Қазақистанлиқ шаирә ташгүл һезиярованиң түркийә һәққидики әслимилири
Ихтиярий мухбиримиз ойған
2015.04.19
2015.04.19
Совет иттипақи гумран болуп, оттура асияда бир қатар мустәқил түркий тиллиқ мәмликәтләр қурулғанда уларни дәсләп етирап қилған дөләтләрниң бири түркийә болди. Шуниңдин буян түркийә билән оттура асия, шундақла русийә тәркипидики түркий тиллиқ җумһурийәтләр оттурисидики иқтисадий, мәдәний алақиләр барғансери қоюқлишишқа башлиди. Башқа хәлқләр қатарида уйғурларниңму түркийәгә болған көз қариши иҗабий тәрәпкә қарап йүзләнди. Кейинки йилларда түркийәни зиярәт қилған қазақистанлиқ уйғурлар бу мәмликәтниң башқа түркий хәлқләргә қиливатқан ғәмхорлуқиниң гуваһчиси болмақта.
Шуларниң бири алмата вилайитиниң челәк тәвәсигә қарашлиқ қорам йезисида истиқамәт қиливатқан шаирә ташгүл һезиярова түркийә сәпири һәққидә әслимилирини оттуриға қойди.