“мени өстүрүп қой!”

Ихтиярий мухбиримиз абдувәли аюп
2017.09.12
urumchi-sheherlik-1-turme-2.jpg Үрүмчи шәһәрлик 1-түрмә. 2014-Йили 24-сентәбир, үрүмчи.
RFA

Сиясий мәһбуслар кийидиған қизил кийим билән сорақ қилинишим 11-сентәбир башланди.

Деризидин үзүм бараңлири көрүнүп турған сорақханиға кирип қарисам, мени бурун сорақ қилған сақчилар алмишипту. Әкбәр дегән музқапақ хәнзуван йоқапту. Мухтәр әмәт дегән қизил мучму йоқ. Пәқәт қәшқәрдин мени тутуп кәлгән һелиқи сөрәлмә сорақчи ән җиңкүн дегән хитайла алмашмапту.

Йеңи сорақчилардин бири дәсләптила сүр көрсәтти. Тәңритағ қамақханисида һәр түрлүк сорақ усуллириға учрап баққиним үчүн бундақ һәйвиләрдин мәңдәп қалмидим. Сорақта униң елхәт адресимни тәкшүргәнликини һес қилдим. Елхәттә “әркин асия радиоси” дики бирәйлән билән алақә қилған идим. Америкидики чеғимда йезишқан хәтләрни йошурупму йүрмидим. Хәттики гәпләр оғлини йиллар бойи көрмигән вә көрәлмәйдиған бир аниниң маңа тапилиғанлири иди. Кечиләп сорақ қилсиму, у қилғинимни хата дәп бойнумға алмидим.

Йеңи сорақчи вашингтонға берип рабийә ханим билән көрүшмигинимгә ишәнмиди. Сорақчиниң көрүшкинимни бәкла испатлиғуси болғач, тохтимай бу һәқтә сорақ қилди. Гәрчә бу соалларға бурун нәччә қетим җаваб берип болған болсамму айландуруп йәнә шу йәргә келәтти. Мени америкиға узатқан бәзи достлар, рабийә ханимға салам ейтқан иди. Улар мениң қайтип келидиғанлиқимға ишәнмәйтти. Сорақта олтуруп хиялим шу ақ көңүл достлиримға кәтти.

-Ейтә, рабийә қадир саңа немә дәп йолйоруқ бәрди!

-Мән көрүшмисәм, қандақ йолйоруқ бериду. Мән вәтәндә техиму яхши ақартиш қилимән, дәп оқуғили кәлгән турсам, рабийә қадир билән көрүшүп немә қилимән. Рабийә қадир билән көрүшкәнгә бир уйғурниң көз йеши азлап, бир уйғурниң дәрди йеникләп, бир уйғурниң мүшкүли асанлишип қаламти?-дедим яндуруп.

-Сениң бу гәплириңгә кичик балиму ишәнмәйду. Сәндәк алий мәктәптә оқуғандин тартип таки алий мәктәпләрдә оқутқучи болғучә изчил паалийәтчан болуп кәлгән бириниң һеч бир сиясий мәқсити йоқ, десә ким ишиниду? америкадин буйруқ билән, доллар үчүн кәлмисәң саңа вәйранә қәшқәрдә немә бар? сени тәңритағ қамақханисидин людаванға билмәй елип кәлмидуқ. Сәндәк чоң сиясий җинайәтчиләр ятидиған йәр маву. Каллаңни таза силкип, түзүк иқрар қил!

Буғдай өң, егизрәк кәлгән бу балиға немә дейишни биләлмидим. Чүшлүк тамақ вақти болғач сорақ хатириси йезиватқан сорақчи вә мени яндин көзитип турған ән җиңкүн иккимизни ялғуз қоюп тамаққа чиқип кәтти.

-Қара, сақчилиқ җапалиқ болғанниң үстигә қериғанда иттин хар күнгә қалидиған бир хизмәт икән. Мениңму пәқәт қилғум йоқ. Йәнә бир дәриҗә өсүвалсам бунчә өзүмни уруп кәтмәймән. Шуңа мени өстүрүп қой. Сән җинайитиңни иқрар қилмисаңму бопту қиливетәй. Әмма әтрапиңда, яки сән билидиған һөкүмәткә қарши, вәзийәткә зиянлиқ ишларни қиливатқанлар болса дәп бәр. Сән бош адәм әмәс, чоқум билисән, пәқәт шулардин бирнила дәп бәрсәң болиду. Сәнму қутулисән, мәнму өсүвалимән. Шинҗаңдила болсаң кәйниңдә мана мән бар-деди у, мүрәмгә шапилақлап.

Ойланғандәк болувелип бирдәм турғандин кейин, -һеч есимгә ундақ кишиләр кәлмиди.

-Мән тонуйдиғанларниң көпинчиси кадир, оқутқучи вә сақчи, қараң, мән башқа кишиләр билән көп арилашмиғачқа билмәйдикәнмән-дедим.

-яхшилиқни билмәйдиған немә икәнсән, шунчә оқуп әқил кирмигән. Бопту, сәнләр қамақта йетип сесип кетиш, мән сәндәкләрни тутуп болалмай қерип кетәй!

У шундақ дегәнчә келип мени гәҗгәмдин иттәргән пети сорақханидин елип чиқип гундипайларға тапшуруп бәрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.