Қамақта юлунған көчәт
2017.11.28
Әркинлик болмиған йәрдиму муһәббәт болғандәк, қуяш парлимиған йәрләрдиму аптаптәк қәлбләр учрап туридикән. Һәқиқәтән, бешимизға кәлгән һәр мусибәткә бир хәйрийәт йошурунған болидикән. Мән қамақта гундипайға “һалал, һарам” тоғрилиқ лексийә сөзләп һәптә қийналғанда худди бу күнләр мушундақ давам қилидиғандәк, аллиқачан егилип яшаш үчүн тәйярлиқ көрүп болған икәнмән. Демисиму шу бир һәптидә гәп қилмисам “намаз оқуватисән” дәп уратти, гәп қилсам “кимликиңни унтуп қалдиң” дәп дәп вәһимә селишатти. Қулум путумға четиқлиқ болғачқа һәрикәтсиз қелип мүгдисәм тепик йәйттим. Қамақтики оғри, қарақчи, хроинкәшләргә уруш-җедәл дегән вақит өткүзүшниң тепилмас пәйти иди. Хитай мәһбуслардин иқтисадий сәвәб билән киргәнләр бундақ чағда я чирайлиқ гәпләр билән тосатти, яки гундипайларға хәвәр қилип қоятти.
Әй вейгуаң шу күнләрдә мени нәччә қетимлиқ опчә таяқтин тосуп қилишқа тиришқан иди. Мәшиқ камирида җазаланған тунҗи күни сәһәрдә ағзим билән җүмәкни ечип бешимни суға туттум. Бу йүзүмни ююшниң бирдин бир чариси иди. Бешимдин қуюлған муздәк су мәйдәмгичә һөл қилди. Шу чағда бири келип җүмәкни әтти вә көзәйникимни еливетип йүзлиримни сүртти. “бу йеңи лөңгә, техи ишләтмигән,” дегән авазға әгишип күлүмсиридим. Алдимда йеши 60 тин ашқан бир хитай күлүмсирәп туратти.
Мениң мәшиқ камиридики җаза муддитим тошуп азадә камириға йөткәлгәнниң кейинки һәптиси әй вейгуаңму шу камириға кирип кәлди. У мәшиқ камирида катип иди. Кечилик нөвәтчилик орунлаштурушта уйғурларға қилинған адаләтсизликләргә чидимай камер башлиқи билән такаллишип әмилидин чүшүпту. Шундин кейин күнлиримиз параң билән мәнилик өтти. Мән камирида уйғур балиларға хитайчә йезиш, оқушни өгәтсәм, у сөзләшни мәшиқ қилдуратти. У әсли пенсийигә чиққан кадир болуп, бир юртлуқиниң тәклипи билән қумулға келип бир канға башлиқ болған вә “қанунсиз кан ечиш” билән тутулған икән.
Әй вейгуаңниң қамаққа елиништин бурун уйғурлар һәққидики тәсирати “кавапчи, оғри вә террорчи” дегән үч сөзгә йиғинчақланған икән. Икки йилға созулған камер һаятида униң уйғурларға болған қариши өзгирипту. У әтигәндә йүзини юймай нашта қилидиған, тамақтин бурун, һаҗәттин кейин қол юймайдиған бирму уйғурни көрүп бақмапту. Тазилиқтики бу селиштурмиға мәнму диққәт қилған идим. Һәтта уйғур мәһбусларниң һаҗәттин кейин истинҗа қилип қопуш адити хитайларғиму сиңип кәткән болуп, мән үрүмчидә ятқан уч қамақханиниң һәммисидә хитайларниң “истинҗа” қилишлириға шаһит болған идим.
Әй вейгуаңниң ейтишичә, бир күни уйғур мәһбуслар һаҗәт қилишни коллектип рәт қипту. Сәвәби улар ешип қалған момиларниң һаҗәтхана төкүлгәнликини көргән икән. Ашқан тамақни һаҗәтханиға төкүш-төкмәслик һәққидә камирида көп қетим җедәл чиққандин кейин уйғурлар гундипайларға бу һәқтә әрз қипту. Ахири қамақхана уйғур мәһбусларниң әрзини тоғра тепип уқтуруш тарқитип ашқан тамақларни һаҗәтханиға төкмәсликни буйрупту. Буни мән үрүмчидиму көп көргән, уйғурлар йемәкликләрни хитайлардәк әхләткә арилаштурмай айрим халтида есип қоятти. Һәтта америкидиму уйғурларниң бу пәзилитигә диққәт қилған идим.
Әй вейгуаңниң уйғурларға һәйран қалған йәрлири көп икән. Бир күни у бир уйғур мәһбус билән су тоғрилиқ дейишип қапту. Әй вейгуаң зериккәндә суниң турубидин шарқирап аққан авазиға амрақ икән. Уйғур мәһбус суни исрап қилдиң, дәп униңға йол қоймайдикән. Униң ейтишичә, икки йиллиқ қамақ һаятида пулини дөләт көтүридиған суни теҗәймән дәп билән башқилар билән җедәл қилидиған, камириға кирип қалған чүмүлини өлтүрдүң дәп канай сиқишидиған, пулға самсақ елип йемәй чиш пастисиниң қапчуқиға пахта тиқип көклитип камириға тизиветидиған уйғурларға таң қапту.
Әй вейгуаң бир күни маңа қарап: -камирида самсақ көчүргән ишқа қарап ойлидимки уйғурларниң йешиллиққа болған муһәббити бәкму чоңқур икән, -деди. Мән йәнә бир һекайә аңлашқа тәйярлиқ қилип униң ағзиға қарап олтурдум. -Сәйпуллани билисәнғу? муддәтсиз кәсти уни. Бултур әтиязда һаваланмиға бир қараяғач үнүп қапту. У буни байқап бәк хош болуп кәтти, һеч кимни дәссәткүзмәй бақти. Гундипайлар көрүп қалса юлдуриветиду, дәп алдиға йотқан тизип қойди. Худди балисиға қариғандәк һәр күни әтигәндә су қуйди. Сәйпулла шу көчәтни дәп мәһбуслар билән даим қизиришип қалатти, һәтта мушу сәвәблик камер башлиқи билән урушуп тамакиму чекәлмиди. Йотқан көрпә билән көчәтни йошуримән дәп алтә ай өзи ялғуз хәқниң орун көрписини йиғди. Әмма ахири болғулуқ болди. Омумйүзлүк тәкшүрүш болғанда гундипайлар йотқанларни чувуп тизға кәлгидәк өскән көчәтни юлувәтти. Сәйпулла буни көрүп үч күнгичә гелидин ғиза өтмәй ағрип қалди. Техиму яман болғини шу көчәт юлунуп һәптидин кейин сәйпуллаға муддәтсиз кесилгәнлик хәвири кәлди.
Әй вейгуаң билән сөһбитимиз чоңқурлап униңға қамақтин чиққандин кейинки пиланлиримни сөзләп бәргән идим. У маңа чиққанда қилидиған үч иш һәққидә доклат тәйярлап бәргән иди. У үч иш: бәйгә мәйданида ишләйдиған уйғур ишләмчиләргә һәр әтигәндә бир тухум, бир халта сүт вә бир нан тарқитилидиған қулай наштилиқ пилани, мәһбусларниң пәрзәнтлири үчүн мәхсус мәктәп қуруш пилани вә сабиқ мәһбуслар игилик тикләш пиланидин ибарәт иди. Көзитишимчә, бәйгә мәйданиға йиғилидиған ишләмчиләр опчә ятақта ятидиған болғачқа әтигәндә нашта қилалмиған пети иш башлап кетәтти. Түрмигә киргән балилар ичидә ата-аниси қамалғанлиқи сәвәблик игә-чақисиз қелип яман йолға кирип кәткән балилар көп иди. Мәһбуслар ичидә чиқиш йоли тапалмай тәкрар җинайәт өткүзгәнләр аз әмәс иди. Әгәр пидаийлиқ шәклидә юқириқи үч иш қилинса, җәмийәт үчүн пайдилиқ болатти. Әй вейгуаң иккимиз буни мәхсус бир түр шәклидә хитайчә йезип чиққан идуқ. Әпсус, мени көктағ қамақханисиға йөткигәндә, у пиланлар йезилған дәптәр 1-5 номурлуқ камирида қалди.
Түрмидин чиққандин кейин үч китаб йезип, шу кирим билән үч җәмийәт қуруп пидаийлиқ шәклидә пиланлиримни иҗра қилмақчи болдум. Торларда “гүлән вә үч китаб” дәп тәшвиқат қилип китаплирим сетилғандин кейин, “гүлән вә үч җәмийәт” дегән темида сәпәрвәрлик тәшкилләп юқириқи пиланлиримни әмәлгә ашурмақчи болған идим. Һазир ойлисам пиланлирим қамақта қалмапту, гундипайлар кесивәткән көчәттәк қуруп кетипту. Пиланлирим худди йезишип бәргән әй вейгуаңға охшаш түрмигә-өлүмгә йоллинипту. Худди 60 яштин ашқан бир киши түрмигә йолланса сақ саламәт чиқишидин үмид болмиғандәк мениң қамақта йезилип, қамақта қалған арманлиримдинму әмди үмид йоқ иди.