Қарақурум бүркүти: низамидин һүсәйинниң һаяти (44)
2019.08.27

Қириқ төтинчи қисим: миллий виҗданниң таразисини көтүргән инсан
Мәрһум низамидин һүсәйинниң замандашлири билән болған шәхсий мунасивити, шу җүмлидин униң өзи билән дәврдаш өткән уйғур сәрхиллири билән болған мунасивити әң алди билән вәтән вә милләткә болған мәсулийәт һәм виҗданни алдинқи шәрт қилған иди.
Мәрһум низамидин һүсәйин һәққидә әслимә тәқдим қилған яки униң һаят мусаписидә қалдурған излирини қидирип чиққан кишиләрниң һәммиси низамидин һүсәйинниң замандашлири билән болған мунасивитидә һәр вақит “миллий виҗданниң таразисини чиң көтүргән бир инсан” икәнликини қәйт қилиду.
Җүрәт низамидин дадиси һәққидә тохталғинида дадисиниң турғун алмас, өткүр әпәнди, аблиз мәхсум қатарлиқ алдинқи әвлад зиялийлардин тартип, әхтәм өмәр, ялқун рози қатарлиқ кейинки әвлад яш зиялийларға қәдәр һәр қатламдики уйғур сәрхиллири билән әң мувапиқ шәкилдә кишилик мунасивәтни сақлиғанлиқини, әмма һәрқандақ бир мунасивәттә “милләт виҗданини әң юқири урунған қойғанлиқи” ни тәкитләп өтиду.
Низамидин әпәнди һаятида һәр саһә вә һәр қатламдики шунчә көп инсанлар билән тонушқан яки барди-кәлди қилған, у һәр вақит башқилар билән билән нормал кишилик муамилисини сақлашқа тиришқан иди. Әмма замандашлири, һәтта әң йеқин өткән сәпдашлири навада сиясий мәвқә яки миллий мәпкурә җәһәттин сиясий шамалларға маслишип пурсәтпәрәслик қилғинида уларға әң мурәссәсиз шәкилдә етираз билдүриду.
Абдушүкүр муһәммәтимин уйғурларниң бүгүнки заман пикир тарихидики сәмәрилик илим адәмлиридин бири. Низамидин һүсәйин әпәнди 1960-йилларниң башлирида “оңчи” қалпиқи кийдүрүлүп шигоби (отункоза) әмгәк билән өзгәртиш лагериға әвәтилгән абдушүкүр муһәммәтимин билән бир мәһәл лагердики қийин күнләрни биллә көриду. Җүрәт низамидинниң әслимә қилишичә, 1980-йилларниң башлирида шинҗаң университетиниң профессори болуп ишләватқан абдушүкүр муһәммәтин өзиниң “таң дәвридики уйғур нахша-музика сәнити” намлиқ китабини нәшр қилдуриду. Бу вақитта низамидин һүсәйин замандиши абдушүкүр муһәммәтимингә мәктуп әвәтип, униңдин немә үчүн китабиниң намиға “таң дәври” дегән сөзни қошқанлиқини кәскинлик билән сорайду һәмдә униң җаваб беришини тәләп қилиду.
Һәбибулла халиқ устази низамидин һүсәйинниң 1980-вә 1990-йилларда турғун алмас, абдурәһим өткүр қатарлиқ мәшһур зиялийлар билән билән бирликтә милләтниң идеологийәсини тоғра йөнилишкә йетәкләйдиған, илим саһәсидә, болупму тарих вә мәдәнийәт саһәсидә көрүлгән еғип кетишләр, хаталиқлар вә сәпсәтәләргә дәл вақтида инкас қайтурушта иш бирлики һасиол қилғанлиқини алаһидә тәкитләп өтиду.
1990-Йилларда уйғур әдәбиятида тарихий романлар қизғинлиқи әвҗ алиду. Бу вақитта көплигән язғучилар өзлириниң хоҗилар дәври вә униңдин кейинки заманларға даир тарихий романлириниң дәсләпки нусхисини низамидин һүсәйин әпәндигә көрситип, униң пикрини алиду. Һәбибулла халиқ язғучи абдувәли елиниң “бәдөвләт-янғин қаплиған земин” намлиқ 3 томлуқ тарихий романини йезиш җәрянида низамидин әпәндидин көплигән тарихий материялларни елип көргәнликини вә униң пикрини алғанлиқини баян қилиду.
Һәбибулла халиқ йәнә низамидин һүсәйин әпәндиниң шу йилларда уйғурчә нәшр қилиниватқан көп қисим гезит-журналларниң һәммисини дегүдәк оқуп, көрүлгән хаталиқларни вақтида түзитишкә халисанә түрткә болғанлиқини, өзиниң әйни вақитта низамидин әпәндиниң “үрүмчи кәчлик гезити”, “асия киндики”, “қәшқәр уйғур нәшрияти” вә “или кәчлик гезити” гә язған мәктуплирини йәткүзүп бәргәнликини әсләп өтти.
Долқун әйса өзиниң 1980-вә 1990-йилларниң башлирида уйғурларниң әң мәшһур зиялийлири вә билим адәмлири билән устази низамидин һүсәйинниң өйидә тонушқанлиқини, низамидин әпәндиниң милләт вә вәтәнниң мәнпәәтигә мунасивәтлик принсипаллиқ мәсилиләрдә мәйли ким болушидин қәтийнәзәр һечкимгә йүз-хатирә қилмайдиғанлиқини, болупму тарихий вә илмий темиларда “миллий виҗдан” ни һәмминиң алдиға қойидиғанлиқини әскәртип өтти.
(Давами бар)