Муһәммәд әмин буғра (6): талипларниң қәлбидә вәтән-милләт еңини ойғитиш

Мухбиримиз қутлан
2022.03.22
Муһәммәд әмин буғра (6): талипларниң қәлбидә вәтән-милләт еңини ойғитиш 1930-Йилларниң башлирида хотәндики мойкида йип егириватқан уйғур аяллири.
Photo: RFA

Муһәммәд әмин буғра өзиниң “шәрқий түркистан тарихи” намлиқ китабида вә “сиясий һаятим” намлиқ хатиратида тәкитлигинидәк, у тәхминән 13 яш вақитлиридин башлапла қәлбини вәтән қайғуси дағлашқа башлиған бир хиялчан бала иди. 1923-Йили әмдила 22 яшқа киргән муһәммәд әмин буғра хотән мәдрисәлиридә мудәррислик һаятини башлиғинида, униң қәлбини йилларчә дағлап кәлгән вәтән қайғуси лавулдап йенишқа башлайду. Шуниңдин кейинки 10 йиллиқ мудәррислик һаятида у бир тәрәптин талиплириниң қәлбигә илим-һекмәт нурини сиңдүрүшкә тиришса, йәнә бир тәрәптин вәтән-милләт тәқдириниң башқа барлиқ тәқәззалар ичидики әң тәхирсиз бурч икәнликини һес қилдуруиду. Шуңиму профессор алимҗан инайәт әпәнди тәкитлигәндәк, муһәммәд әмин буғра йетиштүргән талипларниң хотән инқилабида асаслиқ әскирий қошунни вә әң муһим қураллиқ күчни тәшкил қилиши, тасадипийлиқ әмәс иди.

Түркийә чанақәлә 18-март университети илаһийәт факултетиниң дотсенти, доктор нурәһмәд қурбан, муһәммәд әмин буғраниң пикир йоли, болупму униң миллий вә диний идеологийәсиниң шәкиллиниш җәряни һәққидә чоңқур издиниш елип барған илим адәмлириниң бири. Униң тәкитлишичә, әйни вақиттики хотәндә нәччә онлиған мәдрисәләр мәвҗут болуп, 10 йилдәк мудәррислик қилған муһәммәд әмин буғра өзиниң биваситә талиплири арисидила әмәс, бәлки пүткүл хотән районидики мәдрисәләрдә өзиниң йәр асти торини шәкилләндүргән иди.

Xoten-Bazar-1930.jpg
1930-Йилларниң башлиридики хотән шәһириниң асаслиқ базиридин бир көрүнүш.

Нөвәттә истанбул университети түркият иниститутида докторлуқ диссертатсийәси йезиватқан абдулла оғуз әпәнди, мәрһум муһәммәд әмин буғраниң җийәни — доктор яқуп буғраниң нәврисидур. У йеқинда муһәммәд әмин буғраниң “шәрқий түркистан тарихи” намлиқ бүйүк әсириниң мукәммәл түркчә тәрҗимәсини ишләп, түркийәдики “өтүкән” нәшриятида нәшир қилдурған. Абдулла оғуз әпәнди, муһәммәд әмин буғраниң хатиратлириға асаслинип туруп, униң есини билгән вақитлиридин башлап вәтән қайғусиға әсир болғанлилиқини, 22 йешида мудәррис болған күнидин етибарән вәтәнниң тәқдири һәққидики тәгсиз хияллирини әмәлий һәрикәткә айландуруп, талиплири арисида йәр асти тәшвиқат хизмитигә өткәнлики вә кейинки бүйүк миллий инқилаб үчүн тәйярлинишқа башлиғанлиқини тәкитләйду.

Доктор нурәһмәд қурбан, муһәммәд әмин буғраниң мудәррис болған күндин башлап талиплири арисида инқилаб тәшвиқатини қанат яйдурушида, униң һәм аилә нәсәбидин кәлгән инқилаб әнәниси билән һәм өз заманисиниң сиясий реаллиқидин кәлгән җиддий тәққәззаниң муһим рол ойниғанлиқини әскәртиду.

Шәрқий түркистанниң йеқинқи заман тарихида инқилаб уруқиниң әң дәсләп мәдрисәләрдә терилип, талиплар арисида учқунға айланғанлиқи һәққидә көплигән өрнәкләр мәвҗут. Түркийә әгә университети түрк дуняси тәтқиқат иниститутиниң профессори алимҗан инайәт әпәнди бу хусуста 1860-йилларниң башлирида хотәндә йүз бәргән һәбибулла хан хоҗа вә абдураһман хан паша башчилиқидики миллий инқилабниң әң дәсләп мәдрисәләрдики талипларни асас қилип қозғалғанлиқини мисал қилип көрситиду.

Дәрвәқә, муһәммәд әмин буғраниң мудәррислик һаятида хотән мәдрисәлиридә йилларчә елип барған тинимсиз тәшвиқатлири вә һазирлиқлириниң үнүми көрүлүшкә башлайду. Доктор нурәһмәд қурбанниң билдүрүшичә, 1932-йилиниң ахириға барғанда, муһәммәд әмин буғра инқилаб һазирлиқлириниң пүткәнликини, өз әтрапида йетиштүргән миңларчә талиплириниң вәтән үчүн қурбан беришкә бәл бағлиғанлиқини толуқ җәзим қилғандин кейинла, андин инқилаб мәшилини туташтурған.

Ахирида абдулла оғуз әпәнди, муһәммәд әмин буғраниң 1923-йилидин 1933-йилиниң башлириғичә болған 10 йиллиқ мудәррислик һаятиниң, әмәлийәттә бүйүк миллий қутулуш инқилаби үчүн һазирлиниш вә инқилабниң таянч күчлирини тәрбийәләш дәври болғанлиқини илгири сүриду.

(Давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.