Муһәммәд әмин буғра (7): бүйүк миллий инқилаб һарписидики вәтән саяһити

Мухбиримиз қутлан
2022.04.26
Муһәммәд әмин буғра (7): бүйүк миллий инқилаб һарписидики вәтән саяһити Хотән инқилаби бастурулғандин кейин вәтәндин айрилишқа мәҗбур болған муһәммәд әмин буғра һиҗрәт һаятиниң дәсләпки йиллирида. 1935-Йили, афғанистан.
Photo: RFA

Мәрһум муһәммәд әмин буғраниң 1930-йилидики вәтән саяһити униң миллий инқилаб һаятида муһим рол ойниған әмәлий қәдәмлириниң бири иди. Йерим йилчә сүргән бу саяһәт җәрянида у хәлқниң инқилабқа һазир яки һазир әмәсликини, роһий һалитиниң вәтәнниң истиқбали билән қанчилик дәриҗидә бағланғанлиқини, һәрқайсий җайлардики сәрхиллар вә мунәввәрләрниң инқилаб қозғаштики ой-хияллириниң қандақ икәнликини чоңқур көзитиду.

Муһәммәд әмин буғра өзиниң “шәрқий түркистан тарихи” намлиқ әсиридә шу қетимлиқ вәтән саяһити һәққидә мундақ дәп язиду: “юртниң вәзийити, милләтниң роһий һалити вә дүшмәнниң әмәлий күчи һәққидә йетәрлик мәлуматим йоқ иди. Бу мәлуматларға игә болуш үчүн, пүтүн юртумни айлинип чиқиш мәқсити билән 1930-йили хотәндин йолға чиқтим. Куча, корла, турпан, үрүмчи, чөчәк, или, ақсу вә аридики шәһәрләрни алтә ай саяһәт қилип, хотәнгә қайтип кәлдим. Бу саяһитим әснасида юртниң вәзийити, милләтниң роһий һалити вә дүшмәнниң күчи тоғрисида қанаәтләнгүдәк мәлуматларни қолға кәлтүрдүм, ирадәмму күчләнди. Көп җайларда билимлик, садақәтлик, әстайидил, вәтәнпәрвәр вә милләтпәрвәр кишиләр билән учраштим. Уларниң йүрәклири дәрт билән толған икән.”

Дәрвәқә, муһәммәд әмин буғраниң бу қетимлиқ вәтән саяһити тасадипий елип берилған адәттики бир сәпәр әмәс иди. Профессор, доктор алимҗан инайәтниң сөзи билән ейтқанда, бу 1930-йиллардики хотән инқилабиниң зөрүр тәйярлиқи, шундқла пүткүл уйғур җәмийитиниң бир мәйдан миллий қутулуш инқилабиға тәйяр яки тәйяр әмәсликини дәңсәп көридиған муһим саяһәт болған иди.

Нәшриятчи абдуҗелил туран әпәнди узун йиллардин буян мәрһум муһәммәд әмин буғраниң әсәрлирини нәширгә тәйярлаш, униң қолязма вә хатирилирини рәтләш, шундақла муһәммәд әмин буғра һәққидә илмий муһикимә йиғини вә хатириләш паалийәтлирини уюштурушта күч көрситип келиватқан кишиләрниң бири. У “муһәммәд әмин буғра әсәлиридин талланма” намлиқ китабни нәширгә тәйярлаш җәрянида, һәзритимниң 1930-йилидики вәтән саяһитиниң һәқиқәтәнму униң инқилаб һаятидики муһим бир қәдәм болғанлиқини тәкитләйду.

Муһәммәд әмин буғраниң хатирилиригә қариғанда, у 22 йешида хотәндә мудәррис болғандин тартип таки 1930-йилларниң башлиридики бүйүк миллий инқилабқа қәдәр, вәтәнниң истиқбали үчүн тинимсиз баш қатурған вә һәр җәһәттин издәнгән, әмма у “хәлқниң әмәлий бир һәрикәткә һазир болған-болмиғанлиқини яки миллий инқилабқа рәһбәрлик қилалайдиған бир кишиниң бар-йоқлиқини ениқлиялмиған”. Түркийә чанақәлә 18-март университети илаһийәт факултетиниң дотсенти, доктор нурәһмәд қурбан, мәрһум муһәммәд әмин буғраниң дәл мушу сәвәбтин 1930-йилидики вәтән саяһитигә атланғанлиқини, бу җәрянда униң кәлгүси миллий инқилабни қандақ башлаш, қәйәрдин башлаш, ким билән елип бериш вә қандақ нәтиҗә һасил қилиш үстидә инчикә көзитиш елип барғанлиқини илгири сүриду.

Нөвәттә истанбул университети түркият иниститутида докторлуқ диссертатсийәси йезиватқан абдулла оғуз әпәнди, мәрһум муһәммәд әмин буғраниң җийәни-доктор яқуп буғраниң нәврисидур. У йеқинда муһәммәд әмин буғраниң “шәрқий түркистан тарихи” намлиқ бүйүк әсириниң мукәммәл түркчә тәрҗимәсини пүттүрүп, түркийәдики “өтүкән” нәшриятида нәшир қилдурған. Абдулла оғуз әпәндиму “шәрқий түркистан тарихи” дики баянларға асаслинип, муһәммәд әмин буғраниң 1930-йилидики вәтән саяһитиниң түп мәқстиниң миллий инқилаб қозғашниң алдида хәлқниң роһий һалитини дәңсәп көрүш, дүшмәнниң әскири күчини билип беқиш үчүн икәнликини әскәртиду.

Дегәндәк, муһәммәд әмин буғра бу қетимлиқ саяһәттин қайтип кәлгәндин кейин, вәтәнниң истиқбалини “сиясий йол билән һәл қилишниң мумкин әмәсликигә, қораллиқ бир инқилабтин башқа чарәниң қалмиғанлиқиға қанаәт һасил қилиду”. У өзиниң “сиясий һаятим” намлиқ биографик китабчисида бу һәқтә мундақ дәп язиду: “әмәлий һәрикитим 1930-йилидики саяһитим билән башланди. Шу йили шәрқий түркистан ичидә алтә ай саяһәт қилдим. юртниң һәр синип кишилири билән көрүштүм. Хәлқниң пикир вә арзулирини аңлидим. Һәрқайсий җайлардики чин (хитай) әмәлдарлириниң вәзийитини вә җайлардики әскирй күчини билдим. Нәтиҗидә, очуқ вә тинчлиқ ичидә бир сиясий һәрикәт елип беришниң мумкин әмәсликигә, қораллиқ бир инқилабтин башқа чарәниң йоқлуқиға қанаәт һасил қилдим.”

Ахирида доктор нурәһмәд қурбан, мәрһум муһәммәд әмин буғраниң шу қетимлиқ вәтән саяһити һәққидә өз хатирилиридә ениқ мәлуматларни қалдурғанлиқини, хотәнгә қайтип кәлгәндин кейин униң шу қетимлиқ сәпәр һасилатлирини йәкүнләп, қораллиқ инқилаб елип беришқа толуқ қанаәт һасил қилғанлиқини, шу күндин башлап “инқилабқа земин һазирлаш вә хәлқни өз әтрапиға топлашниң чарәсини издәшкә киришкәнлики” ни тәкитләйду.

(Давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.