарлиқ уйғур әдәбиятиға хас бир йүрүш муһәббәт һекайилирини сәһнә әсири қилип йезип чиққан, уйғур “санайи-нәфисә” ниң артислири тәрипидин сәһниләрдә ойналған иди. Униңдин башқа йәнә қериндаш түркий хәлқләрниң әдәбиятидин елинған бир қисим сәһнә әсәрлириму уйғурчилаштурулуп, сәһниләрдә қоюлған иди. Һалбуки, уйғур тарихиниң исламийәттин бурунқи дәврлиригә, болупму орхун уйғур дөлити мәзгилидики шанлиқ тарих арқа көрүнүш қилинған сәһнә әсәрлири йезилмиған иди. Ниһайәт, бу бошлуқни муһәммәд әмин буғра толдурди.
Муһәммәд әмин буғра 1948-йили яздин башлап йезишқа башлиған “қутлуқ түркан” операсиниң кириш сөзини муну җүмлиләр билән башлайду: “хәлқимизниң бәк қәдим заманлардин буян мәдәний турмушниң һәр дәвридики шәклини иҗад қилип вә яки өгинип өзләштүргәнлики, һәр заманниң мәдәний турмушиниң әң йүксәк дәриҗисидә яшап өткәнлики, йеңилмәс тарихий дәлилләр билән испатланған бир һәқиқәттур. Бу дәлилләрниң әк күчлүкини өз орнида яки явропа музейханилирида сақлиниватқан әсарә-әтиқилиримиз ашкара көрсәтмәктә” .
Муһәммәд әмин буғра “қутлуқ түркан” операсиға язған кириш сөзидә, кейинки мәзгилләрдә уйғурларниң тарихтики иҗтимаий һаятиға беғишланған бир қисим сәһнә әсәрлириниң йезилғанлиқини тәкитләп мундақ дәйду: “шәрқий түркистанимизда өтмүштики мәдәний турмушни тәсвирләйдиған әсәрләр аз әмәс. Болупму бу күнләрдә яш язғучилиримиз бу хил әсәрләрни вуҗудқа чиқиришқа әһмийәт бәрмәктә. Мәсилән, ‛таһир-зөһрә‚, ‛рабийә-сәидин‚, ‛қанлиқ дағ‚, ‛чин модән‚, ‛нияз қиз‚ ға охшаш әсәрләр шуниң җүмлисидин һесаблиниду”.
Муһәммәд әмин буғра йәнә “қутлуқ түркан” операсини йезиштики мәқситиниң уйғур хәлқини “миллий шәрәп” вә “тарихий йүксәклик” билән озуқландуруш икәнликини, шундақла “бизни тарихта орни йоқ дегүчиләргә шанлиқ тарихимизни көрситип қоюш” икәнликини тәкитләп мундақ дәйду: “һалбуки, әсирләрдин бери зулум вә бәхтсизлик патқақлирини кечип яшиған вә паҗиәләрниң түрлүк мәнзирәлирини кечә-күндүз көрүп зериккән хәлқимизниң роһий тиләкләри башқадур. Бу тиләк өтмүштики миллий шәрәп вә тарихий йүксәклик дәврлириниң есил вә хош мәнзирәлирини сәһнидә гәвдиләндүргән һалда, тамаша қилмақ билән зәвқ елиш вә бизни тарихта орни йоқ дегүчиләргә көрситип иқрар қилдуруш арзусидин ибарәт”.
Түркийә әгә университети түрк дуняси тәтқиқат институтиниң пирофессори алимҗан инайәт билән америкадики мустәқил тәтқиқатчи таран уйғур бу һәқтә мәхсус зияритимизни қобул қилип, “қутлуқ түркан” операсиниң йезилишидики арқа көрүнүшләр, әсәрниң баш темиси вә бәдиий мувәппәқийәтлири һәмдә мәзкур әсәрниң оқурмәнләргә беридиған тарихий-мәдәнийәт учурлири тоғрилиқ мәлумат бәрди.
(Давами бар)