Муһәммәд әмин буғра (1): нәсәби вә җәмәт шәҗәрәси

Мухбиримиз қутлан
2021.11.23
Муһәммәд әмин буғра (1): нәсәби вә җәмәт шәҗәрәси 20-Әсирдики мәшһур шәхсийәт - муһәммәд әмин буғра.
Photo: RFA

Муһәммәд әмин буғра “шәрқий түркистан тарихи” намлиқ абидә әсиридә язғинидәк, 20-әсирниң таң нури башқа милләтләрни ойғатқан, уларни тәрәққиятқа вә илим-пәнгә башлиған бир мәзгилләрдә, “шәрқий түркистан хәлқи ғәпләт уйқусиға чөмүп, толиму бихутлишип кәткән иди”. Йәнә келип “шәрқий түркистанда һәқиқий вәтәнпәрвәрлик роһиға игә затлар бармақ билән саниғудәк аз иди”. Таң йоруштин бурунқи кечә қараңғулуқиға охшайдиған мана мушу зулмәтлик дәврдә, зиммисигә бүйүк бурчлар йүкләнгән шәхс — муһәммәд имин буғра дуняға келиду.

Муһәммәд әмин буғра һәққидики мәнбәләрниң көпинчисидә униң 1901-йили хотән шәһәр ичидики хәлипилик һойла мәһәллисидә туғулғанлиқи қәйт қилиниду. Әмма уни “1906-йили туғулған” дегүчиләр вә яки башқа йилнамиләрни көрситидиған кишиләрму мәвҗут. Истанбулдики тәклимакан уйғур нәшриятиниң башлиқи абдуҗелил туран әпәнди, гәрчә муһәммәд әмин буғраниң туғулған йили һәққидә түрлүк йилнамиләр тилға елинсиму, әмма 1901-йили дегән бу йилнаминиң әң ишәнчилик икәнликини, буни көпинчә мәнбәләрниң тәстиқлайдиғанлиқини тәкитләйду.

Түркийәдики пешқәдәм паалийәтчи, шәрқий түркистан вәхпиниң сабиқ баш катипи һамидхан гөктүрк әпәндиниң илгири сүрүшичә, әйни заманда “әмир һәзритим” дегән нам билән тонулған муһәммәд әмин буғра хотәндики һөрмәткә сазавәр бир аиләдә дуняға кәлгән икән. Йәни муһәммәд әмин буғраниң нәсәби ата тәрәптин абройлуқ бир диний аилигә туташса, аниси сәкинә ханим тәрәптин 1860-йиллардики хотән инқилабиниң даһиийси һәбибулла хан паша вә униң оғли абдураһман хан пашаларға тутушидикән.

Шиветсийәдики уйғур зиялийлиридин шаир абдушүкүр муһәммәт әпәндиму муһәммәд әмин буғраниң нәсәби вә аилә шәҗәриси һәққидә муһәммәд әмин буғраниң әсәрлиридә вә җинйәни яқуп буғраниң “хатирәлирим” намлиқ әслимисидә бир қисим мәлуматларниң учрайдиғанлиқини, ата вә ана тәрәптин хотән тарихида өткән мәшһур җәмәтләргә тутушидиғанлиқини илгири сүриду.

Абдулла оғуз әпәнди муһәммәд әмин буғраниң җийәни мәрһум доктор яқуп буғраниң нәврисидур. У илгири муһәммәд әмин буғра вә униң “шәрқий түркистан тарихи” намлиқ әсири һәққидә магестерлиқ мақалиси язған болуп, һазир истанбул университети түркият иниститутида докторлуқ илмий унвани үчүн оқумақта. У муһәммәд әмин буғраниң нәсәб җәһәттин 1860-йиллардики хотән инқилабиниң даһийси һәбибулла хан пашаға тутушидиғанлиқи һәққидә мәнбәләрниң мәвҗутлуқини, буни көплигән уруқ-туғқанлириниң тәстиқлайдиғанлиқини билдүрди.

Абдулла оғуз әпәнди муһәммәд әмин буғраниң ана тәрәптин 15-әсирдә өткән мәшһур тәриқәт устази хоҗа әрбаби әбәйдулла әһрариға бағлинидиғанлиқи һәққидә ривайәтләрниң мәвҗутлуқини, әмма буни дәлилләйдиған бир нәсәбнамә яки шәҗәрәниң һазирчә қолида йоқлуқини, өзиниң бу һәқтә узундин буян издиниватқанлиқини тәкитләп өтти.

Муһәммәд әмин буғраниң нәсәби вә аилә қан беғиниң 15-әсир түркистан тарихида өткән мәшһур тәриқәт устази вә диний алим хоҗа әбәйдулла әһрариға тутушидиғанлиқи һәққидә мәрһум генерал мәһмәт риза бекинниң әслимисидиму бир аилә шәҗәриси көрситилгән, әмма бу шәҗәриниң қайсий мәнбәдин елинғанлиқи әскәртилмигән. Муһәммәд әмин буғраниң җийәни, доктор яқуп буғра өзиниң “хатирәлирим” намлиқ әслимисидә мундақ дәп язиду: “1984-йилидики вәтән зияритимдә хотәнгә барғинимда, тағам абдулһәмид юсупи өзи рәтләп чиққан нәсәб шәҗәримизни маңа көрсәткән иди. Бу нәсәбнаминиң әң бешида ‛хоҗа әбәйдулла әһрари‚ дегән исим бар. Йәни һазир қолимизда бар асасларға қариғанда, бизниң нәсәбимиз әң башта бу кишигә бағлиниду. Муһәммәд әмин буғра ‛шәрқий түркистан тарихи‚ намлиқ китабида хоҗа әбәйдулла әһрарини шәрқий түркистан чағатай дөлитиниң мәшһур тәриқәт муршиди болуп, султан юнус ханниң мөтивәр кишилиридин бири иди, дәп көрситиду.”

20-Әсирдики мәшһур шәхсийәт — муһәммәд әмин буғра вә униң нәсәби һәққидики издинишләрниң давамлиқ елип бериливатқанлиқи мәлум. Абдуҗелил туран әпәнди, муһәммәд әмин буғраниң нәсәби 1860-йиллардики хотән қозғилиңиниң рәһбири һәбибулла хан пашаға тутушидиғанлиқи ениқ болсиму, әмма уларниң нәсәб йилтизини техиму алдиға сүрүп, 1490-йили аләмдин өткән тәриқәт устази хоҗа әбәйдулла әһрариға бағлашқа һөҗҗәтлик мәнбәләрниң йетәрсизликини тәкитләйду. У өзиниң бу қарашқа қошулмайдиғанлиқини, һазирчә буни тәстиқлайдиған һөҗҗәтлик дәлилләрниң йоқлуқини илгири сүриду.

(Давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.