Қарақурум бүркүти: низамидин һүсәйинниң һаяти (14)
2018.11.27

Он төтинчи қисим: битимдин кейинки мудһиш йиллар
Җәмий 8 ай талаш-тартиш қилинип имзаланған “11 маддилиқ битим” ниң толуқ мәзмуни 1946-йили 6-айниң 6-күнидики “шинҗаң гезити” ниң уйғур вә хитай тилидики нәшрлириниң биринчи бетидә тәңла елан қилиниду. Гезитниң тәһрират илависидә “11 битим” ни пүтүн өлкидики һәр милләт хәлқиниң худди “көз қаричуқини асриғандәк асриши лазимлиқи” тәләп қилиниду.
Һалбуки, шунчә қанлар төкүлгән, һесабсиз қурбанлар берилгән, 30 миң кишилик миллий армийә манас дәряси бойиға йетип кәлгән, җәнубий фронтта ақсу вилайитиниң йерими дегүдәк азад қилинған, ташқорған-қарақурум линийисидики 8-10 миңдәк қораллиқ күч қәшқәр вә йәкән шәһәрлиригә қистап кәлгән бир һәл қилғуч пәйттә битим болиду. Ақ қәғәзгә йезилған битим үрүмчини сақлап қелиштин тамамән үмиди үзүлгән гоминдаң армийисигә пурсәт бериду. Ақсудики азад районлардин чекингән миңлиған пидаийлар гоминдаң әскәрлириниң арқидин қоғлап атқан оқиға йәм болиду. Әң еғир бәдәлни ташқорған-қарақурум линийисидики 8-10 миңдәк тағ инқилабчилири төләйду. Қораллири йиғивелинип өйлиригә қайтурулған бу тағ арсланлири битимдин кейин гоминдаң даирилириниң овлаш нишаниға айлинип, көп қисми түрмиләрдә қийин-қистаққа елинип өлүп түгәйду.
Әйни йиллардики уруш сепидә “өлмәс тохтимәт” дәп нам алған яш низамидин һүсәйин битимдин кейин, йәни 1946-йилиниң 10-ай күнлиридә йәкәндә тутқун қилинип гоминдаң түрмисидә инсан тәсәввур қилғусиз қийин-қистақларға учрайду. Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған җүрәт низамидин дадиси низамидин һүсәйинниң 1997-йили үрүмчи 3-түрмисидә йезип қалдурған әслимисидики мунасивәтлик баянларни оқуп өтти.
Мәрһум низамидин һүсәйин өз әслимисидә 1946-йилиниң ахиридин 1947-йилиниң алдинқи йеримиғичә болған арилиқта йәкән түрмисидә өткүзгән мәһбуслуқ һаятиниң яднамилирини муну мисралар билән ипадә қилиду:
Қамча билән урғанда,
Вай дарен дәп толғанған.
Һәр бир урған қамчиси,
Қизил қанға боялған.
Әҗәлдинму яман әҗәллик ишлар.
Қишлардинму яман биз көргән қишлар.
Ғучурлап чишләймиз сунсиму чишлар,
Бу дегән өмүрдә түгимәс ишлар.
1947-Йилиниң апрел вә май айлирида әхмәтҗан қасими, муһәммәдимин буғра, җаң җиҗуң қатарлиқ өлкилик бирләшмә һөкүмәтниң юқири дәриҗилик әмәлдарлиридин тәшкилләнгән бир өмәк “11 битим” ниң әмәлийлишиш әһвалини тәкшүрүш үчүн қәшқәргә келиду. Җәнубий вилайәтләрдики гоминдаң сақчи даирилири көз боямчилиқ қилип түрмиләргә қамивалған миңлиған тағ инқилабчилирини қоюп беришкә мәҗбур болиду. Шу қатарда яш низамидин һүсәйинму йәкән түрмисидики 700 дин артуқ сиясий мәһбус билән бирликтә түрмидин вақитлиқ қоюп берилиду.
Аридин узақ өтмәйла җәнубта йәнә тутуш вә қамаш башлиниду. Чарисиз қалған низамидин һүсәйин устазлириниң йол көрситиши билән йошурунчә үрүмчигә қечип беривалиду вә сабиқ шинҗаң институтиниң иҗтимаий пән бөлүми, йәни тарих-җуғрапийә факултетиға оқушқа кириду.
Мәрһум низамидин әпәндиниң тәкитлишичә, әйни вақиттики үрүмчидә уйғур сәрхиллири өзлириниң сиясий-иҗтимаий ғайиси вә мәслики бойичә бир-биригә охшимайдиған бирқанчә сиясий гуруһларға айрилған икән. Әхмәтҗан қасими башчилиқидики или инқилабчилириниң әтрапиға уюшқан гуруһтикиләр мәсут сабири, муһәммәдимин буғра вә әйса йүсүп алптекиндин ибарәт “үч әпәнди” ниң әтрапиға уюшқан гуруһтикиләрни “түркчиләр” яки “аптономчилар” дәп әйиплисә, улар или гуруһини “иличилар” “советпәрәстләр” яки “қизил қуйруқлар” дәп һуҗум қилидикән. Низамидин әпәнди өз әслимисидә әйни йиллири өзиниң сиясий мәсләк җәһәттин муһәммәдимин буғраға әгәшкәнликини тилға алиду.
1949-Йили 10-айда, йәни хитай хәлқ азадлиқ армийиси уйғур дияриға бесип киргән күнләрдә низамидин әпәнди шинҗаң институтидики оқушини пүттүриду. Хитай коммунистлири һакимийәтни өткүзүвалған бу күнләрдә өлкигә қайтидин рәис болған бурһан шәһиди низамидин һүсәйин қатарлиқ бир түркүм яшларни биваситә хизмәткә тәқсим қилишни рәт қилиду. У низамидин һүсәйинни сиясий мәвқә җәһәттин буғра гуруһиниң тәсиригә учриған дәп қарап, униң өлкилик партийә мәктипиниң тунҗи қарар синипида оқуп идийә өзгәртишини тәләп қилиду. Шундақ қилип у 1950-йили 5-айда “шинҗаң гезити” идарисигә тәқсим қилиниду.
Низамидин һүсәйин әпәнди 1951-йили “шинҗаң гезити” идариси тәрипидин җәнубқа мухбирлиққа әвәтилиду. У таки 1953-йилиға қәдәр йәкән, қағилиқ, гума вә хотәнләрдә мухбирлиқ қилиду вә шу вақитлардики уйғур җәмийитидә йүз бәргән зор сиясий, иҗтимаий өзгиришләргә шаһит болиду. У әслимисидә өзиниң 1951-йили июлда мәрһум аяли һөрниса һәсән билән йәкәндә той қилғанлиқини, 1953-йили тунҗи пәрзәнти баһаргүлниң туғулғанлиқини тилға алиду.
(Давами бар)