Қарақурум бүркүти: низамидин һүсәйинниң һаяти (2)

Мухбиримиз қутлан
2018.09.04
merhum-edip-nizamidin-huseyin.JPG Мәрһум әдиб, инқилабчи низамидин һүсәйин әпәнди 3-түрминиң дохтурханисида йетиватқан чағдики һаятиниң ахирқи күнлиридә тартилған сүрәт. Үрүмчи.
RFA/Qutluq

Иккинчи қисим: дадам қайси түрмидә?

1997-Йили 3-айниң соғуқ бир кечиси 71 яшлиқ низамидин һүсәйин әпәнди үрүмчи қизил тағ қешидики “шинҗаң гезити” идарисиниң аилиликләр қорусидин тутуп кетилгәндин кейин из-дерәксиз ғайиб болиду. Дадисиниң из-дерикини алалмай қаттиқ әндишидә қалған җүрәт низамидин қолға елиш қәғизидики адресқа асасән үрүмчи шималий қовуқтики шәһәрлик сақчи идарисиниң биринчи башқармисиға сүрүштә қилип бариду. Һалбуки, у сақчи идарисидин һечқандақ учурға еришәлмәйду. Үрүмчидики түрмә дохтурханилирини издәпму һеч бир учурға еришәлмигән җүрәт низамидин ахири тикқудуқ, йәни “людаван түрмиси” гә берип сүрүштүрүп көрмәкчи болиду.

Шундақ қилип, җүрәт низамидин 1997-йили март ейиниң соғуқ бир сәһиридә үрүмчи тикқудуқ түрмисиниң алдиға бариду. Түрмә дәрвазисидин кирип-чиқиватқан хадимлардин дадисини сүрүштүриду. Қолтуқиға материял қистуруп сиртқа маңған бирәйлән униңға түрмә сақчилири әтигәнлик тамақ йәйдиған ашханиға кирип сүрүштүрүп беқишни тәвсийә қилиду.

Җүрәт низамидин ғәйрәткә келип тикқудуқ түрмисиниң дәрвазиси қешидики сақчилар тамақ йәйдиған ашханиға кириду. У ашханиға кирипла лиққидә олтурған сақчиларниң алдираш һалда әтигәнлик тамақ йәватқанлиқини көриду. У қаттиқ һодуқуп кәткән болсиму, әмма үнлүк авазда өзиниң 70 яштин ашқан дадисини сүрүштүрүп кәлгәнликини ейтиду. Сақчилардин бири униңға: “сән кетивәр, сениң дадаң, бизниңму дадимиз, хатирҗәм болуп, хизмитиңни ишливәр!” дәйду.

Сақчилар гәрчә униңға дадисиниң тикқудуқ түрмисидә бар-йоқлуқи һәққидә һечнемә демигән болсиму, әмма у һелиқи сақчиниң сөзлиридин дадисиниң бу йәргә қамалғанлиқини пәрәз қилиду.

Аридин узун өтмәй, сақчилар йәнә низамидин һүсәйинниң “шинҗаң гезити” идарисиниң аилиликләр қоруси ичидики өйигә келиду. Җүрәт низамидин буни аңлап дадисиниң өйигә киргинидә 6 нәпәр уйғур сақчиниң өй ичини ахтуруп оңтәй-тоңтәй қиливәткәнликини, һәтта дадисиниң йәйдиған дорилириниму елип меңишқа тәрәддут қиливатқанлиқини көриду. Сақчилар униңдин дадисиниң йәнә йошуруп қойған қандақ материяллири барлиқини, кимләрниң дадисини көпрәк издәп келидиғанлиқини сорайду. Җүрәт низамидин дадисиниң ағриқ икәнликини, тала-түзгә көп чиқалмайдиғанлиқини, өзиниң хизмити алдираш болғачқа кимләрниң бу өйгә келип-кетидиғанлиқидин хәвири йоқлуқини ейтиду.

Сақчилар низамидин һүсәйинниң өйини ахтуруп, гуманлиқ дәп қариған барлиқ китаб-материялларни вә униң йәйдиған дорилирини елип маңиду. Җүрәт низамидин сақчиларниң қору ичигә тохтитип қойған болкивай машинини һәйдәп маңғанлиқини көрүп, дәрһал такси чақириду вә уларниң кәйнидин әгишип маңиду. Такси йерим йолғичә сақчи машинисиға әгишип кәлгән болсиму, әмма қизил чирақта тохташқа мәҗбур болуп, алдидики болкивай машиниға әгишәлмәй қалиду. Җүрәт низамидин сақчиларниң “шинҗаң гезити” идарисидин чиқип үрүмчи җәнубий пойиз истансиси тәрәпкә маңғанлиқини көрүп, “дадам бәлким җәнубий вогзал қешидики 3-түрмидә болса керәк, ” дәп ойлайду.

Җүрәт низамидин такси билән үрүмчи җәнубий вогзал қешидики 3-түрминиң алдиға келиду. Бу әтрапқа қараңғу чүшкән бир чағ болуп, 3-түрминиң егиз қоршав теми вә там үстидики көзитиш мунарида постта туруватқан қораллиқ сақчиларниң тинимсиз меңишлири кишигә сүрлүк туйғу беғишлайтти. У түрминиң сиртқи темиға яндаш селинған бир бинаниң биринчи қәвитидики бир ихшханидин чирағ нуриниң йенип турғанлиқини көриду-дә, қорқунч вә вәһимә илкидә астиғинә ишикни иттириду. Ишик бирдинла ичигә қия ечилиду, у ишхана ичидики үстәлни чөридәп олтурған һелиқи 6 нәпәр сақчини көриду-дә орнида қаққан қозуқтәк туруп қалиду. . .

(Давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.