Муһәммәд әмин буғра (8): мәшһур татар алими шәйх муһәммәд мурат рәмзи билән учришиш

Мухбиримиз қутлан
2022.05.10
Муһәммәд әмин буғра (8): мәшһур татар алими шәйх муһәммәд мурат рәмзи билән учришиш Мәшһур татар алими шәйх муһәммәд мурад рәмзи (1854-1934) ниң үч оғли — фәһми мурад, мунир мурад вә әнвәр мурадлар билән биллә 1927-йили чөчәктә чүшкән сүрити.
RFA/Qutlan

Муһәммәд әмин буғра өзиниң “шәрқий түркистан тарихи” намлиқ китабида 1930-йилидики вәтән саяһитиниң мәқсити һәққидә мундақ дәп язиду: “мән пүтүн юртумни айлинип чиқиш мәқсити билән 1930-йили мәшһур татар алимлиридин чөчәктә олтурушлуқ шәйх муһәммәд мурад (рәмзи) әфәндимниң қешиға һәдис вә тәфсир билимлиридин дәрс елиш үчүн баримән, дәп хотәндин йолға чиқтим.”

Дәрвәқә, муһәммәд әмин буғра растинла чөчәккә берип мәшһур татар алими шәйх муһәммәд мурад рәмзи билән көрүшкәнму? униңдин һәдис вә тәфсир билимлиридин дәрс алғанму? бу учришиш җәрянида улар кәлгүси шәрқий түркистан миллий инқилаби тоғрилиқ пикир алмаштурғанму?

Һалбуки, муһәммәд әмин буғра өзиниң “шәрқий түркистан тарихи” намлиқ китабида, “сиясий һаятим” намлиқ биографик китабчисида вә яки башқа әсәрлириниң һеч биридә чөчәктә мәшһур татар алими мурад рәмзи билән қандақ учрашқанлиқи һәмдә бу учришишниң тәпсилати һәққидә мәлумат бәрмәйду.

Түркийә чанақәлә 18-март университети илаһийәт факултетиниң дотсенти, доктор нурәһмәд қурбан, мәрһум муһәммәд әмин буғраниң һаяти вә күрәш мусаписигә даир мәлуматларға асасланғанда, униң чөчәктә татар алими мурад рәмзи билән көрүшкәнлики вә түрлүк темилар бойичә узун сөһбәтләрдә болғанлиқини илгири сүриду.

“шәрқий түркистан тарихи” ни түркчигә тәрҗимә қилған муһәммәд әмин буғраниң нәврә туғқанлиридин абдулла оғуз әпәндиму, муһәммәд әмин буғраниң бу абидә әсиридә “1930-йили чөчәктики мәшһур татар алими мурад рәмзидин дәрс елиш үчүн хотәндин йолға чиқтим” дәп язғанлиқини тилға алиду.

Ваһаләнки, йәнә бир қисим билим адәмлири муһәммәд әмин буғраниң 1930-йилидики вәтән саяһитидә мәшһур татар алими мурад рәмзи билән көрүшкәнликигә соал қойиду. Улар йәнә муһәммәд әмин буғраниң қисқиғинә 6 айлиқ вәтән саяһити мәзгилидә чөчәктә татар алими шәйх муһәммәд мурад рәмзидин һәдис вә тәфсир билимлири бойичә дәрс алғанлиқи мумкинсиз, дәп қарайду. Муһәммәд әмин буғраниң әсәрлирини нәширгә тәйярлиған тәклимакан уйғур нәшриятиниң башлиқи абдуҗелил туран әпәнди дәл мушу қараштики кишиләрниң биридур.

Ундақта, шәйх муһәммәд мурад рәмзи зади ким? қәлбигә вәтән-милләтниң тәқдиридин ибарәт бүйүк атәш туташқан яш муһәммәд әмин буғра немә үчүн миңларчә километир йирақлиқтики хотәндин йолға чиқип, бу зат билән көрүшмәкчи болиду?

Түркийә әгә университети түрк дуняси тәтқиқат иниститутиниң профессори, доктор алимҗан инайәт әпәнди мәшһур татар алими мурад рәмзиниң ким икәнлики, униң түрк-ислам дунясидики мубарәк нами һәққидә бизни қисқичә мәлумат билән тәминләйду.

Доктор нурәһмәд қурбан өзиниң уйғурларниң исламий чүшәнчилири һәққидики издинишлири давамида, мәшһур татар алими мурад рәмзи вә униң диний илим саһәсидики әсәрлири билән чоңқур тонушуп чиққан. У мурад рәмзиниң ата-бовилири, татаристанниң уфа вилайитидә өткән балилиқ дәври вә башланғуч тәһсили, яшлиқидики бухара саяһити, шундақла татар-қазақ юртлиридики мудәррислик һаяти һәққидә мәлумат бәрди.

Мәлум болушичә, татар алими мурад рәмзи 19-әсирниң ахириқи чарикидә әрәбистанға берип, бирқанчә йиллар мәккәдә туруп қалған. Биринчи дуня уруши мәзгилидә истанбулға қарап йолға чиққан болсиму, әмма османли султанлиқиниң ахириқи йиллиридики давалғушлар түпәйли, түркийәдә туралмай русийә ишғалийитидики түркистанға кетишкә мәҗбур болған. Һалбуки, чар русийә сақчилириниң бу мәзгилләрдә пүткүл түрк дунясиға тонулған бу алимға болған тәқипи вә бесими һәссиләп күчәйгән. Болшевиклар инқилабидин кейин, йәни 1919-йили мурад рәмзи русийәдин айрилип, шәрқий түркистанниң чөчәк шәһиригә келип йәрләшкән.

Абдуҗелил туран әпәнди муһәммәд әмин буғраниң әсәрлиридики чәклик учурларға тайинип, униң чөчәктә татар алими мурад рәмзи билән қандақ учрашқанлиқи вә пикрий җәһәттин униң тәсиригә қандақ учриғанлиқи һәққидә һөкүм чиқиришниң интайин қийинлиқини, униң үстигә шәйх муһәммәд мурад рәмзиниң пикрий җәһәттин җәдидчиләр еқимиға әмәс, бәлки қәдимийәтчиләр (әнәничиләр) еқимиға тәвә мәшһур диний алим икәнликини тәкитләйду.

Доктор нурәһмәд қурбан, мәшһур татар алими мурад рәмзиниң ахириқи өмрини чөчәктә өткүзгәнликини, шу дәврләрдә униң мубарәк наминиң пүткүл шәрқий түркистанниң җай-җайлириға тарқалғанлиқини, һәр йили нурғун кишиләрниң уни зиярәт қилиш вә тәһсил елиш үчүн чөчәккә келидиғанлиқини, 1930-йили язда муһәммәд әмин буғра билән сабит дамолламниңму чөчәктә муһәммәд рәмзи билән көрүшкәндин кейин ғулҗада өзара учрашқанлиқини тәкитләйду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.