Қутлуқ шәвқий һәққидә
2011.09.03
Қутлуқ шәвқий өзиниң илғар пикир – идийилири, җәңгивар шеир – ғәзәллири арқилиқ уйғур һазирқи заман әдәбиятиниң тәрәққияти вә гүллинишигә гәвдилик һәссә қошупла қалмай, гезитчилик, мудәррислик вә башқа иҗтимаий паалийәтләр биләнму актип шуғуллинип, хәлқимизниң наданлиқ уйқусидин ойғинип, асарәтлик һаятқа хатимә бериши үчүн тәврәнмәс күрәш қилған. Мана шу күрәш җәрянида у, бу күрәш сепигә атланғанлар вә атланмақчи болғанларниң сәркисигә вә төһпикар устазиға айланған.
Әмди төвәндә мәрһум инқилабчимиз қутлуқ шәвқийниң һаят һекайисигә қулақ салғайсиләр. Бу программини полат тәйярлиған.
Һәммимизгә мәлум болғинидәк, тил – бир милләтниң бәлгиси, миллий мәвҗудийитиниң капалити, бир милләтни йәнә биридин айрип туридиған әң муһим нишанә. Кимки ана тилини йоқитидикән, аввал өзини, андин миллитини, андин вәтинини йоқатқан болиду. Тарих бетини варақлап бақидиған болсақ, алдимизға буниң мисали көп учрайду.
Һөрлүк, йеңилиқ, тәрәққият йолидики пидакар қәһриман, милләтни зулум вә наданлиқтин қутулдурушқа атланған от йүрәк шаир қутлуқ шәвқий буниңдин тәхминән 100 йил бурун ана тилимиз _ уйғур тилиниң еғир хрисқа дучар болуватқанлиқини, әгәр наданлиқ, қашшақлиқ илкидин тездин қутулмисақ, уйғур тилиниң бәкму хәтәрлик һалға чүшүп қалидиғанлиқини көрүп йетип, өзиниң өткүр мисралири арқилиқ ана тилни пухта игиләш вә уни қәдирләш керәкликини ярқин ипадиләп бәргәниди. Һала, бүгүнки күндә у пәнд – нәсиһәтлик мисраларға, һәтта даңлиқ нахшичилиримиз тәрипидин муң – зарлиқ нахша қилип ейтилған болсиму, йәнила қулақ йопуруп йүргәнниң дәрдини йәткүчә тартип туруптимиз.
Әмди төвәндә диққитиңлар шаир қутлуқ шәвқиниң “ана тил” намлиқ шеирида болсун!
Тәпсилатини юқиридики аваз улинишидин аңлиғайсиләр.