Муһәммәд әмин буғра (3): “яш түркчиләр” дин тәлим алған хотәнлик талип

Мухбиримиз қутлан
2022.02.08
Муһәммәд әмин буғра (3): “яш түркчиләр” дин тәлим алған хотәнлик талип Муһәммәд әмин буғра қизи фатимә буғра вә күйоғли юнус буғра билән биллә. 1952-Йили, һиндистан.
RFA/Qutlan

19-Әсирниң ахири вә 20-әсирниң башлирида, йәни қошна әлләрдә йеңи дәврниң упуқ нури көтүрүлүшкә башлиған йилларда, шәрқий түркистан тупрақлири дуня еқимидин толиму узақта қалған иди. Һалбуки, бу йилларда миллий мунқәрзликниң искәнҗисидә иңраватқан вәтән тупрақлирида һөрлүк вә мәрипәт мәшили издәватқан кишиләрму йоқ әмәс иди. Бу ойғиништа османли импирийәсидин әвәтилгән “яш түркчиләр” иқимидики оқутқучиларниң паалийәтлири билән татар җәдидчилириниң мәтбуатлири муһим ролларни ойниған иди. Түркийә әгә университети түрк дуняси тәтқиқат иниститутиниң профессори алимҗан инайәт әпәнди, 1913-1914-йилларда хотәндә мәктәп ачқан түркийәлик исмаил һәққи әпәндини әнә шундақ кишиләрниң бири, дәп қарайду.

Муһәммәд әмин буғраму өзиниң “сиясий һаятим” намлиқ хатирисидә, 1913-йили түркийәдин кәлгән бир муәллимдин хусусий дәрс алғанлиқини тилға алиду: “оттура тәһсил еливатқан чағлиримда, йәни биринчи дуня уруши әснасида, шәрқий түркистанға чәт әлдин бәзи гезит-журналлар вә сауаһәтчиләр кәлгили башлиди. Бу гезит-журналларни зоқ билән оқуп, тағамниң өйидә униң чәт әлдин кәлгән саяһәтчиләр билән қилишқан сөһбәтлирини қизиқиш билән аңлайттим. 1913-Йили хотәнгә кәлгән түркийәлик бир саяһәтчи муәллимдин хусусий дәр елип, аз-тола заманивий маарип вә сиясий тәтқиқ тәрбийәси тәһсил қилдим.”

Муһәммәд әмин буғраниң әсәрлирини нәширгә тәйярлиған истанбулдики тәклимакан уйғур нәшриятиниң башлиқи абуҗелил туран әпәнди, муһәммәд әмин буғраниң хатиратидики бир баянниң униң балилиқ қәлбидә вәтән-милләт туйғуси вә түркчилик еңиниң қандақ ойғанғанлиқини чүшиништә муһим әһмийәткә игә икәнликини тәкитләйду.

Түркийәлик адил һикмәт бәй язған “асияда бәш түрк” намлиқ китаб билән түркийәлик әһмәд камал илқул язған “чин-түркистан йоллирида унтулмиған хатириләр” намлиқ китабта, османли импирийәсидин кәлгән исмаил һәққи әпәндиниң 1914-йилларда хотәндә мәктәп ечип бала тәрбийәлигәнлики қәйт қилинған. Профессор алимҗан инайәт әпәнди йоқириқи икки китабтики шу баянлар билән муһәммәд әмин буғраниң хатирисидики тәпсилатларниң өзара җипсилишидиғанлиқини илгири сүриду.

Түркийәдики пешқәдәм паалийәтчи, шәрқий түркистан вәхпиниң сабиқ баш катипи һамидхан гөктүрк әпәндиму муһәммәд әмин буғра аилисиниң хотәнниң иҗтимаий һаятида муһим орун тутқан бир җәмәттин кәлгәнликини, шу вәҗидин һәзритимниң балилиқ вә яшлиқ йиллирида чәт әлләрдин хотәнгә кәлгән муһим кишиләр билән учришиш имканийитигә еришкәнликини тилға алиду.

Түркийә чанаққәлә 18-март университети илаһийәт факултетиниң дотсенти, доктор нурәхмәт қурбан әпәндиму муһәммәд әмин буғраниң хатирәлири вә өзи һәққидә қалдурған биографик язмилиридин, униң балилиқ вә өсмүрлүк йиллирида һәм түркийәдин кәлгән оқутқучилардин тәһсил көргәнлики һәм татар җәдидчилириниң гезит-журналлирини оқуп өзини толуқлиғанлиқини илгири сүриду.

Абдулла оғуз әпәнди муһәммәд әмин буғраниң җийәни-мәрһум доктор яқуп буғраниң нәврисидур. Нөвәттә истанбул университети түркият иниститутида докторлуқ илмий унвани үчүн оқуватқан абдулла оғуз әпәндиниң муһәммәд әмин буғраниң “шәрқий түркистан тарихи” намлиқ бүйүк әсириниң мукәммәл түркчә нәшрини йоруқлуққа чиқарғанлиқи мәлум. У муһәммәд әмин буғраниң балилиқ вә өсмүрлүк тәһсилигә даир тәпсилий мәлуматлар кәмчил болсиму, әмма һәзритимниң хатиратидики бәзи баянлардин униң балилиқ йиллирида түркийәдин кәлгән бир муәллимдин хусусий дәрс алғанлиқи вә татар җәдидчилириниң гезит-журналллирини қизиқип оқуғанлиқини көривелишқа болидиғанлиқини тәкитләйду.

Муһәммәд әмин буғра “сиясий һаятим” намлиқ хатирисидә мундақ дәйду: “омумән 15 йешимдин етибарән, хитайларға қарши нәпрәт һессияти, миллитим вә юртумниң һалиға болған қайғуруш кәйпияти йүрикимдә орунлашқили башлиди. Бу һессиятниң һәйдәкчиликидә миллитимниң тарихини өгиниш, дунядики милләтләрниң қәдимки вә һазирқи заман һаятлирини тәтқиқ қилиш қизғинлиқи күндин-күнгә күчләнмәктә иди. . .”

Алимҗан инайәт әпәнди муһәммәд әмин буғраниң қәлбидә бир өмүр лавулдиған вәтән сөйгүси вә түркчилик идийәсиниң шәкиллинишидә, униң өсмүрлүк-яшлиқ йиллиридики тәһсилиниң муһим рол ойниғанлиқини алаһидә тәкитләйду. У мундақ дәйду: “муһәммәд әмин буғраниң балилиқ һаятида униң қәлбигә вәтән ишқини, күрәш йолиға түркчилик мәпкурәсини орнатқан мундақ үч амилни тилға елиш мумкин. Бири, 13 яш вақитлирида түркийәлик оқутқучи исмаил һәққи әпәндидин хусусий тәһсил көргәнлики; иккинчиси, татар җәдидчилириниң қазан, қиримда нәшир қилған ортақ түркий тилидики ‛тәрҗүман‚, ‛шура‚, ‛вақит‚ қатарлиқ гезит-журналлирини оқуп өзини толуқлиғанлиқи; үчинчи, шу дәврләрдә түркийә вә ислам дунясидин түрлүк йоллар билән вәтәнгә киргән китаб-материялларни оқуғанлиқи. Османли импирийәсиниң ахириқи мәзгиллиридә шәрқий түркистанға кәлгән түрк оқутқучилар түркчилик идийәси билән қуралланған кишиләр иди. Җәдидчиләр нәшир қилған ‛тәрҗүман‚, ‛шура‚, ‛вақит‚ қатарлиқ гезит-журналларму түркчилик идийәси билән юғурулған мәтбуатлар иди.”

(Давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.