Қарақурум бүркүти: низамидин һүсәйинниң һаяти (41)

Мухбиримиз қутлан
2019.08.06
Nizamidin-ependi-pesnsiye-yillirida.jpg Низамидин һүсәйин әпәнди пенсийә йиллирида.
RFA/Qutlan

Қириқ биринчи қисим: вәтән тарихи үчүн тиркишиш

Муһәммәтимин буғраниң “шәрқий түркистан тарихи” намлиқ мәшһур әсири хитай һөкүмити тәрипидин “әң зәһәрлик вә әң хәтәрлик китаб” дәп қаралған шундақла йиллардин буян биринчи дәриҗилик чәкләнгән китаблар тизимликигә киргүзүлгән әсәр иди. Муһәммәтимин буғраниң җийәни доктор яқуб буғра “хатирәлирим” намлиқ әслимисидә 1947-йили аилиси бойичә кәшмир арқилиқ вәтәнгә қайтқанлиқини, шу қетим тағиси муһәммәтимин буғраниң “шәрқий түркистан тарихи” намлиқ китабиниң кәшмирдә бесилған тунҗи нәшридин 4 нусхини йошурунчә вәтәнгә елип киргәнликини тилға алиду.

1940-Йилларниң иккинчи йеримида муһәммәтимин буғраниң мәзкур китабиниң бир қисмини қайта толуқлап чиққанлиқи вә үрүмчидики “алтай нәшрияти” да бастурғанлиқи мәлум. Бу йилларда “алтай нәшрияти” йәнә полат қадириниң “өлкә тарихи” намлиқ китабиниму нәшр қилип тарқитиду.

Аридин йерим әсирдәк вақит өтүп 1980-йилларниң ахирлириға кәлгәндә йеңи әвлад уйғур яшлири ичидә вәтән тарихини қайта өгиниш қизғинлиқи көтүрүлиду. Мана мушундақ бир мәзгилдә яшинип қалған низамидин һүсәйин әпәнди қолидики “шәрқий түркистан тарихи” вә “өлкә тарихи” қатарлиқ қиммәтлик тарих китаблирини көпәйтип бастуруп, яшларға тарқатмақчи болиду.

1989-Йилидин 1990-йилиғичә болған җәрянда бу китабларни шапиграфта йошурунчә бастуруш ишиға қатнашқан долқун әйса әпәнди буниңдин 30-йиллар аввалқи вәқәләрни әсләп өтти.

Низамидин һүсәйинниң тәвсийәси билән долқун әйса қатарлиқ бирқанчә яшлар бу хәтәрлик һәм шәрәплик ишқа тәвәккүл қилиду. Улар алди билән полат қадириниң “өлкә тарихи” намлиқ китабини йошурунчә бастуриду. Андин муһәммәтимин буғраниң “шәрқий түркистан тарихи” намлиқ зор һәҗимлик китабини бирқанчигә бөлүп бастуриду. Низамидин әпәнди шәхсән өзи бу китабларни тарқитидиған ишәнчлик кишиләрниң тизимликини турғузуп чиқиду.

Кейинчә долқун әйса чәтәл тили өгиниш үчүн бейҗиңға кетиду. Бу җәрянда китаб бесиш ишиға қатнашқан яшлардин бири тутулуп кетиду. Буниң билән һәммәйлән җиддийчилик вә вәһимә ичидә қалиду. Бу вақитта низамидин әпәнди долқун әйсаға хәт йезип, әгәрдә келишмәслик болуп қалса һәммә ишни өзигә артип қоюшини тапилайду.

Низамидин әпәнди хетидә мундақ дәп язиду: “балилирим, мән түрмиләрдә йетип баққан, бешимдин һәммә иссиқ-соғуқларни өткүзгәнмән. Силәр техи яш, алдиңларда маңидиған йолуңлар узун. Силәр яшишиңлар, вәтән, милләтниң истиқбали үчүн күрәш қилишиңлар керәк. Әгәрдә тутулуп қалсаңлар, ‛бу ишни низамидин һүсәйинниң көрсәтмиси бойичә қилдуқ, биз тәпсилатини билмәймиз‚ дәп һәммә гунаһни маңа дөңгәп қоюңлар. Мән буниң җавабкарлиқини өз үстүмгә алимән!”

1980-Йилларниң иккинчи йеримида мәрһум низамидин һүсәйин билән “шинҗаң гезити” дә биллә ишлигән, һазир австралийәдә яшаватқан бәхтияр хоҗа әпәндиму бу һәқтә әслимә тәқдим қилди. У әйни вақитта өзиниң низамидин һүсәйин әпәндигә һәмраһ болуп җәнубқа бирқанчә айлиқ сәпәр қилғанлиқини, бу җәрянда низамидин әпәндиниң юрти қағилиқтики от йүрәк яшларға һәр күни кечиси вәтән тарихи һәққидә дәрс сөзлигәнликини тилға алди.

Ахирида долқун әйса устази низамидин һүсәйинниң әйни вақитта қолиға қорал елип миллий азадлиқ үчүн күрәшкән бир инқилабчи, қәләм күриши елип барған бир тарихчи вә журналист шундақла 20 йиллап түрмидин қачқан бир әркинлик җәңчиси болупла қалмастин, бәлки өз нөвитидә йәнә вәтәнниң һәр бир булуң-пучқақлириғичә кәзгән, һәр бир сиқим тописиниң қиммитини дәңсәп көргән, өз хәлқиниң йиға вә күлкисини чүшәнгән бир инсан икәнликини тәкитләп өтти.

(Давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.