Қарақурум бүркүти: низамидин һүсәйинниң һаяти (1)
2018.08.28
1-Қисим: 71 яшлиқ тутқун
Низамидин һүсәйин 20-әсир уйғур тарихидики мөҗизилик сәргүзәштләргә игә бир шәхс. У 1940-йиллардики миллий азадлиқ инқилаби мәзгилидә 16 йешида ташқорған партизанлириға қошулуп, бирқанчә йиллиқ җәңләрдә көп қетим ярилинип, “өлмәс тохтимәт” дегән намға еришиду. “11 битим” дин кейин гоминдаң әскәрлири тәрипидин тутқун қилинип, йәкәндә түрмидә ятиду. 1946-Йилиниң ахири түрмидин қоюп берилип, үрүмчидики шинҗаң институтиниң тарих-җуғрапийә факултетиға оқушқа кириду. 1951-Йилидин 1957-йилиғичә “шинҗаң гезити” идарисидә мухбир вә тәһрир болуп ишләйду. 1958-Йили “әшәддий йәрлик милләтчи”, “пантүркист” дегән қалпақ кийдүрүлүп, таки 1978-йилиғичә 20 йил түрмидә ятиду. Бу җәрянда нурғун қетим түрмидин қечип қаршилиқ көрситиду вә қайта тутулуп қамилиду. 1980-Йилларда уйғур мәдәнийәт тарихи вә әқидә тарихи бойичә көплигән йирик мақалиләрни йезип, күчлүк тәсир қозғайду. 1997-Йили 3-айниң 3-күни 71 йешида йәнә тутқун қилинип, ахирқи өмрини хитай түрмисидә өткүзиду. 1998-Йили 3-айда ахирқи тиниқи қалғанда давалинишқа қоюп берилип, бир айдин кейин, йәни 4-айниң 8-күни аләмдин өтиду.
Мәрһум низамидин һүсәйин әпәндиниң һазир америкида яшаватқан оғли җүрәт низамидин радийомиз зияритини қобул қилип, дадисиниң һаят кәчүрмишлири һәққидә сөзлигәндә өзиниң бу пурсәтни 20 йилдин буян күтүватқанлиқини, пәқәт һөр дуняға қәдәм басқан күндин етибарән дадиси һәққидә гәп қилиш мумкинчиликиниң туғулғанлиқини алаһидә әскәртип өтти.
Җүрәт низамидинниң баян қилишичә, мәрһум низамидин һүсәйин 1998-йили 3-айниң 3-күни хитай түрмисидин өйидә давалинишқа қоюп берилип, бир айдин кейин, йәни 4-айниң 8-күни бу дуня билән видалишиду. Шуниңдин кейин низамидин һүсәйинниң исим-шәрипи, әсәрлири вә у тоғрилиқ әл арисидики гәп-сөзләр қаттиқ чәклиниду. Һәтта чәтәлләрдиму низамидин һүсәйин һәққидә анчә көп мәлуматлар көзгә челиқмайду.
Дадисидин қалған тәвәррүк язмилар вә хатириләрни сақлап келиватқан җүрәт низамидин чәтәлгә чиққандин кейин дадиси низамидин һүсәйинниң һаяти һәққидә бирәр әсәр йезиш хиялида болған болсиму, әмма һазирғичә буниңға имканийәт болмиғанлиқини, өзиниң тунҗи қетим “әркин асия радийоси” да дадиси һәққидә сөзләш пурситигә еришкәнликини тилға алди.
Җүрәт низамидин мәрһум дадиси низамидин һүсәйинниң 1997-йили 3-айда 70 яштин ашқанда тутқун қилинип, үрүмчидики 3-түрмигә қамалғанлиқини, түрмидә оз һаятидин қисқичә бир әслимә йезип қалдурғанлиқини, бу әслиминиң мәрһумниң һаятини йорутушта әң ишәнчлик вә биринчи қол мәнбә болалайдиғанлиқини тәкитләп өтти.
Җүрәт низамидинниң әслишичә, дадиси низамидин һүсәйин яшинип қалғанлиқи вә саламәтликиниң начарлап кетиватқанлиқиға қаримай пүтүн зеһни билән йезиқчилиқ қиливатқан күнләрниң биридә қолға елиниду. Бу тутқун қилиш вәқәси 1997-йили 3-айниң 3-күни кәч саәт 10 дин ашқанда йүз бәргән болуп, үрүмчи шәһири әйни вақитта “5-феврал ғулҗа вәқәси” вә “25-феврал үрүмчи аптобус партлитиш вәқәси” дин кейинки вәһимилик кәйпиятқа чөмүлгән мәзгилләр икән.
Дадиси низамидин һүсәйин “шинҗаң гезити” ниң аилиликләр қорусида тутқун қилинған шу күни кәчқурун җүрәт низамидин “шинҗаң гезити” ниң хизмәт бинасида кечилик корректорлуқ хизмити қиливатқан болуп, туюқсиз йүз бәргән бу вәқәдин һаң-таң болуп қалиду. Әтиси у қолға елиш қәғизидики учурға асасән үрүмчи шималий қовуқтики шәһәрлик сақчи идарисигә дадисини сүрүштүрүп бариду.
Үрүмчи шәһәрлик сақчи идарисиниң биринчи башқармисида хизмәт қилидиған әкбәр исимлик бир сақчи җүрәт низамидинға өзиниң шу қетимлиқ қолға елиш оператсийәсигә қатнашқанлиқини, буниңда уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари ваң лечүәнниң биваситә буйруқи барлиқини ашкарилайду.
Қәдирлик радийо аңлиғучилар, юқирида мәрһум инқилабчи, ахбаратчи, уйғур тарихи вә мәдәнийити бойичә нәччә онлиған йирик әсәрләрниң муәллипи мәрһум низамидин һүсәйинниң һаят кәчмишлиригә беғишланған көп қисимлиқ радийо программисиниң биринчи қисмини аңлаттуқ. Мәзкур программиниң кейинки қисимлири давамлиқ диққитиңларда болиду.