Қарақурум бүркүти: низамидин һүсәйинниң һаяти (40)
2019.07.02

Қириқинчи қисим: “силәрдәк яшлири бар милләттә үмид кесилмәйду!”
1997-Йили 3-айда 70 яштин ашқан мәрһум низамидин һүсәйин қолға елинип үрүмчидә йепиқ сот ечилғанда униңға “1980-йиллардики уйғур алий мәктәп оқуғучилириниң намайишини пәрдә арқисида туруп қоллиған” дегән җинайәтму артилған иди.
Дәрвәқә, өмүр бойи өз хәлқиниң истиқбали үчүн күрәшкән бу от йүрәк инсан өз дәвридә милтиқ тутқан бир инқилабчи, қәләм күриши елип барған бир язар вә хитай түрмисидин 20 йиллап қачқан ривайәтлик шәхс болупла қалмастин, бәлки йәнә 1980-йиллардин кейинки бир әвлад уйғур яшлириниң миллий ғайисини ойғатқан киши иди.
Долқун әйса аридин 30 йилдәк вақит өткән бүгүнки устази низамидин һүсәйинниң намини һөрмәт билән тилға елип, униң әйни вақитта өзидә қалдурған чоңқур тәсиратлирини баян қилип өтти.
Уйғурларниң миллий идеологийәсини йетәкләп маңған зор тәсиргә игә уйғур сәрхиллири 1980-йиллардики уйғур оқуғучилар һәрикитигә қандақ позитсийә тутқан? долқун әйса 1988-йили 15-июн күни уйғур алий мәктәп оқуғучилириниң үрүмчидики иккинчи қетимлиқ зор намайишиниң йүз бәргәнликини, намайиштин кейин 4 айлиқ соал-сорақ болуп улар шинҗаң университетидин һәйдәлгинидә низамидин һүсәйинниң биринчи болуп қучақ ачқанлиқини алаһидә тилға алиду.
Долқун әйса әйни вақиттики хатирилирини варақлап йәнә мундақ дәйду: “әйни вақитта биз техи 20 яшқиму кирмигән яшлар идуқ. Дуня қараш вә мәпкурә җәһәттә техи гөдәк идуқ. Намайиштин кейин мән билән варисни мәктәптин һәйдиди. Айлап елип берилған мәсилә тапшуруш вә соал-сорақлар җәрянида қаттиқ роһий бесимға дуч кәлдуқ. Бир қисим йеқин достлиримиз вә тонушлиримиз биздин қачидиған болди. Һәтта бәзидә үмидсизләнгән чағлиримизму болди. Мана мушундақ пәйтләрдә низамидин әпәнди бизгә тарих сөзләп, өз кәчүрмишлирини сөзләп, миллий күрәшниң узун муддәтлик бир җәрян икәнликини, қәтий бәл қоювәтмәслик лазимлиқини әскәртип, бизгә мәдәт вә тәсәлли бәрди…”
Иккинчи қетимлиқ уйғур оқуғучилар намайишиниң йетәкчилиридин долқун әйса билән варис 1988-йили 9-айда шинҗаң университетидин һәйдәлгәндин кейин бейҗиңға берип әрз қилмақчи болиду. Низамидин әпәнди икки нәпәр яшниң бу урунушиниң нәтиҗә бәрмәйдиғанлиқини алдин билсиму, әмма уларни синап беқишқа риғбәтләндүриду шундақла өзиниң пенсийә маашидин 300 сом пул чиқирип уларға ярдәм қилиду.
Долқун әйса бу җәрянни мундақ баян қилиду: “биз бейҗиңға берип әрз қилмақчи болдуқ. Сәйпидин әзизигә, исмаил әһмәткә вә мәмликәтлик әрзийәт ишханисиға әһвалимизни демәкчи болдуқ. Низамидин әпәнди бизгә: ‛чоң хитай кичик хитайниң қилмишлирини билип турсиму һәргиз силәр үчүн, йәни башқа бир милләтниң истәклири үчүн кичик хитайни хата қилдиң дәп әйиблимәйду. Буниси ениқ, әмма немила болмисун, баримиз десәңлар, мәйли, берип синап беқиңлар, бу җәрянда уларниң маһийитини тонуп йетисиләр, ‚ деди. Бизгә өз йенидин 300 сом пул чиқирип ярдәм қилди. Бу 1980-йилларниң шараитида низамидин әпәндидәк пенсийәгә чиққан бир киши үчүн аз иқтисад әмәс иди.”
Долқун әйса өзиниң өсүп йетилиш вә уйғур миллий һәрикитигә кириш җәрянини әслигинидә миллий мәпкурә һәмдә вәтәнниң тәқдири һәққидики қиммәтлик билимләрни әң дәсләп устази низамидин һүсәйиндин алғанлиқини тилға алиду.
У мундақ дәйду: “низамидин әпәнди шу чағда бизгә ‛силәр хата қилмидиңлар, бир тарих яраттиңлар. Силәрдәк яшлири болған милләттә үмид кесилмәйду, силәрдәк яшлири болған милләт мустәмликидин һаман қутулиду. Сизләр яшлиқиңларда елип барған бу һәрикитиңлардин, бәргән бу қурбанлириңлардин пәхирлинишиңлар һәм ғурур һес қилишиңлар лазим! ‚ дегән иди. Әгәрдә әйни вақитта низамидин әпәндиниң мушундақ риғбәтлири вә мәдәтлири болмиғинида иди, биз келәчәккә болған үмидимизни йоқатқан болаттуқ.”
Бүгүн америкада яшаватқан җүрәт низамидин дадиси низамидин һүәсәйин әпәндиниң әйни вақиттики уйғур оқуғучилар һәрикитигә қандақ тәсирләрни көрсәткәнлики вә буниң җәрянлири һәққидә мәлумат бәрди. У дадисиниң шу йилларда мәйли гезитханида болсун яки алий мәктәп оқуғучилири арисида болсун, яшларни миллий мәпкурә билән тәрбийәләш җәһәттә қолидин келидиған барлиқ тиришчанлиқларни қилғанлиқини алаһидә тәкитлиди.
(Давами бар)