Қамақтики “җин”
2018.04.24
Иккинчи қетимлиқ сот көңүллүк өтти. Делода уталмиған билән көзәйнәкни “утқан” идим. Күн санап көрүшни арзу қилған рәңдар дуня көз алдимда сүзүлүп залда маңа қарап турған қап-қара қой көзләргә вә қоңур, сарғуч, ақ чачларға тоймай қарап кәттим. Акам биз көрүшмигән бу айларда бирақла қерип дадамға охшап қалғандәк көрүнди. Кәң пешанә, яшаңғирап қизарған көзләр муңлуқ иди. У йүзини техиму қирлиқ вә созунчақ көрситип турған қиңрақтәк қаңшири дадамға қуюп қойғандәк охшайтти. Акамға қарап турған шу дәқиқидә “дадамниң түгәп кәткини бир һекмәт икән. Болмиса дадам пут қолум зәнҗирләнгән бу һалимни көрүп йерилип кетәтти. яқа йиртип пәряд уратти, яридар ширдәк һөркирәп сақчиларға етилатти,” дегәнләрни ойлидим.
Көзәйнәкни қайтуруп беришим керәклики ейтилди, бериштин аввал сотчи аялға қарап разимәнлик билән күлүмсиридим. Көзәйнәкни чиқириш үчүн қолумни узаттим, әмма елиш шу қәдәр тәс кәлди. Худди көзәйнәкни бәрсәмла көз алдимдики акамни, ямғурдәк яшларни сүртүп үлгүрмәйватқан нәврә ачамни, маңа үнсиз мәдәт берип зални толдурған достларни қайта көрәлмәйдиғандәк қоллирим лағилдап титрәйтти. Икки қолумға селинған ишкәл сапайидәк шарақлайтти.
“абдувәли ака, әкелиң көзәйнәкни мән сунуп берәй!” - сүзүк судәк шилдирлиған бу аваз билән йүзүмдә шарақлаватқан ишкәлниң йеқимсиз авази өчти.
Шу һаман нәдин кәлди, билмидим. Путумниң учидин башланған бир йиға көзлиримдин етилип чиқти. Мән әсли “751”, җинайәт гумандари, мәзкур җинайәтчи әмәс, абдувәли балам, абдувәли муәллим, абдувәли ака, абдувәли дада, гүлән әпәнди идим. Кишән селинған бу қоллар он йилға йеқин бор тутқан, йүзлигән сәбийләрниң бешини силиған, нативан бир адәмгә тәңләнмигән, һеч бир инсан атлиққа хәвп йәткүзмәйдиған қоллар иди. Бу қолларни кәйнигә қайрип ишкәл салғанларчу? тарғаққичә көтүрүп варқиратқанларчу? ағриқтин чип-чип соғуқ тәрләп кәтсәм зәһәрхәндилик билән һиҗайғанларчу? улар ака, ука, дада, бала әмәсму? улар қорал билән туғулғанму, исми сақчи дәп қоюлғанму? әҗәба, улар бөшүкигә қасқан шәпкә билән бөләнгән болғиймиди?
Икки йенимда икки сақчи шилләмдин бесип, еңиштүргән пети сот залидин елип чиқилдим. Бешимға қара халта кийдүрүлгән болғачқа һеч немини илға қилғили болмайтти. Путумдики кишән ошуқумни ғаҗайтти. Улар шилләмдин иттәргәнчә қәдәмни илдамлитишқа тоғра келәтти. Қәдәмләр қанчә көп елинса кишән ошуқумни шунчә рәһимсиз ғаҗайтти. Кәйнимдин бирәйләнниң “қан чиқти, қан чиқти” дегән авази аңланмиған болса уларниң әлпазида мени йүгүрткән пети сақчи машинисиға бесивәткән болатти.
Машинида сақчилар ошуқумдин еқиватқан қанни көрүп сәл ичи ағридиму бешимдин қара халтини еливәтти. Биринчи сотта үч дост бир машинида елип меңилған вә биллә қайтқан идуқ. Иккинчи сотта болса залға елип кирилгәндила көрүшкән болдуқ. Көктағ қамақханиси үрүмчи шәһәрлик оттура соттин йирақ иди. Йолда сақчилардин бириниң ичи пушуп ағзимни татилашқа башлиди.
- Лиюдаван (тикқудуқ) қамақханисида турған болсаң зәйдуллани тонумсән?-дәп сориди бир сақчи. Зәйдуллани тонуйттим. Мән 2-5 камирида ятқан чеғимда у 2-6 камириниң башлиқи иди.
- Җимип кәттиңғу? уни үч йиллиқ кесип сиртта иҗра қилидиғанға қоювәтти, қамақтики чеғида дело паш қилип хизмәт көрситипту. Сән шунчә юқири мәлуматлиқ туруп зәйдуллачилик болалмапсән, раст гәпни қилсам, сәнла әмәс, җиқ адәм ундақ болалмайду, у дегән бир җин, -дәп доламға шапилақлап қойди.
Хиялим пакар, ақпишмақ, диқмақ кәлгән зәйдуллаға кәтти. Бундин он айлар бурун уни җаңҗүн дегән камер башлиқиму “җин” дегән иди. Тикқудуқ қамақханисида иккинчи корпусқа мәсул го чяң зәйдулла иккимизни тәрҗиман қиливалған иди. Тунҗи көрүшүпла көзлири ойнап туридиған бу йигитниң “рәисләргә пара бәрдиң дәп солап қойди,” дәп атқан поси ғидиқимни кәлтүргән иди. Чүнки бир рәискә әмәс, рәисләргә пара бәргән мәһбуслар тикқудуқ түрмисидә ятмайтти. Шундин кейин гочяңниң ишханисида анчә-мунчә учришип бир-биримизни билишип қалдуқ. У әсли тутулмиған болса канадаға кәтмәкчи икәндуқ.
2013-Йили кәч күздә мәшиқ камириға шихолуқ қадир исимлик бир сиясий мәһбус кирип қалди. Тәрҗиманлиқ қилиш җәрянида униң көзлиридин хитайчә билидиғанлиқини байқап қалдим. Дәсләптиму шихолуқ бир уйғурниң “хитайчә билмәймән,” дегини маңа гуманлиқ туюлған иди. Хатирә қалдуруш җәрянида униң бурун нәшә содиси қилип тутулғанлиқи мәлум болди. Бир күни қарисам, қадир һәммәйләнни қаритип қоюп әпчил таһарәт елип олтуруп кетипту. Шуниң билән көңлүмгә кәлгән гуман җәзмләшти. Униң йениға кәлгән башқа сиясий мәһбусларни көз ишариси қилип йеқин йолатмидим.
11-Айларда го чяң қадирни башқа камирға йөткәп кәтти. Шундин кейин униң зәйдулла билән пат-пат гочяңға әгишип каридорда йүргәнлирини көрдүм. Мениң тәрҗиманлиқимму бикар болди. Камир башлиқи җаңҗүнниң ейтишичә бу иккиси қулақ болғанмиш. Қадир һазир уйғур сиясий мәһбуслар бар һәммә камирда нөвәт билән ятқили турупту. Уйғурчә “қулақ” дейилидиған бу гәпниң әсли хитайчиниң тәрҗимиси икәнлики мени һәйран қалдурди.
Бир күни кәчлик тамақ вақтида камирниң роҗикидин маңа кадир тамиқи сунулуп қалди. Сорисам, зәйдулла киргүзүпту. Мақул дәп алған болуп сичүәнлик бир хитайға беривәттим. Бундақ илтипатлар төт-бәш қетим тәкрарланғандин кейин, бир күни зәйдулла камирниң алдиға келип өзиниң инглизчә өгиниш ойи барлиқини, мениң бу мәшиқ камирида йетип исрап болуп кәткинимгә пәқәт чидимайдиғанлиқини, әгәр халисам мени өзи бар камирға йөткәп чиқиш арзуси барлиқини ейтти. Мән бу камирдин башқа камирларға чиқсам күн чүшмәйдиғанлиқини, аптапқа қақланмисам қичишқақниң техиму әдәп кетидиғанлиқини баһанә қилдим. Уму қичишқақ дегән гәпни аңлап асанла ваз кәчти.
Бир күни җаңҗүн йиғинға чиқип кетип зәйдуллани тиллап кирди. У бир җениға 17 дело паш қилип мукапатлинипту. Гочяң қалған камер башлиқлирини зәйдуллаға селиштуруп яримастин яримасқа селип раса әдипини берипту. Җаңҗүн: “тоғра, мана мән қара гуруһ, мана мән қимарваз, җедәлхор, лүкчәк. Әмма һәр қанчә болсамму ағзимға тайинип җан бақидиған, башқиларниң изини пурап пул тапидиған зәйдулладәк итниң күнигә қалғиним йоқ! , мениң өлүкүмму тирикимму адәм, у яшиса бир ялақчи, өлсә җин болуп кетиду,” дәп қақшап кәткән иди.
Сақчи машинисиниң туюқсиз қаттиқ тормузлиниши мени хияллардин ойғатти. Бир хитай сақчи билән йәнә бир хитай мәһбусниң дейишивалғандәкла зәйдуллани “җин” дегини күлгүмни кәлтүрди. Нәпрәтлик бир адәмни һеч немә қилалмисақму униң тилланғинини аңлаш адәмни хош қилатти.
Немила дегән билән гүзәлликтин сөйүнүп, хунүклүктин нәпрәтлиниш инсан болуп яшаватқан һәммимизгә ортақ иди.
***Мәзкур мақалидә оттуриға қоюлған пикирләр апторниң шәхсий қарашлири. Радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.