“нәсәбнамә” вә униң әһмийити һәққидә вә чәкләнгән әсәрләр
Мухбиримиз җүмә
2012.04.14
2012.04.14

Public Domain
Дуняда йүз бериватқан иқтисадий тәрәққият, мәдәнийәт алмаштуруш, хәлқаралиқ учур - алақиниң наһайити тез сүрәттә тәрәққий қилиши билән, йәршарилишиш һадисиси күнсери алға илгириләп, кимниң қайси дөләт яки қайси милләткә тәвә икәнлики, қандақ тилда сөзлишип, қайси динға етиқад қилидиғанлиқини айривелиш наһайити тәслишип кетиватиду. Мана мушундақ әбҗәш дуняда һәм заманға маслишип тәрәққий қилиш һәм өз хаслиқини сақлап қелиш вә өзгичиликини сиҗил тәрәққи қилдуруш һәрқайси милләт - қовм кишилири җиддий ойланмиса, һәл қилиш үчүн мунасип һәрикәт қилмиса болмайдиған тәхирсиз мәсилигә айланди.
Әтрапимиздики қериндаш қәвмләргә нәзәр ташлайдиған болсақ, уларниң аллиқачан өз йилтизини қидирип, өз кимликигә җаваб издәш вә кимлик мөһүригә өчмәс рәңдә һәл берип, кейинки әвладлириға тәвәррүк сүпитидә қалдуруш үчүн һәрикәт қиливатқанлиқини, бәлки бу һәрикәтниң аллиқачан юқири долқунға көтүрүлгәнликини көримиз. Уйғурлардиму нәсәбшунаслиқ илми бир заманларда хели тәрәққий қилған болсиму, дәврниң өтүши билән миллитимиз бу илимни ташливәткәчкә, йеқинқи йүз йиллардики тарихимиз техичә толуқ әкс әттүрүп бериләлмәйватиду. Мана мушу нуқтини чиқиш қилған һалда бүгүнки сәһипимиздә “нәсәбшунаслиқ вә униң әһмийити” һәққидә мәхсус программа ишлидуқ. Қени әмисә, қулиқиңлар бу программида болсун.